Пакистан хитайниң уйғур районида роза тутушни чәклигәнликини тәкшүрүшкә бир диний тәкшүрүш өмики әвәтти

Мухбиримиз әркин
2016.06.29
toppa-yaghliq-saqal-ramzan.jpg Хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан түрлүк бесими вә диний етиқад чәклимилири уйғурларни чүшкүнләштүрмәктә. 2009-Йили 17-июл, үрүмчи.
AFP

Юқири дәриҗилик пакистан диний вәкилләр өмикиниң уйғур районида тәкшүрүш елип бериш паалийитини пакистан диний ишлар министирлиқи тәшкиллигән. Әмма пакистанниң диний өмәк тәшкилләп, уйғур районида мусулманларниң роза тутуши чәкләнгән яки чәкләнмигәнликини тәкшүрүш тәклипини хитай һөкүмити бәргән.

Диний тәкшүрүш өмики сәйшәнбә күни йолға чиққан болуп, үмәк пакистан диний ишлар министирлиқиниң ислами тәтқиқат ишлар баш директори нурул ислам шаһ, пакистандики әң чоң җамә- падишаһ файсал мәсчитиниң баш хатипи зия ур рахманни өз ичигә алған нопузлуқ шәхсләрдин тәшкил тапқан.

“әхпрәсс трибунә” намлиқ пакистан гезитиниң хәвәр қилишичә, тәкшүрүш өмики уйғур районида 4 күн туруп, хитайниң рамизанда роза тутушни чәклигән- чәклимигәнликини, буниң “һәқиқий әһвали” ни ениқлайдикән.

Хитайниң чәтәл диний тәкшүрүш өмикини уйғур районида диний әркинликни тәкшүрүшкә тәклип қилиши илгири көрүлүп бақмиған һадисә болсиму, әмма бу д у қ вә пакистандики бәзи уйғур паалийәтчилирини һәйран қалдурмиди.

Пакистандики “өмәр уйғур вәхписи” ниң мәсули, уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси өмәр хан әпәнди, пакистан диний тәкшүрүш өмикиниң қандақ хуласә чиқиридиғанлиқи “бизгә мәлум” деди.
Униң қаришичә, тәкшүрүш өмики һәргиз хитайниң ирадисигә мухалип хуласә чиқармайдикән.

Өмәр хан : “пакистанниң һөкүмити бекарчи һөкүмәт. Бир ярдими йоқ бизгә, болмайду. Немишқа? чүнки у, хитай немә десә шуни қилиду. Биз пакистан яхши иш қилиду, биз уйғурларға яхши иш қилиду, дәп үмид қилмаймиз. Биз ишәнмәймиз маву дин министириға, у ялған гәп қилиду. Хитай немә десә, пакистан министири шуни қилиду. Өзиниң ағзида бир гәп қилалмайду. Биз билимиз хитай немә гәп қилса, маву молламлар шуни қилиду. Маву пакистан, дин болсун, сиясәт болсун, хитай немә десә биз )пакистан( шуни қилимиз, гәп шу.” деди.

Өмәр хан йәнә, өзлириниң уйғур районидики диний чәклимиләрни шикайәт қилип, пакистандики ислами җамаәтләр вә һөкүмәтниң диний ишлар министирлиқи билән көрүшкәнликини, әмма һечким гепигә қулақ салмиғанлиқини билдүрди.

Өмәрхан: “хитай һазир пакистанға биз йеқин дост, дәп, пул бериватиду, ярдәм қиливатиду. Пакистан вә министирлиқиға пул лазим һазир, пул бәрсила хош болиду. Биз җиқ йол маңдуқ. Бу маву әмәс, биз пакистандики чоң-чоң моллиларға берип гәп қилдуқ. Моилла чод роман дегән министирға берип, бизниң вәтәндә мундақ зулум болуватиду, десәм, яқ, гәп қилалмаймиз, дәп җаваб бәрди булар бизгә” дәп тәкитлиди.

