Муйәссәр муһәммәт 13 йил бурун мисирда оқуғанлиқи үчүн түрмидә җазаланмақта
2018.09.26
Йеқинқи икки йилдин буян хитайниң уйғурларға күчәйтип иҗра қиливатқан бастуруш сиясәтлириниң аилиләрни парчилап, балиларниң тирк йетимләргә айландурулуватқанлиқиға даир мисаллар көпәймәктә, қазақистанлиқ уйғурға той қилип 3 пәрзәнтлик болған болсиму, 10 йилдин бери изчил гиражданлиқ илтимаси рәт қилинип кәлгән муйәссәр муһәммәтниң аилиси шулардин бири. 2016-Йили авғустта, қазақистан гиражданлиқ рәсмийәтлирини беҗиришкә керәклик материялларни толуқлаш үчүн юрти атушқа қайтқан муйәссәр, даириләр тәрипидин башта лагерға кейин түрмигә қамалған. Муйәссәрниң атуштики барлиқ уруқ-туғқанлириму илгири ахир лагерға елип кетилгән. Муйәссәр вә униң аилисиниң қисмәтлирини мухбиримиз гүлчеһрәдин аңлайли.
Хитай һөкүмитиниң буниңдин 2-3 йиллар илгирила “тәрбийәләш” намидики лагерларни бәрпа қилишқа башлиғанлиқи вә әң аввал бундақ җайларға диний мәлуматқа игә вә яки чәтәлләрдә ислам илимлирини өгәнгән вә мисир қатарлиқ җайларда оқуватқан оқуғучиларни қайтуруп келип “қайта тәрбийәләш” намида уларға меңә ююш вә һәр хил җаза қолланғанлиқи мәлум.
Бу йил 33 яшқа киргән муйәссәр муһәммәтниң ери қазақистанлиқ уйғур сәдирдинниң радиомизға билдүрүшигә қариғанда, у аяли муйәссәрни қазақистан гиражданлиқиға өткүзүш үчүн 10 йилдин буян тохтимай тиришқан, бу йолда мунасивәтлик даириләргә 40 миң доллардин артуқ пул хәҗләпму һечқандақ нәтиҗә чиқмиған, ахири қазақистан даирилириниң тәләп қилған 14 түрлүк испатни толуқлаш үчүн муйәссәр бу қетим 2016-йили 8-айниң 20-күни атушқа рәсмийәт өтүшкә қайтқан.
Һалбуки даириләр уни 3 айдин кейин лагерға елип кәткән, арқидин уни йәнә түрмигә алған. Хитай һөкүмити һечқандақ җинайити болмиған муйәссәрниң 13 йил бурун мисирға берип оқуғанлиқини баһанә қилип уни җазалиған икән.
Икки йилдин буян анисини сеғинған балилириға һәм ата һәм ана болуп пайпетәк болуватқан яш ата сәдирдин, өзигә охшаш қисмәткә учриған қазақларниңму аилә әзалирини хитайниң лагерлиридин қутулушиға қазақистан даирилиридин ярдәм алалмиған бир вәзийәттә бу һәқтә өзи яшаватқан дөләткә әрз қилиштинму райи янған болуп, ахири хәлқаралиқ ахбаратларға вә кишилик һоқуқ органлириға испатлиқ беришни тоғра көргәнликини ейтиду.
Сәдирдин гәрчә үмидсизликтә бир қанчә қетим уйғур елигә киришкә тәвәккүл қилишни ойлиған болсиму, лекин аялиниң түрмигә меңиштин бурун қилған “һәргиз кәлгүчи болмаң, башқа уруқ туғқанларму балаға қалиду, сизму яман ақивәткә қалисиз, мән сиз билән аҗраштим дейишкә мәҗбур болдум, балиларни сизгә тапшурдум. . . ” дегән сөзлири униң йолини тосуп турмақта икән. У аяли муйәссәрниң ахирқи қетим үндидарда өзигә мәлум бир сестраниң телефони арқилиқ учур йоллап, өзиниң түрмидә айлинип қалғанлиқи үчүн дохтурханида икәнлики, бу йәрдин түрмигә елип кетилиш алдида икәнликини ейтқанлиқи, әнә шундин буян алақисиниң пүтүнләй үзүлгәнликини билдүрди.
Биз сәдирдин тәминлигән учурға асасән, муйәссәр муһәммәтниң атуштики аилиси турушлуқ мәһәллә комитети билән алақилишип муйәссәрниң нәдә икәнликини соридуқ, мәһәллә комитетидики бир уйғур аял, муйәссәрниң лагерға елип кетилгәнликини инкар қилмиған болсиму, лекин һазир нәдә икәнликини билмәйдиғанлиқини ейтип башқа соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.
Биз атуштики бир қанчә сақчиханилар арқилиқ муйәссәрниң әһвалини сүрүштә қилишқа тиришқан болсақму, җаваб алалмидуқ.
Сәдирдинниң бир ай илгири қазақистандин қорғас чеграсиға берип, атуштики уруқ-туғқанларға телефон қилиш арқилиқ ахири, муйәссәр лагерға елип кетилгәндин кейин униң аниси вә өгәй дадиси, иниси вә башқа уруқ-туғқанлириниң һәммисиниң лагерға елип кетилгәнликини, өгәй дадиси һәсән һаҗиниң кесили еғир болғанлиқтин йеқинда қоюп берилгәнликини билгән. Һәсән һаҗи күйоғли сәдирдинға телефонда еһтият вә қорқуш ичидә “әһвалимиз еғир, һәммиси лагерда, бизгә әмди телефон қилмаң” дегән.
Муйәссәр вә униң аниси һәм уруқ -туғқанлириниң даириләр тәрипидин лагерға вә түрмигә елип кетилгәнлики мәлум болсиму, уларниң қайси түрмә яки лагерда икәнлики йәнила ениқланмиди. Сәдирдин түрмигә кириштин илгири бир қанчә қетим айлинип қалған аялиниң сақ -саламәтликидин чоңқур әндишә қилмақта икән.