Қәшқәр педагогика институти уйғур оқуғучиларниң роза тутушини әң бимәнә усуллар билән чәклигән

Мухбиримиз қутлан
2014.07.08
qeshqer-oqughuchi-ramzan-su.jpg Қәшқәр педагогика институти уйғур оқуғучиларға рамизанда су ичкүзүватқан көрүнүш. 2014-Йили июл.
Social Media

Уйғур ислам мәдәнийитиниң мәшһур мәркизи болған қәшқәрдә шундақла җәнубий уйғур елидики бирдин-бир алий мәктәп болған қәшқәр педагогика институтида рамизан ибадәтлириниң әң бимәнә васитиләр билән чәклиниши дуняни һәсрәттә қалдурмақта.

Мусулманларниң йилда бир келидиған рамизан ейи давам қилмақта. Һалбуки, уйғур елидики розидарлар, болупму алий мәктәп оқуғучилириниң роза тутушиға қаритилған чәклимиләр техиму учиға чиққан усуллар билән давам қиливатқанлиқи мәлум.

Әпсуски, хитай даирилири ички җәһәттин уйғурларниң рамизанлиқ ибадәтлирини чәкләш билән бир вақитта өз контроллуқидики таратқуларға тайинип бу хил реаллиқни ташқи дуняға пәрдазлап көрсәтмәктә.

Уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң баянатчиси хо хәнмин бу һәқтә мухбирларниң соаллириға җаваб берип, “биз пәқәтла мусулман аммисиниң хизмәт вә өгинишини яхши қилиши үчүн уларни яхширақ йәп-ичишкә илһамландурдуқ, әмма һечқандақ адәмни тамақ йейишкә мәҗбурлимидуқ” дегән.

Хитайниң малайшияда турушлуқ баш әлчиси хваң хуйкаң өткән җүмә күни мухбирларниң бу һәқтики соалиға җаваб берип, хитай һөкүмитиниң рамизан ейида уйғур аптоном районидики мусулманларниң роза тутушини чәклигәнлики һәққидики хәвәрләрни рәт қилған.

Ундақта, хитай даирилири хәлқара җамаәтчиликкә давраң селиватқандәк растинила уйғур елидики мусулманларниң роза тутушиға йол қоюватамду?

Бу соалға қәшқәр педагогика институтиниң бир уйғур оқуғучиси билән өткүзгән телефон сөһбитимиз җаваб бериду.

Зияритимизни қобул қилған мәзкур оқуғучи рамизан киргәндин буян қәшқәр педагогика институти даирилириниң әң бимәнә васитиләрни ишқа селип оқуғучиларни роза тутуштин чәкләватқанлиқини илгири сүрди.

Униң билдүрүшичә, мәктәп даирилири күндә һәр бир синипқа кирип уйғур оқуғучиларға мәҗбурий су ичкүзгән. Чүштә синип мәсулиниң тәшкиллиши билән  оқуғучиларни коллектип тамаққа елип чиққан. Иптар вақтида мәктәп ичи вә йеқин әтраптики ашхана вә дуканларниң һәммисини тақитивәткән. Ундин башқа, иптар вақти болушниң алдида оқуғучилар ятақ бинасиниң дәрвазисини тосуп, сирттин иптарлиқ үчүн тамақ әкиргән оқуғучиларниң тамиқини нәқ мәйданда өзигә йегүзүп тутқан розисини буздурған.

Рамзан вақтида әгәрдә намаз оқуған, роза тутқан яки башқа диний ибадәтләрдә болған оқуғучилар байқалса уларниң дипломи яки бакалаврлиқ кинишкисини бикар қилиш яки мәктәптин қоғлаштәк җаза беридиғанлиқини давраң қилип тәһдит салған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.