Қәшқәр даирилири кадирлар вә уларниң уруқ-туғқанлириниңму динға етиқад қилишини чәклиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.10.23
toppa-yaghliq-saqal-ramzan.jpg Хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан түрлүк бесими вә диний етиқад чәклимилири уйғурларни чүшкүнләштүрмәктә. 2009-Йили 17-июл, үрүмчи.
AFP

Қәшқәр партийә қурулуш тори қатарлиқ мәнбәләрдин, қәшқәрдә даириләрниң мәхсус “15 маддилиқ чәкләш” ни елан қилип, кадирлар вә уларниң уруқ-туғқанлириниңму динға етиқад қилишини қаттиқ чәклигәнлики ашкариланди.

Қәшқәр шәһәрлик парткомниң узақ муддәтлик муқимлиқни сақлаш истратегийиси сүпитидә елан қилинған мәзкур чәклимидә, һәр дәриҗилик партийә-һөкүмәт кадирлири һәмдә уларниң уруқ-туғқанлириниң динға етиқад қилиши, роза туруши, һәтта диний йосунда кийинишиниңму чәклинидиғанлиқи айрим-айрим маддиға елинған. Шундақла кадирлар өзлирила әмәс, уларниң уруқ-туғқанлири ичидә бу чәклимиләргә хилаплиқ қилғучилар көрүлсә, муқимлиққа тәсир йәткүзүш категорийиси бойичә охшашла қаттиқ бир тәрәп қилинидиғанлиқи әскәртилгән.

Бүгүн радиомизда буниңға қарши мәхсус баянат елан қилған дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди “қәшқәр даирилириниң елан қилған мана бу 15 маддилиқ ашкара чәклимиси-хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқ, қануний вә диний һәқ-һоқуқлирини қаттиқ дәпсәндә қиливатқанлиқиниң иқрарнамиси, уйғур хәлқиниң қаршилиқлириниң һәқлиқ икәнликини ақлайдиған йәнә бир җанлиқ испати” дәп көрсәтти.

Қәшқәр шәһиридә хитай даирилири “қәшқәр шәһиридики һәр қайси дәриҗилик кадирларниң сиясий интизамини йәниму чиңитиш тоғрисида 15 маддилиқ чәклимә” ни 20-өктәбир йиғин ечип елан қилип вә рәсмий иҗра қилишқа башлиған. Қәшқәр шәһәрлик партком вә һөкүмәт кадирларни башқуруш һәққидә бу хил чәклимини иҗра қилишниң алдида, 2-өктәбир хитай һөкүмәт торлирида, хитай мәркизи интизам тәкшүрүш комитетиниң уйғур аптоном район даирилири билән бирликтә икки ай ичидә уйғур аптоном районидики партийилик миллий кадирларни нишан қилип мәхсус тәкшүрүш елип бериш арқилиқ уйғур аптоном районида бир қисим аз санлиқ милләт партийә вә һөкүмәт кадирлириниң динға етиқад қилидиғанлиқи, сиясий сәзгүрлүки аҗизлиқи ениқланғанлиқи һәққидә хәвәр қилинған иди, шундақла даириләр уйғур аптоном даирилирини, террорлуққа қарши туруш вәзийитиниң кәскинлики, мурәккәпликини чоңқур тонуп, төвән чәк тәпәккурини күчәйтип, партийә, һөкүмәт ичидики мәсилә көрүлгән кадирларға қәтий позитсийә, күчлүк тәдбир арқилиқ йәниму үзүл-кесил зәрбә берип, җиддий түзәп вақтида доклат қилип туруш һәққидә агаһландурған.

Көзәткүчиләр болса бу, “миллий кадирларниң миллий вә диний һессияти хитай коммунистик партийиниң әң чоң әндишиси болуп қалғанлиқи” ни, шундақла хитай даирилири буниңдин кейинки муқимлиқ истратегийисидә йәнила миллий вә диний һессиятини техи өлмигән уйғур кадирларни тазилашни узун мәзгиллик нишан қилидиғанлиқини мулаһизә қилған иди.

