Қәшқәр, хотәнләрдики меһманханиларда диний паалийәт вә рамизандики чәклимиләр

Мухбиримиз меһрибан
2017.05.29
xoten-zhejiang-hotel-mehmanxana.jpg Хотәндики “җеҗаң меһманханиси”
xjht.gov.cn

Мусулманларниң рамизан ейи һарписида, хитай һөкүмитиниң диний бастуруши еғир болуватқан уйғур диярида даириләрниң бу йиллиқ рамизанға қарита йәнә қандақ чәклимә-бәлгилимиләрни йолға қойғанлиқи нөвәттә хәлқараниң диққәт нуқтиси болмақта. Радийомиз қәшқәр, хотәнләрдики меһманханилардин игилигән әһваллардин, йәрлик сақчи орунлириниң һәрқайси меһманханиларға рамизан мәзгилидики диний паалийәтләр һәққидә алаһидә уқтуруш чүшүргәнлики вә меһманханиларда чәтәллик саяһәтчиләр вә йәрлик херидарларға қарита бир қатар пәрқлиқ бәлгилимиләр йолға қоюлғанлиқи мәлум болди.

2017-Йиллиқ рамизан 26-май йәни җүмә күни башланди. Дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар рамизанлиқ паалийәтлирини нормал давамлаштуруватқан болсиму, әмма уйғур дияридин игилигән әһваллардин бу йиллиқ рамизан ейиниң йәнила һәр хил чәклимә-бәлгилимиләр вә қаттиқ тәқиб ичидә башланғанлиқи мәлум болди.

Қәшқәрдики мәлум меһманханиниң уйғур хизмәтчисиниң билдүрүшичә, сақчи даирилири рамизан һарписида қәшқәрдики меһманханиларға уқтуруш чүшүрүп, бу йиллиқ рамизан мәзгилидә қәшқәрдики меһмансарайларниң әтигәнлик вә кәчлик тамақ вақтини бекиткән, шундақла меһманханиға кәлгән херидарларниң намаз оқуш, роза тутуш қатарлиқ диний паалийәтлиригә чәклимиләр қоюлған.

Меһманхана хадими әһвални баян қилип, мәзкур меһманханида роза мәзгилидики зоһурлуқ вә иптарлиқ тамақ йоқлуқини,әтигәнлик тамақ вақтиниң төт пәсилдә охшашла әтигән саәт 6:30 дин 8:30 ғичә дәп бәлгиләнгәнликини билдүрди.

Мәзкур меһманхана хадимидин, меһманханидин ятақ алған херидарларниң намаз оқуса болидиған ‏-болмайдиғанлиқини сориғинимизда, сақчи даирилири чиқарған уқтуруштики қаидә, бәлгилимиләргә асасән мәзкур меһманханида намаз оқушқа рухсәт қилинмайдиғанлиқини, җүмә намизини оқумақчи болғанлар болса, меһманханиға йеқин җайдики мәсчиткә барса болидиғанлиқини әскәртти.

Хотәндики меһманханилардин игилигән әһвалларда, меһманхана хадимлири саяһәт үчүн хотәнгә кәлгән чәтәллик мусулманларниң, мусулманчә кийиниши вә ятақ өйлиридики намаз оқуш қатарлиқ диний паалийәтлириниң чәклимигә учримайдиғанлиқини, әмма меһманханиниң чоң залида намаз оқушни өз ичигә алған һәрқандақ диний паалийәтләрниң елип берилишиға йол қоюлмайдиғанлиқини вә мәзкур меһманханида рамизан мәзгилидики зоһурлуқ, ифтарлиқ тамақларниң йоқлуқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийи тарқатқан бир учурдин йәнә, бу йил рамизан киришидин бир һәптә илгири, хотәндә “муқимлиқни қоғдаш” намида тутқун қилинған 22 нәпәр уйғур ичидә кишиләрни роза тутушқа дәвәт қилғанлиқи сәвәбидин тутқун қилинғанларниңму барлиқи мәлум болди.

Хотәндә тутқун қилинған 22 нәпәр уйғурниң тутқун қилиниш сәвәби һәққидә игилигән әһвалларни баян қилған дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиниң 26-май җүмә күни радийомизға билдүрүшичә, бу уйғурлар хотән шәһири, қарақаш наһийиси вә хотән-қәшқәр ташйолиниң хотәндин чиқиш еғизи қатарлиқ җайларда тутқун қилинған болуп, һәммисила диний етиқадқа мунасивәтлик сәвәбләр түпәйлидин тутқун қилинған. Уларниң арисида қарақаш наһийисидин тутқун қилинған икки киши кишиләрни рамизан тутушқа ашкара үндигәнлики үчүн, хотән-қәшқәр ташйолидики тәкшүрүш понкитида тутқун қилинған 14 киши “қанунсиз диний материялларни сақлиған” дегән баһанидә, хотән айродромидин тутқун қилинған 7 киши “тарқақ һәҗгә маңған” дегән баһанидә тутқун қилинған болуп, айродромда тутқун қилинған 7 кишиниң һәммиси 60 яштин ашқан яшанған кишиләр икән.

Хотәндики сақчиханиларға телефон қилип, рамизан һарписида тутқун қилинған 22 уйғур һәққидә учур игиләшкә тиришқан болсақму, әмма телефонимизни алған нөвәтчи сақчилар әһвалдин хәвири йоқлуқини билдүрүп, телефонни қоювәтти.

Д у қ баянатчиси дилшат ришит әпәнди, хитай даирилириниң рамизан мәзгилидә һәр хил баһаниләрдә уйғурларға қаритилған тәқиб вә тутқун қилиш һәрикәтлирини көпәйтип, диний чәклимиләрни техиму күчәйткәнликини тәкитләп, уйғурлар бастурулуватқан бу хил вәзийәтниң дуняниң җиддий диққитини қозғиши керәкликини билдүрди.

Дилшат ришит сөзидә, даириләрниң, ислам диниға етиқад қилидиған уйғурларниң нормал диний етиқад адәтлириниму “муқимлиқни сақлаш”, “диний әсәбийликкә зәрбә бериш” дегән қалпақларни кийдүрүп бастуруватқанлиқини, уйғурлар учраватқан бу хил радикал бастуруш сияситигә дуня җамаитиниң диққәт қилиши, йеқиндин көңүл бөлүши керәкликини әскәртти вә ғәрб демократик дөләтлирини хитай билән болған дипломатик мунасивәтлиридә, хитай һөкүмитидин уйғурларға қаритилған диний етиқад җәһәттики бастурушини тохтитишни тәләп қилишқа үндиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.