Адвокат мәмтимин: йезилардики роза тутқузмаслиқни дейишкә адәмниң тили көйиду

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.06.30
pichan-lukchun-saqchi-charlash.jpg Пичан лүкчүн вәқәсидин кейин сақчилар ахбарат орунлириниң рәсимгә тартишини тосуватқан көрүнүш. 2013-Йили 27-июн, пичан.
AFP

Пүтүн дуня мусулманлири қатарида рамизан ейида роза тутушни башлиған уйғурлар хитайниң уйғур елида йүргүзүватқан түрлүк сиясәтлириниң бесимида ислам динидики һәр бир мусулман ада қилишқа тегишлик болған бу пәрзни ада қилишта көплигән қийинчилиқларға учримақта. Бирақ, хитайдики уйғурлар билән охшаш ислам динида болған туңганлар болса, хитай һөкүмитиниң һечқандақ сиясий бесимсиз, роза-рамизанни хатирҗәм өткүзмәктә.

Биз йеқинда йопурға наһийисидә роза башлиништин илгири наһийәлик һөкүмәтниң йезилардики деһқанларға роза тутмаслиқ,тәравиһ вә җүмә намизини оқумаслиқ тоғрисида йиғин ачқанлиқини вә йезидики яшларниң намазға беришини тосқанлиқи һәққидә бәзи бир мәлуматларға игә болғандин кейин, мәзкур наһийәдики бир деһқан аялға телефон қилип бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ.

Биз телефон сөһбитимиз җәрянида йәнә, йеқинда маралбеши наһийәсигә туғқан йоқлашқа барған адвокат мәмтиминн билән хитайниң асасий қанунида дейилгән пуқраларниң диний етиқадиға һөрмәт қилиштин ибарәт бу қануниниң уйғур аптоном районида иҗра қилиниш әһвали тоғрисида сөһбәтләштуқ.

Биз сөһбитимизниң ахирида, уйғур елидики туңганлар әң зич олтурақлашқан санҗи хуйзу аптоном областидики чоң мәсчитләрдин биригә телефон қилип туңганларниң роза-рамизандики диний паалийәтлири тоғрисида бәзибир учурларға игә болдуқ.

Зияритимизни қобул қилған мәсчит мөтивәллиси роза ейи кириш билән мәсчиттә оқулуватқан җүмә,тәравиһ намазлириға адәттә үч йүздин төт йүзгә қәдәр кишиниң топлинидиғанлиқини,җамаәтниң көпинчиси туңганлар икәнликини билдүрди.

Биз мәсчит мөтивәллисидин санҗидики туңганларниң роза тутуш, тәравиһ намизи оқуш вә шундақла диний паалийәтләр елип беришта һөкүмәтниң сиясий бесимлириға вә шундақла бир қисим бәлгилимилиригә учраш әһваллири тоғрисида тохталғинимизда, у, бу һәқтә: “өрп-адитимиз вә етиқадимиз һечқандақ чәклимиләргә учримайду. Санҗидики туңганлар диний җәһәттә әркин” дәп җаваб бәрди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.