Хитай һөкүмити асасий қанунида барлиқ пуқраларниң диний етиқад әркинликигә һөрмәт қилиш көрситилгән болсиму, әмма уйғур елида йолға қоюватқан диний сияситидә барлиқ хизмәтчи кадирлар, оқутқучи, оқуғучиларниң динға етиқад қилишини қаттиқ чәкләп кәлмәктә.

Нөвәттә даириләрниң “пәвқуладдә кәскин муқимлиқ вәзийити вә пәвқуладдә кәскин хизмәт вәзиписи алдида миллий кадирларниң һәр вақит һошярлиқни өстүрүп,террорлуққа қарши турушниң алдинқи базиси вә асасий җәң мәйданилиқ еңини йәниму күчәйтип, сиясий сәгәклик вә хәвп еңи, ахирқи чәк тәпәккурини баштин-ахир сақлап, муқимлиқни барлиқ хизмәтләрниң мәвқәси вә мәқсити” қилишни тәкитлимәктә вә буниңға даир чәкләш вә тәдбирлирини йәниму күчәйтмәктә.

Йеқинқи қәшқәр җамәси имами җүмә таһирниң пичақлап өлтүрүлүш вәқәси вә йәкән елишқу вәқәлиридин кейин хитай даирилири қәшқәрдә нурғун миллий кадирларни муқимлиқ хизмитидә бихәстәлик қилиш, вәзиписини җиддий иҗра қилмаслиқни баһанә қилип қаттиқ җазалиған иди.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң бүгүн радиомизға бәргән учуриға қариғанда, қәшқәрдә мәйданға кәлгән мәхсус кадирларниң диний етиқадини чәкләшни мәқсәт қилған бу хил чәклимә әмәлийәттә уйғур елиниң хотән, ғулҗа, ақсу қатарлиқ уйғурлар көп олтурақлашқан шәһәрлиридә охшашла иҗра қилинишқа башлиған.

Дуня уйғур қурултийиға вакалитән радиомизға бу һәқтә баянат бәргән дилшат ришит: “хитай даирилири йиллардин бери уйғур кадирларға динға етиқад қилмаслиқ, мәсчиткә кирмәслик, диний паалийәтләргә қатнашмаслиқ, түрлүк аммиви намайиш шундақла дөләт бихәтәрликигә тәсир йәткүзидиған барлиқ һәрикәтләргә қатнашмаслиқ чәклимисини иҗра қилғандин башқа,хитай даирилириниң қәшқәрдә 15 маддилиқ мәзкур ашкара чәклимиси арқилиқ кадирларниң өзидин башқа йәнә, уларниң аилә тавабиатлириниму охшаш чәклимә даирисигә елиши, өзиниң қануниға еғир хилаплиқ қилишидин башқа йәнә, уйғурлар үстидин елип бериватқан кишилик һоқуқ, диний һәқ-һоқуқ дәпсәндичиликиниң иқрарнамиси, уйғур хәлқиниң қаршилиқлириниң һәқлиқ икәнликини ақлайдиған йәнә бир җанлиқ испати” дәп көрсәтти.

Уйғур елида бу хил юқири бесимлиқ вәзийәт давамлашса, йәниму зор тоқунуш вә қан төкүлүшләрниң кеңийиши мумкинликини илгири сүргән дилшат ришит әпәнди йәнә “қәшқәрдә вә башқа җайларда иҗра қилиниватқан инсан һәқлиригә хилап бу хил ашкара чәклимиләргә пүтүн дунядики кишилик һоқуқ тәрәпдарлири вә һәққанийәтчиләрни сәл қаримаслиққа, мувапиқ инкас қайтурушқа, хитайни ислам диниға етиқад қилғучи уйғур вә башқа динға етиқад қилғучи барлиқ хәлқләргә қаратқан бу хил қанунсиз, йолсиз бастурушлирини тохтитиши үчүн җиддий һәрикәткә келишкә чақиримиз” дәп баянат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.