Хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан рамизанлиқ чәклимисини йәниму күчәйткән
2017.05.30

Диний етиқад әркинлики хитай коммунист һөкүмити тәрипидин изчил чәклинип келиватқан уйғурларниң, бу рамизандики вәзийити дуня мәтбуатиниң вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини тартиватқан дәл мушу күнләрдә, аптоном районниң террорлуққа қарши туруп, муқимлиқни қоғдаш хизмитини илгири сүрүш нәқ мәйдан йиғини хотәндә ечилип, муқимлиқ тәдбирини йәниму бир балдақ юқири көтүрүш буйруқи берилди. Игиләшлиримиздин даириләрниң районда уйғурларға қаратқан рамизанлиқ чәклимилирини илгирики йиллардикидинму күчәйткәнлики испатланди.
Бүгүн бу һәқтә җиддий инкас қайтурған уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим: “хитай һөкүмитиниң, хатирҗәмлик, тинчлиқ ейи болған муқәддәс рамизанда уйғурларға қаратқан бастурушлирини күчәйтиши, ялғуз уйғур мусулманлириғила әмәс, пүтүн ислам диниға уруш ачқанлиқ” дәп әйиблиди.
Хитай даирилири бу йил рамзан келиш алдида мәхсус рамзан ейидики муқимлиқ тәдбирлири һәққидә илгирикигә охшаш уқтуруш елан қилмиған болсиму, инкас вә рамзан һарписида радийомиз мухбирлириниң райондин игилигән учурлиридин, алаһидә муқимлиқ тәдбири елиниватқан уйғур елида, болупму җәнубта вәзийәтниң алаһидә қаттиқлиқи шундақла йәрлик даириләрниң мәхсус рамизанлиқ башқуруш чарилирини йолға қоюватқанлиқи мәлум болған иди. Дуня ахбаратлиридиму уйғурларниң рамизанда охшашла тәқибгә учраватқанлиқи, диний вә инсаний һәқ-һоқуқлириниң дәхли тавузға учраватқанлиқи диққәт қозғаватқан бир пәйттә болса, баш штаби һиндистандики үммәт тор бекити 30-май “хитай һөкүмитиниң шинҗаңда мусулманларниң роза тутушини чәклигәнлики ялған” темисида хәвәр тарқатти. Униңда, 20 милйонға йеқин мусулманлар яшайдиған хитайда, мусулман әһлиниң көп қисминиң уйғур районида икәнликини, 24 миңдин артуқ мәсчитләрниң барлиқини шундақла бу җайдики уйғур, туңган, қазақ, өзбек қатарлиқ мусулманларниң, рамизанда намаз ибадәтлири вә тәрави намазлириға ихтиярий һалда қатнишип, роза -рамизанни хатирҗәм өткүзүватқанлиқини язған. Һәмдә йәнә, “мәсчитләрдә қуран тилавәтләр наһайити әркин, һечқандақ тосалғусиз елип берилиду, хитайдики мусулманлар һөкүмәтниң орунлаштурушлири билән һәҗ тавабиға баралайду” дегәнләрни көрсәткән. Әмма районда хитай һөкүмити тәрипидин йеқинда техи йолға қойған ислами исимларни чәкләш, сақал қоюш, һиҗаб кийишни чәкләш, қуранларни йиғиш, дин оқуғанларни җазалаш, мәсчитләрдә вәз нәсиһәт һәтта дуаларни бирликкә кәлтүрүш намида чәкләшкә охшаш дуняда ғулғула қозғиған сиясәтләрниң бириниму тилға алмиған.
2014- Вә 2015-йиллири хитай һөкүмити өзиниң вә өзи билән сиясий иқтисадий һәмкарлиқи бар дөләтләрниң тәшвиқат мәтбуатидин ғәрәзлик пайдилинип, “шинҗаңда роза тутуш чәкләнгәнлики ялған” дегән хәвәрләрни тарқатқан иди.
Һалбуки, бу хил тәшвиқат бу рамизанда қайтидин мәйданға келиватқан бир пәйттә 29-май аптоном районниң террорлуққа қарши туруп, муқимлиқни қоғдаш хизмитини илгири сүрүш нәқ мәйдан йиғини хотәндә ечилди.
Шинҗаң хәвиридә көрситишичә, йиғинниң асаслиқ мәқсити-аптоном районлуқ парткомниң террорлуққа қарши туруп, муқимлиқни қоғдаштики“бир мәйдан хәлқ уруши” ниң ғәлибисини қолға кәлтүрүш тоғрисидики қарар-орунлаштурмисини изчиллаштуруп, уни әмәлийләштүрүшкә пухта асас селиш икән.
Аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари, сиясий қанун комитетиниң шуҗиси җу хәйлүн йиғинда барлиқ сақчи күчлириниң вә барлиқ вилайәт, област, шәһәрлик партком, хәлқ һөкүмәтлири субйектлиқ мәсулийитини зиммисигә елип муқимлиқ җәһәттә мәсилә көрүлгәнләрниң җавабкарлиқини қәтий сүрүштүрүп, партийә 19-қурултийиниң ғәлибилик ечилишини әла нәтиҗиләр билән күтүвелиши керәк дегәнләрни тәләп қилған.
