Түркийә ташқи ишлар министирлиқи хитай әлчисини чақирип агаһландурди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.06.30
toppa-yaghliq-saqal-ramzan.jpg Хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан түрлүк бесими вә диний етиқад чәклимилири уйғурларни чүшкүнләштүрмәктә. 2009-Йили 17-июл, үрүмчи.
AFP

Түркийә ташқи ишлар министирлиқи хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчисини министирлиққа чақирип агаһландурди.

Рамизан ейи киргәндин кейин уйғур дияридин кәлгән хәвәрләр түрк ахбарат васитилиридә тарқитилғандин кейин, түрк һөкүмитини вә түркийә җамаәтчиликини қаттиқ биарам қилди. Бүгүн йәни 6-айниң 30-күни түркийә ташқи ишлар министирлиқи елан қилған баянатта, хитай хәлқ җумһурийитиниң уйғур аптоном районидики уйғурларниң роза тутушиниң вә башқа диний ибадәтлириниң чәкләнгәнлики тоғрисидики хәвәрләрниң түрк җамаәтчиликини қаттиқ биарам қилғанлиқи тәкитләнгән.

Түркийә дөлитиниң хитайниң земин пүтүнлүкигә, муқимлиқиға, параванлиқиға әһмийәт беридиғанлиқи тәкитләнгән баянатта, уйғурларниң вәзийитигә болған әнсириши хитай әлчисигә йәткүзүлгән.

Хитайниң уйғурларниң роза тутушини чәклишигә, бир һәптидин бери түркийәдики һәрқайси аммиви тәшкилатлар, бәзи сиясәтчиләр, даңлиқ сәнәтчиләр, путболчилар вә диний өлималар наразилиқ билдүрмәктә. Бу наразилиқларни көргән түркийә һөкүмити бүгүн бу һәқтә баянат елан қилди. Бу баянатни қандақ чүшинишимиз керәк? бундин кейин уйғур тәшкилатлири немиләрни қилиши керәк? бундақ давамлашса йеңи қурулидиған түрк һөкүмитиниң уйғур сиясити қандақ болар дегәнгә охшаш соалларни доктор әркин әкрәмдин соридуқ. У, түрк һөкүмитиниң түрк җамаәтчиликиниң бесими билән бундақ бир баянат елан қилғанлиқини ейтти. Йеңи қурулидиған бирләшмә һөкүмәттә, әгәр ташқи ишлар министирлиқи ақ партийәгә тәвә болса, уйғурларға ярдәм қилиш давам қилидиғанлиқини баян қилди.

Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди болса түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу баянатидин хурсән болғанлиқини, әмма буниң йетәрлик әмәсликини ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.