Уйғур диний өлималири: хитайниң “диний әсәбий идийә” гә қарши туруш тәшвиқати динға қарши туруштики шәкли өзгәргән сиясити
2013.12.26
Йеқиндин буян хитайниң уйғур дияридики ахбаратлири, “диний әсәбийлик идийисиниң сиңип киришигә қарши туруш”, дегәнгә охшаш мәзмунларда йиғин ечиш вә тәшвиқ қилиш паалийити йүргүзүватиду.
Уйғур дини алимлар, хитайниң “диний әсәбийлик идийисигә қарши туруш” тәшвиқатиниң шәкли өзгәргән динға қарши туруш сиясити икәнликини, уйғурларниң динға қизиқиватқан динни өгиниватқан вә өгитиватқан кишиләргә хитай дини әсәбий унсур дегән қалпақни кийдүрүп, уларға зәрбә беришкә тиришиватқанлиқи, бу хитайниң пүтүнләй инсанларниң нормал һәқ-һоқуқи болған диний әркинликигә қилған һуҗуми икәнликини баян қилди.
Шинхуа ториниң хәвәр қилишичә, аталмиш уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүминиң тәшкиллиши билән уйғур аптоном районлуқ сәһийә саһәсидикиләр үчүн 17-декабир күни “диний әсәбийлик идийисиниң сиңип киришигә қәтий қарши туруп, хәлқниң сағламлиқ һоқуқ-мәнпәәтини пүтүн күч билән қоғдайли” дегән мәзмунда мәхсус сөһбәт йиғини уюштурулған вә диний әсәбийлик идийисиниң сиңип киришкә қарши туруш тәшәббусини оттуриға қойған.
Диний әсәбийлик дегән қандақ уқум, уйғурлар арисида растинила ашундақ диний әсәбийлик әһвали мәвҗутму? хитай бу уқумни оттуриға чиқиришта немини мәқсәт қилиду? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн, түркийә һитит университетниң оқутқучиси, доктор атавуллаһ шәһяр вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш тәптиши дини алим абдулһәкимхан мәхсум билән сөһбәт елип бардуқ.
Доктор атавуллаһ шәһяр әпәнди, бу һәқтики пикир-қарашлирини оттуриға қоюп, уйғурлар мусулман болғанлиқи үчүн хитай уйғур диярида очуқ ашкара динға қарши турушқа җүрәт қилалмайдиғанлиқини, шуниң үчүн мушундақ уқумларни оттуриға чиқирип кишиләрни динға қарши турушқа вә динни чәкләшкә урунуватқанлиқи, бу, хитайниң шәкли өзгәргән динға қарши туруш сиясити икәнликини ипадилиди.
Дини алим абдулһәкимхан мәхсум, бу һәқтики пикирлирини баян қилип, уйғурларда диний әсәбийликниң мәвҗут әмәсликини билдүрди вә мундақ деди:
“хитай 60 йилдин буян уйғур мусулманлириниң динни өгиниш вә өгитиш ишлирини чәкләп хәлқимизни диний етиқадтин тамамән мәһрум қалдуруп кәлди, хәлқимиз динни толуқ өгинидиған шараитқа игә болалмай кәлди. Хитай, уйғур хәлқиниң ислам диниға болған қизиқиши, өгиниш вә өгитиш ишини диний әсәбийлик дәп әйибләватиду. Әслидә динни өгиниш вә өгитиш инсанларниң тәбиий һәқ-һоқуқи. Хәлқни өзиниң диний әркинликидин ибарәт бу һоқуқидин мәһрум қоюшни мәқсәт қилиду. Динға қизиқиватқан динни өгиниватқан вә өгитиватқан кишиләргә дини әсәбий дегән қалпақни кийдүрүп уларға зәрбә беришкә тиришиватиду. Бу хитайниң пүтүнләй инсанларниң нормал һәқ-һоқуқи болған дини әркинликигә қилған һуҗум вә таҗавузчилиқи.”