Б д т ниң кишилик һоқуқ кеңиши вә бәзи хәлқара тәшкилатлар илгири уйғур районидики зораванлиқ вәқәлирини яки кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини тәкшүрүшкә йол қоюшни тәләп қилип, хитай һөкүмитигә көп қетим илтимас сунған. Әмма хитай һөкүмити бу илтимасларға җаваб бәрмигән.

Д у қ, хитайниң пакистанни уйғур районида тәкшүрүш елип беришқа тәклип қилиши “яхши һадисә” дәп көрситип, әмма пакистан һөкүмитиниң хитайниң уйғурларни бастуруш һәрикитини изчил қоллап келиватқанлиқи “әпсуслинарлиқ бир реаллиқ” деди.

Д у қ иҗраийә комитетиниң мудири долқун әйса мундақ дәйду: “пакистан гәрчә мусулман бир мәмликәт. Ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң қурғучилиридин бири. Биз уйғурларму мусулман һәм қошна. Бизниң тарихта наһайити көп елип-беришимиз болған. Әслидә пакистан хәлқи уйғур хәлқини яхши чүшинидиған вә һесдашлиқ қилидиған, яхши бир қошна болуши керәк иди.

Әмма кейинки вақитларда, пакистанниң хитай мәнпәәти үчүн уйғур мәнпәәтини қурбан қилидиған, тамамән хитайниң ш т дики бастурушиға нисбәтән қоллаш позитсийисини билдүрүп келиватқанлиқи бу бир реаллиқ. Б д т йиғинлирида вә башқа хәлқара паалийәтләрдә буниңға шаһит болуватимиз.”

Долқун әйса, бу әһвалда “пакистан тәкшүрүш өмикиниң қанчилик тәрәпсиз икәнликигә зор соал ишарити қоюлди” дәп көрсәтти. Униң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити өзиниң уйғур районидики диний бастурушини ақлаш үчүн пакистанни қолланған.

Долқун әйса мундақ деди: “хитай һөкүмити буларниң еғизидин дуняға вай, бу йәрдә диний әркинлик баркән, хитай һөкүмити диний бесим қилмайветипту, дейиш арқилиқ өзиниң у йәрдә елип бериватқан диний зулумини ақлимақчи.
Чүнки, (дуня) хитайниң гепигә ишәнмәйду. Пакистан мундақ дәпту, дәп башқа бир дөләтниң худди тәрәпсиз вәкиллириниң авази арқилиқ буни елан қилса, дуняда техиму ишәнчлик болиду. Чүнки, йиллардин буян, хитайниң болупму рамзан вақитлирида шәрқий түркистанда елип барған диний бесими наһайити қаттиқ тәнқидкә учраватқан ашкара һадисә. Бундақ шараитниң өзидә хитай өзини бу бесимдин қутулдуруш үчүн пакистандәк бир дөләтни қорал қилип ишлитиватқанлиқи бир реаллиқ дәп қараймән.”

Лекин пакистан ахбарати вә диний ишлар министирлиқиниң хәвиридә, тәкшүрүш өмикиниң қайси районларда тәкшүрүш елип баридиғанлиқи тилға елинмиған.

Әмма бир пакистан әмәлдари, тәкшүрүш өмикиниң хәлқ аммиси вә мәсчитләрдики диний затлар билән көрүшидиғанлиқини вә тәкшүрүш доклати тәйярлап, пакистан диний ишлар министирлиқиға сунидиғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмити бу йиллиқ рамизанда уйғур районида оқуғучи, оқутқучи, ишчи-хизмәтчи вә кадирларниң роза тутушини мени қилип, ресторан, ашханиларниң күндүзи тиҗарәтни тохтитишини чәклигән.

Бу йил рамизанниң һарписида, бортала областидики бир наһийәлик һөкүмәт уқтуруш чиқирип, пуқраларни “рамизанда роза тутушқа, кечиси саһорға қопушқа вә башқа диний паалийәтләр билән шуғуллинишқа болмайду дәп агаһландурған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.