Хитай тордашлири : уйғурларниң техиму шиддәтлиқ қаршилиқ һәрикәтлири йүз бериши мумкин
2014.04.14

8-Апрел күни аммиви тор бекәтлиридин вечат, твитер қатарлиқ тор бекәтлиридә корла шәһири тәңритағ коча башқармиси диний ишлар ишханиси намида тарқитилған “сақал қойған әрләргә, һиҗапланған аялларға өй иҗаригә бәрмәслик ” уқтуруши муназирә қозғиди.
Уқтуруш уйғурчә вә хитайчә икки тилда мундақ йезилған: “яш туруп сақал қоювалғанларға, һиҗаплинивалғанларға өй иҗарә беришкә болмайду. яш туруп сақал қоювалғанларни, һиҗапланғанларни күтүшкә болмайду. яш туруп сақал қоювалғанларни, һиҗапланғанларни яллап ишлитишкә болмайду. Сиз бундақ кишиләрни байқисиңиз, әң тез сүрәттә мәһәллә сақчиханисиға мәлум қилғайсиз.”
Уқтурушниң асти тәрипигә йәнә әһвални инкас қилғучиларниң пайдилиниши үчүн, корла шәһридики тәңритағ мәһәллиси, шималий вогзал мәһәллиси, икки һимайә мәһәллиси, тәңритағ сақчиханиси қатарлиқ тоққуз орунниң исми вә телифон номури йезип қоюлған.
Аммиви тор бекәтлиридин вечат вә твитер торлиридики асасән хитай тордашлири қатнашқан муназириләрдә, даириләр тәрипидин чиқирилған бу уқтуруш һәққидә муназириләр көпәйгән. Тордашларниң бәзилири даириләрниң уйғурларға қарита йолға қоюватқан бу хил чәклимилирини бимәнилик дәп әйиблисә, йәнә бәзиләр һазир уйғурларниң инсанларниң кишилик һәқ-һоқуқи болған йүрүш-туруш, кийниш адәтлириниму сақлап қелишқа имканийити болмиғанлиқини баян қилип, даириләрниң қилмишини чекидин ашқан солчиллиқ дәп әйибләп,әйеқиндин буян йүз бериватқан уйғурларниң наразилиқлири вә қаршилиқ һәрикәтлиригә мана мушундақ чекидин ашқан қаттиқ сиясәтләр сәвәб болуватқанлиқини тәкитлигән.
Дән хуңтаң исимлик бир тордаш 12-апрел күни твитер ториға бу уқтурушни мәсхирә қилип:
“улар һазир уйғурларға қарита һәрбий түзүмдә башқурушни йолға қоюветипту. Буйруқ билән уларниң сақал-бурутлирини пакиз тазилаш тәләп қилинипту, әгәр бу буйруққа хилаплиқ қилғучилар көрүлсә улар бирдәк һәрбий сотқа тапшурулидикән. Қараңлар, даириләрниң сақал вә җилбабни чәкләш уқтурушиниң өзи мустәмликичилик сияситиниң ипадиси әмәсму?”дегән инкасни язған.
Җаң хечи исимлик тордаш мундақ язған: “қариғанда булар әйни чағда рәис мав зедуң тәшәббус қилған “төт конини йоқитиш” һәрикитини уйғурлар арисида башқичә усулда йолға қоюватса керәк. Һөкүмәтниң бу хил сиясәтлири маңа әйни йиллиридики мәдәнийәт инқилабини әсләтмәктә. У чағда қизил қоғдиғучилар әрләрниң сақал-бурутлирини мәҗбурий чүшүрүп, аялларниң гүллүк көйнәклирини кесиш арқилиқ инқилаб қилған иди. Әгәр уйғурларниң сақал-бурути вә кийинишигә қоюлған чәклимиләр мушундақ давамлашса бу җайда техиму чоң вәқәләр чиқиши муқәррәр.”
Мяв мяв исимлик бир тордаш өз инкаси сүпитидә бултур хитай тор бекәтлиридә тарқалған “тошқанму аччиғи кәлсә йолвасни чишләп өлтүриду” дегән картон филимни қоюп қойған.
Радиомиз уйғур бөлүми, аммиви тор бекәтлиригә йолланған уқтуруштики паш қилиш номуриға телефон қилғинимизда, шималий вогзал мәһәллиси иш беҗириш орниниң хитай миллитидин болған хизмәтчиси телефонимизни елип, аввал мәлум қилидиған қандақ әһвал барлиқини сориди.
Иш беҗириш орни хизмәтчиси: “вәй, гәп қилиң, бу шималий вогзал мәһәллиси иш беҗириш орни. Мәлум қилидиған қандақ әһвал бар иди?”