Хитай таратқулиридин йәнә, аптоном районлуқ партком 5-айниң 27-күни аптоном районға биваситә қарашлиқ органлардики партийә тәшкилатлирида “байрақни егиз көтүрүп, мәсулийәтни садиқлиқ билән зиммимизгә елип, иттипақлиқ, муқимлиқ полат сепилини қәтий мустәһкәмләймиз” темисидики қәсәм, вәдә бериш йиғини ечилғанлиқи, аптоном районға биваситә қарашлиқ органлардики 74 миң партийә әзасиға вакалитән вәдинамә имзалап, “сиясий интизам вә сиясий қаидигә қаттиқ риайә қилип, садиқ болуш вә мәсулийәтни зиммисигә елиш арқилиқ партийә қәсимини әмәлийәттә көрситиш” һәққидә коллектип вәдә бәргәнлики мәлум.
Даириләрниң рамзан һарписидин башлап давамлаштурған бу хил сиясий йиғин вә паалийәтлири районниң сиясий вәзийитиниң йәниму җиддийләшкәнликини, адәттики пуқралардин башқа хитай һөкүмитидин мааш алидиған уйғур кадир вә башқиларниңму бесим астида қалғанлиқини көрсәтмәктә. Бу һәқтә бүгүн исмини ашкарилашни халимиған, ғулҗидин келип америкада оқуватқан бир оқуғучи, өзиниң аилисидин рамизанлиқ һал сорап қилған телефонида, һөкүмәт оргинида хизмәт қилидиған дадисиниң өзигә һәргиз роза тутмаслиқ һәққидә дәвәт қилғанлиқини ейтип: “дадам һечқачан бундақ гәпләрни қилмайтти,болупму биз билән биллә туридиған бовам, момам һаҗим болғачқа, рамзан пәйтидә болсиму бизләргә диний тәлим бериш яки рамизанни мубарәкләп дуа қилиш аилидикиләрниң адити иди. Әмма бу қетим дадам өзи роза тутмиғандин башқа, идаридә қол қойған кадирларниң роза тутмаслиқи һәққидики мәсулийәтнамиға асасән, һаҗим бовам, момамниңму роза тутмаслиқини тәләп қилған икән” деди.
Бу исмини ашкарилашни халимиған қизниң ейтишичә, телефонни алған момиси йиғлап туруп, бовисиниңму аччиқта ағрип орун тутуп қалғанлиқини ейтқан, “йәнә шундақтиму вәзийәт бундақ, дадиңизни аяватимиз сизму аяң, җиқ ишларға арилашмаң, роза тутмаң. Оқушиңизни оқуп җим қайтип келиң” дегәнләрни ейтип нәсиһәт қилған.
Бу учурларға асасән рамизанда хитай һөкүмити йолға қоюватқан тәдбирләр һәққидә районға қаратқан телефонлиримиздин мәлум болушичә, бу йил даириләр һөкүмәт кадирлириға йилда қол қоюшқа мәҗбурлап кәлгән роза тутмаслиқ һәққидики мәсулийәтнамиға техиму кәң мәзмунларни қошқан болуп, уларниң өзила әмәс, аилә әзалири, уруқ-туғқанлириниңму роза тутмаслиқиға капаләтлик қилиш, хизмәтдаш вә қолум қошнилириниму назарәт қилип роза тутмаслиққа тәрбийә қилиш һәққидә рамзан кириштин бурун вәдә алған.
Булар хотән шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарисидики бир ярдәмчи сақчи еғзидин испатланди:
-Кадирлар роза тутушқа боламду?
-яқәй роза тутушқа болмайду.
-Силәрму роза тутмаслиқ һәққидә капаләтнамигә қол қойдуңларму?
-Қойдуқ мәсулийәтнамигә, қол қойдуқ һәммимиз.
-Униңда бултурқиға охшимайдиған мәзмунлар бармикән?
-Уруқ-туғқанлар, аилә тавабиатлиримиз, өзимиз мәсул болған алақилишидиған аилә, йеқин-йоруқ, қолум-қошна дегәндәк, шуларға назарәт қилған асаста, тәрбийә ишләп мушундақ роза тутмаслиққа капаләтлик қилиш тоғрисида мәсулийәтнамигә имзалағлиқ.
-Қачан имза қойдуңлар?
-Азна күнидин башлап.
Бу сақчи йәнә, һәр бир аилиләрниңму роза тутқан-тутмиғанлиқини тәкшүрүш үчүн, кадирлар, сақчи күчлириниң тохтимай нөвәтлишип аилиләргә кирип назарәт қилип келиватқанлиқини билдүрди.
Биз башқа җайлардики рамизанлиқ муқимлиқ тәдбирлириниң қандақ шәкилләрдә күчәйтилгәнлики һәққидә қәшқәрниң пәйзиват наһийилик һөкүмәт вә сақчи понкити қатарлиқ җайлиридин мәлумат елишқа тиришқан болсақму, даириләр бу һәқтә җаваб беришни рәт қилди.
Районда хитай даирилириниң муқимлиқ һәммини бесип чүшиду дегән шоарда давам қиливатқан муқимлиқ тәдбирлириниң йеқиндин буян техиму җиддий бир вәзийәт шәкилләндүрүватқанлиқи мәлум иди, рамзан келиши билән даириләрниң уйғур мусулманлириниң рамизанлиқ ибадәтлиригә мудахилә қилидиған йәниму қаттиқ тәдбирләрни қоллиниватқанлиқи, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлирида наразилиқ вә әндишә пәйда қилмақта. Бу һәқтә бүгүн радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилған уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, “әзәлдин уйғурларниң диний һәқ-һоқуқлирини қаттиқ бастуруп кәлгән хитай һөкүмитиниң, рамизандәк хатирҗәмликни тәвсийә қилидиған, мусулманларниң улуғ ибадәт ейида уйғур мусулманлириниң ибадитини чәкләп, уларни бастуруши пүтүн ислам дунясиға, ислам диниға уруш ачқанлиқ” дәп күчлүк инкас қайтурди.