Һиҗрәттики уйғурлар рамизанда вәтини вә вәтәндашлири үчүн дуа қилмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.07.01
toppa-yaghliq-saqal-ramzan.jpg Хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан түрлүк бесими вә диний етиқад чәклимилири уйғурларни чүшкүнләштүрмәктә. 2009-Йили 17-июл, үрүмчи.
AFP

Пүтүн дуняда тәхминән 64 дөләттә бир йерим милярдқа йеқин мусулман бу йиллиқ рамзан ейини күтүвалди, йиллардикидин узун һәмдә иссиқ күнләргә тоғра кәлгән бу йиллиқ рамзан ейида, көплигән җайлардики мусулманлар асасән 17, 18 саәткичә, һәтта бәзи җайларда 20 саәткә қәдәр уссузлуқ вә ачлиққа бәрдашлиқ берип, нормал күндилик һаяти паалийәтлирини вә рамизанлиқ ибадәтлирини давамлаштурмақта. Уйғур елидики мусулманлар болса, бу рамзан ейини йәнә хитай һөкүмитиниң сиясий вә диний җәһәттин йүргүзүватқан техиму қаттиқ бастуруш сиясәтлириниң искәнҗисидә өткүзмәктә. Чәтәлләрдә һиҗрәттә яшаватқан уйғурлар болса бу улуғ ай, улуғ күнләрдә уйғурлар вәтинидики қериндашлири, вәтининиң азадлиқи үчүн дуаға қол көтүрмәктә.

Роза тутуш, ислам динида мусулманларға буйрулған 5 пәрһизниң бири, роза тутуш рамзан ейиға хастур, рамзан ейи барлиқ айларниң каттиси вә әң шәрәпликидур, чүнки самави китабларниң әң ахирқиси вә һидайәтниң бирдин-бир мәшили болған қуран кәриминиң назил болушқа (йәни чүшүшкә) башлиниши рамзан ейида әмәлгә ашқан. Бу айда роза тутушниң пәрз болуши бу айда қуран кәриминиң назил болғанлиқи билән зич мунасивәтликтур.

Рамзан ейида мусулманлар роза тутуш арқилиқ ачлиқ вә уссузлуққа бәрдашлиқ берип, шундақла начар сөз вә иш-һәрикәтлиридин өзини йирақ тутуп сәбир, ибадәтлирини күчәйтиду, қуран оқуп, моһтаҗларға хәйри-сахавәт қилип, яман илләтләрдин, налайиқ иш-һәрикәтләрдин хали турушқа тиришип мусулманларға зөрүр болған муһим исламий әдәп-әхлақларға риайә қилип, чин ихлас билән тәвбә истихпар қилип, ибадәтлирини елип бариду.

Шуни көрүвалалаймизки, рамзан ейи мусулманларниң әң әһмийәтлик ибадәт ейидур. Һалбуки, әслидила нормал етиқади паалийәтлири хитай һөкүмитиниң күчлүк дәхли-тәрузиға учрап келиватқан уйғурларниң, бу рамизандиму хитай һөкүмитиниң қаттиқ бастуруш паракәндичиликидин қутулалмиғанлиқи мәлум.

Адәттә башқа айларда таәт-ибадәт билән шуғулланғанлиқи үчүнла җазалиниватқан уйғурлар рамзан ейи кәлсә техиму көп тәқипкә учрайду.

Мәлумки, рамзан ейи рәһмәт вә мәғпирәт ейидур. Рамзан ейи йәнә ниҗатлиқ ейидур. Түркийәниң истанбул шәһиридә яшаватқан диний затлардин һамидхан көктүрк әпәнди, хитай даирилириниң уйғурларниң қанунлуқ адәттики диний паалийәтлирини чәкләштин башқа, қанунлуқ пәрз ибадәтлириниму чәкләп, тәқвадар өлүмаларға зулум қилип, пүтүн дуня мусулманлири бәһримән болуватқан рамизанлиқ диний паалийәтлирини техиму қаттиқ контрол қилип, һәтта роза тутушниму түрлүк васитиләр арқилиқ чәклишиниң һиҗрәттә яшаватқан уйғурларни биарам қиливатқанлиқини, рамзан ейиниң шарапити билән тәқвалиққа һәм чин ирадигә егә уйғурларға һаман бир ниҗадлиқниң йетип келидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини вә шуниң үчүн барлиқ уйғур вә түрк қериндашлар билән тәң дуа қиливатқанлиқини билдүрди.

Америкида яшаватқан мәмәт тохти әпәнди, өзигә охшаш һиҗрәттә яшаватқан уйғурлар гәрчә өзлири яшаватқан демократик әлләрдә рамизанни интайин хатирҗәм өз арзусидикидәк күтүвалған болсиму, уйғур елидики вәзийәттин әндишилинидиғанлиқини билдүрди вә хитайниң түрлүк зулумлириға баш әгмәй өзиниң чин етиқадини сақлаватқан барлиқ мусулманларға, уйғурларға бәхт-саадәт тилиди. У йәнә “рамзан ейи дуалар иҗабәт болидиған айдур дейилиду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: үч хил кишиниң дуаси рәт қилинмайду: роза тутқан кишиниң иптар вақтида қилған дуаси, адаләтлик падишаһниң дуаси вә зулумға учриған кишиниң дуаси. Шуңа пүтүн дунядики уйғурларға охшаш бу улуғ ай, улуғ күнләрдә америкидики уйғурларму һәмишә уйғур вәтини вә уйғур хәлқи үчүн дуа қилимиз” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.