Уйғурлар 2014-йилиму рамизанни еғир зулум ичидә өткүзди
2014.07.28
Уйғурларниң 2014-йилидики рамзан ейи һәр йилқидин еғир бесим ичидә өтти. Хитайниң рамизанда йолға қойған чәклимә һәм бесим сиясити дуняға һәр йилқидинму кәң билинип, болупму ғәрб вә мусулман дунясиниң наразилиқини қозғиди.
Чәтәл ахбарат органлири вә көзәткүчиләр бу йил рамизанда уйғурларға мунасивәтлик көплигән учур һәм мақалиләр елан қилип, уйғурларниң 2014-йилидики рамизанлиқ ибадитиниң хитайниң “бир йиллиқ қаттиқ зәрбә бериш” долқуниға тоғра келип, өткән йилларға қариғанда тәқип вә бесимларниң техиму еғир болғанлиқини илгири сүрүшти. Әмма уларниң қаришичә, хитайниң бу зулум сиясити дуня мусулманлириниң көзини йәнә бир қетим ачқан. Көплигән ғәрб әллири, болупму хитайни муһим иқтисадий һәмраһ һесаблап кәлгән мусулманлар дуняси хитай дөлитиниң маһийитини йәнә бир қәдәм илгирилигән һалда чүшиниш пурситигә еришкән. Бәзи дөләтләр, хәлқара кишилик һоқуқ органлири һәмдә мусулман милләтләр тәшкилатлири бу йиллиқ рамизанда хитайни әйибләп баянатлар елан қилған. Бу, илгири көп көрүлмигән әһвал иди.
Д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди хитайниң уйғур илида йолға қойған рамизанлиқ бесим сияситиниң бу йил хәлқараниң күчлүк диққитини җәлп қилғанлиқини тилға алди, шуниң билән биргә у, хитайниң бу хил диний зулминиң дуняға кәң тонулушиға шәрқий түркистандики уйғур пидаийлири төләватқан еғир бәдәлләрниң һәмдә муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири елип бериватқан сиясий паалийәтләрниң роли болғанлиқини әскәртти. У сөзидә хитайни агаһландуруп, әгәр хитай һөкүмити уйғурлар үстидин елип бериватқан диний зулумларни дәрһал тохтатмиған тәқдирдә, хитайниң мусулман дуняси билән болған иқтисадий вә сиясий һәмкарлиқиниң бундин кейин зор хәвпкә йолуқидиғанлиқини тәкитлиди.
Д у қ диний ишлар комитети рәиси турғунҗан алавудун қаримниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йолға қоюватқан қаттиқ зәрбә бериш һәрикити һәмдә бу йиллиқ рамизандикигә охшаш чекидин ашқан диний бесим сиясити уйғур вәтинидә техиму көплигән қанлиқ тоқунушларниң мәйданға келишигә земин һазирлайду. Униң ейтишичә, бу йил дуня җамаәтчилики тәрипидин күчлүк бесимға йолуққан хитай һөкүмити, хәлқара мәтбуатқа уйғурлар үстидин йүргүзүватқан диний бесимлирини әң бимәнә усулда ақлашқа тиришқан. Бирақ, хитайниң бу хил чәктин ашқан зулминиң маһийити вә хитайниң түп мәқсити барғансери дуня җамаәтчиликигә ашкарилиниватқан болуп, турғунҗан алавудун әпәндиниң тәкитлишичә, уйғурлардики миң йилдин артуқ тарихи болған ислам әқидисини хитай зулми һәрқанчә чекигә йәтсиму йоқ қилалмайду, уйғур вә мусулман болуп төрәлгән бу милләт таки ахирәт күнигичә йәнә уйғур вә мусулман пети яшайду.
Муһаҗирәттики уйғурлар бу йиллиқ рамизанни инақ-иттипақ вә һозур ичидә өткүзди. Улар вәтини үчүн ибадәт қилиш, вәтини үчүн дуа қилиш, аллаһтин миллитиниң әркинликини тиләш мәҗбурийәтлирини раһәт орунлиди. Бүгүн мубарәк роза һейт намизини өзлири турушлуқ районларда биллә өтәп, көңүллүк һейт пәтилирини башлиди. Улар өз вәтинидики мусулман қериндашлириниңму өзлиридәк һөр, әмин, азадә һаятқа наил болушини үмид қилишмақта.