У мухирниң “бу мәһәллидә сақал қойған әрләргә вә җилбаблиқ аялларға өй иҗаригә беришкә боламду?” дегән соалиға җаваб берип, мушундақ адәмләр өй иҗаригә елишқа кәлгәнмиди?” дәп қайтуруп соал сориди вә бундақ кишиләргә өй иҗаригә беришкә болмайдиғанлиқиниң сәвәбини изаһлиди.
Иш беҗириш орни хизмәтчиси:
-Сиз маңа адресиңизни дәп бериң. Һазир өй иҗаригә алғучи у киши йениңиздиму?
Мухбир:-мән пәқәт әһвални билиш үчүн телефон қиливатимән. Силәрниң бу җайда өй иҗаригә бериштә қандақ шәртләр керәк?
Иш беҗириш орни хизмәтчиси:
-Шу кишиниң кимликиниң көпәйтилгән нусхиси, икки парчә ялғуз рәсими вә өй иҗарә тохтими болсила болиду, буларни елип ишханимизда тизимлитисиз. Башқа материяллар лазим әмәс.
Мухбир:-әмма торда тарқалған уқтурушта, әгәр өй иҗарә алғучи сақаллиқ әр яки җилбаблиқ аял болса өй иҗаригә беришкә болмайду, дәп йезилиптиғу?
Иш беҗириш орни хизмәтчиси:
-Бу уқтурушниң торда тарқалғанлидин хәвирим йоқ. Әмма бу һәқтә бәлгилимә бар. Бундақ кишиләргә амал бар өй иҗарә бәрмәймиз. Чүнки вәқә чиқишидин әнсирәймиз йәни уларниң иҗарә алған өйләрдә қанунсиз диний етиқад әқидилирини тарқитишидин әнсирәймиз.
Әмма бу хизмәтчи хадим өзигә телефон қилғучиниң мухбир икәнлики вә бу телефонниң униңға америкидики әркин асия радиосидин урулғанлиқини билгәндин кейин, аввалқи гепини рәт қилип, корлида вә өзи турушлуқ районда өй иҗарә алғучиларға қарита бу хил бәлгилимиләрниң барлиқини инкар қилди.
Мухбир:-силәр кишиләрниң шәхсийитигә мунасивәтлик болған сақал-бурути вә кийиниши қатарлиқ мәсилиләрниму өй иҗаригә алғучиларға шәрт қилип қоямсиләр?
Иш беҗириш орни хизмәтчиси:
-Уларниң кийиниши әлвәттә уларниң өзиниң иши. Әмма биз вәқә чиқишидин әнсирәймиз. Әгәр өй иҗаригә бәргүчи өз херидариға капаләт берәлисә, у чағда бизгә тизимлитип, андин өйини иҗаригә бәрсә болиду. Әмма әң яхшиси бундақ кишиләргә өйини иҗаригә бәрмигини яхши. Раст сиз өйни қәйәрдин иҗаригә алған идиңиз? телефонни қәйәрдин уруватисиз?"
Мухбир:-мән әркин асия радиосиниң мухбири. Америкидин телефон қиливатимән.
Иш беҗириш орни хизмәтчиси (бираз тохтивалғандин кейин):
-Һә, шундақмиди?.. Бу бәлгилимиләрдин таза хәвирим йоқ. Сиз һөкүмәтниң бу һәқтики хәвәрлиридин әһвал игиләң.
Мухбир:
-Әмисә тордики еланда һәммә нәрсә әйнән йезилипту. Тордашларниң наразилиқ инкаслириму бар икән. Уқтуруш 8-април елан қилинипту. Силәрниң шималий вогзал мәһәллисиниңму исми бар икән.
Иш беҗириш орни хизмәтчиси:
-Бу уқтуруштин мениң хәвирим йоқ. Биздә өй иҗаригә алғучилар үчүн бундақ шәртләрму қоюлмиди. Шәхсән мән сақал қойған уйғурлар вә аз санлиқ милләт кишилиригә шәрти тошсила өй иҗаригә беримән. Муһими бу уқтуруш корлиниң әмәс. Сиз урған телефонму шималий вогзал мәһәллиси иш беҗириш орниниң телефони әмәс. Сиз зади қандақ әһвални ениқлимақчи? мән пәқәт бир хизмәтчи, бу соалларға җаваб берәлмәймән.
Юқириқилар 14-април радиомиз мухбириниң корла шәһәр шималий вогзал иш беҗириш орни хизмәтчиси билән елип берилған телефон сөһбити.
Нөвәттә уйғурларға қаритилған бу хил чәклимиләр барғанчә көпийиватқан болуп, аммиви тор бекәтлиридә хитай тордашлириниңму бу хил чәклимиләр һәққидә муназирә елип берип өз әндишисини билдүрүши, даириләрниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити вә уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниң нөвәттә хитай пуқралириниму әнсиритиватқанлиқини көрсәтмәктә.