“һәҗгә илтимас сунсам, йешиң чоңкән дәп унимиди, һашарға һәйдәйдиған чағда йешиң чоңкән демиди”
2015.08.24
Бирқанчә күндин бери уйғур районидики бир қисим һөкүмәт торлирида хитай даирилириниң адәттики паспорт беҗиришни қулайлаштуруш ислаһатини йолға қойғанлиқи хәвәр қилинмақта.
Хәвәрләрдә дейилишичә, хотән шәһәрлик җ х идарисиниң чеградин кирип чиқишни башқуруш әтрити паспорт беҗиришни тезләштүрүш вә аддийлаштуруш үчүн йеңидин 32 хадим қобул қилған вә исмена қошуп ишләш үчүн 17 йеңи көзнәк ачқан.
Хәвәрләрдә паспорт беҗиргүчиләрниң разимәнликиму сүрәтлик һалда көрситилгән. Мухбиримиз бу мунасивәт билән хотәнгә телефон қилип, бу һәқтә аһалиләрдин әһвал игилиди. Аһалиләрдин 71 яшлиқ бир киши бу қолайлиқниң пәқәт аз сандики кишиләр үчүн яритилғанлиқи, көп сандики кишиләрниң бу әвзәлликтин мәһрум икәнликини ейтти. У бу вәзийәткә өз кәчмишини пакит қилип көрситип, “даириләр мениң паспорт илтимасимни йешиң чоңкән дәп рәт қилди, әмма һашарға һәйдәйдиған чағда йешимни сорапму қоймиди” дәп шикайәт қилди.
Юқиридики аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.