Корла йәрлик даирилири: “‛қуран кәрим‚ вә җайнамазларни тәлтөкүс дегүдәк йиғип болдуқ”
2017.09.26

Бирқанчә күндин бери иҗтимаий ахбарат васитилиридә уйғур аптоном районидики мәлум бир аһалиләр райони тәрипидин чиқирилған өзини ашкарилаш йиғини һәққидики авазлиқ уқтуруш тарқалди. Уқтурушта аһалиләр дүшәнбә күни ечилидиған өзини ашкарилаш йиғиниға қатнишишқа вә қоллиридики “қуран кәрим” вә җайнамазларни дәрһал тапшурушқа буйрулған.
Мухбиримиз уқтуруштики йип учлириға асасән корла шәһиригә тәвә алақидар орунларға телефон қилди. Йәрлик даириләр өз тәвәликлиридә “қуран кәрим” вә җайнамазларниң тәлтөкүс дегүдәк йиғилип болғанлиқи, буниң 4-5 айдин бери давамлишиватқанлиқи, нөвәттики өзини ашкарилаш йиғинлирида пәқәт аз бирқисим қалдуқ материялларни йиғиватқанлиқини баян қилди.
Алдинқи күнидин буян иҗтимаий таратқуларда тарқалған авазлиқ уқтурушниң ақсуниң шаяр яки корла тәвәсидики мәлум бир аһалиләр комитетиға тәвә икәнлики тәхмин қилинмақта. Тордики бу һәқтики инкасларда уқтурушта тилға елинған каңдо мәһәллисиниң корла шәһәр сайбағ аһалиләр райониға тәвә икәнлики тилға елинған. Биз буниңға асасән мәзкур тәвликкә телефон қилдуқ. Алақидар хадимлар каңдо мәһәллисиниң қурулуш йоли аһалиләр райониға тәвә икәнликини баян қилди. Каңдо мәһәллә башқармисидики хадимлар “өзини ашкарилаш йиғини” ниң ечилғанлиқлиқини баян қилған болсиму, әмма тәпсилати һәққидә мәлумат бәрмиди.
Корла қара юлғундики икки кәнт секретари өз тәвәликидә “қуран кәрим” вә җайнамазни йиғишниң 4-5 айдин бери давам қиливатқанлиқини вә ахирқи басқучқа кәлгәнликини билдүрди. Уларниң билдүрүшичә, ялғуз “қуран кәрим” ла әмәс, бәлки дөләт ичи-сиртида қанунлуқ-қанунсиз бесилған барлиқ барлиқ диний материяллар йиғилған; бу материяллар омумйүзлүк йиғивелинип, бир қатар инчикә тәкшүрүш елип берилғандин кейин, материялларниң тоғра-хатаси айрилип, дөләт бихтәрликигә тәһдити йоқ дәп қаралғанлири тарқитилиду. Кәнт секретарлиридин бири өз кәнтидин 4-5 миң данә диний китаб, журнал вә қолланминиң һәмдә 500 дин артуқ җайнамазниң йиғивелинғанлиқини паш қилди. Қара юлғун кәнт секретари йәнә өз кәнтидики мәсчит имаминиң өйидинла 12 йәшик китаб йиғивелинғанлиқини баян қилди.