Ханериқ вәқәсигә қатнашқан уйғур: өлгән вә яридар болғанларниң сани 270 тин артуқ

Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2013.08.20
korla-weqesi.jpg Корлидики уйғурлар билән хитайлар оттурисидики тоқунуш түпәйли, хитай сақчилири тәрипидин әтип өлтүрүлгән уйғур. 2013-Йили 7-март, корла.
EyePress

Бу йил 6-айда йүз бәргән хотән ханериқ вәқәсигә қатнашқан вә кейин қечип кетиш пурситигә еришкән бир уйғур яш мухбиримизға вәқәниң тәпсилатини баян қилди. Бу уйғур яшниң мәлум қилишичә, ханериқ мәсчитиниң 80 яшлиқ хитай һөкүмити тәйинлигән имами өлүп кәткәндин кейин, җамаәт имамсиз қалған вә ханериқ мәһәллисидики 23 яшлиқ мәттурсунни имам болуп беришкә тәклип қилған. Мәттурсун җамаәтниң күчлүк тәлипи астида имамлиқ вәзиписини үстигә елип вәқә чиққанға қәдәр пәқәт 4 җүмә намизида имамлиқ қилған.

Мәттурсун имамлиқ қилған 4 һәптә ичидә адәттә 50-60 адәм намаз оқуйдиған ханериқ мәсчитигә намазға кәлгәнләрниң сани миңдин ешип кәткән. Намазға кәлгүчиләр асаси җәһәттин яш имамдин пәхирләнгән яшлар иди. Әмма мәһәллә чоңлири мәсчит җамаитиниң көпийип кетиши хитай һөкүмитини чөчүтүветиштин әнсирәп яш имамни ханериқ мәсчитигә бармаслиққа дәвәт қилиду. Нәтиҗидә мәттурсун 5-һәптиси иши барлиқини ейтип ханериқ мәсчитигә бармайду. Ханериқ мәсчитигә йиғилған җамаәт намаз оқуп қайтиш үчүн өз ичидин дәрһал йәнә бир яш балини имамлиққа тәклип қилиду. Улар намаз оқуватқанда хитай сақчилири бастуруп келип мәсчитни печәтләп имамни тутуп кәтмәкчи болиду. Җамаәт қозғилип имамни қачуруветип сақчиларни қоғливетиду. Әмма, хитай сақчилири шу һәптиси қачурулған имамни тутуп кетип қолға алиду. Вәқәниң тәпсилатидин хәвәрдар уйғур яш шу күнки җүмә намизи һәққидә тохтилип мундақ дәйду:
‏-Сақчилар имам қени дәп турувалди, биз уларни уруп, тиллап қоғливәттуқ...

У кейинки һәптиси җүмә күни әтигәндә өйидин чиқипла хитай сақчилириниң ханериқ мәсчитини қоршивалғанлиқини көриду. У шу күнки җүмә намизиниң оқулуш җәрянини тәпсилий баян қилди. Униң ейтишичә, хитай тәрәп җамаәт намазни оқуп болғучә һечқандақ һәрикәткә өтмигән, пәқәт мәсчиттин анчә йирақ болмиған чоң йолға чиқип топлишип қарап турған.

Намаздин кейин тарқап кәтмәй мәсчиттә қалғанлар 12 яштин 25 яшқичә болған яшлар болуп, өзлири тәйинлигән яш имамниң қечип кетишкә мәҗбур болғанлиқи вә алдинқи һәптә имамлиқ қилип бәргән яшниңму хитай сақчилири тәрипидин қолға елинғанлиқи уларни қаттиқ ғәзәпләндүргән иди. Өз вақтида нәқ мәйданда бар болған уйғур яш шу чағдики вәзийәтни баян қилип мундақ дәйду:
‏-Бәзиләр қайтип кетәйли деди, сақаллиқ төт адәм оттуриға чиқип: “қайтип кәтмәйли, чоң йолға чиқип ласкойгичә барайли, йолда мусулманлар бизгә қетилиду. Болмиса бизни келәр һәптә йәнә намаз оқуғили қоймайду, бизни немә үчүн намаз оқуғили қоймайду? чиң турайли…” деди. Биз әгәштуқ, сақчилар филимға елип алдимизда маңди.

У, намайишчилар топиниң асаси җәһәттин мотсиклит мингән яшлар болуп 300 дин артуқ икәнликини, йерим йолға кәлгәндә уларни сақлап алдин мөктүрүлгән хитай әскәрлири тәрипидин туюқсиз һуҗумға учрап оққа тутулғанлиқини ейтип, нәқ мәйданда өлгән вә яридар болғанлар болуп 270 тин артуқ адәмниң из-дерәксиз йоқап кәткәнликини баян қилди.

Униң ейтишичә, бастурулған намайишчиларниң ичидики наһайити аз бир қисимлирила қечип кетәлигән болуп, вәқәдин кейин хитай сақчилири өйму-өй ахтуруп сүрәткә чүшүп қалған миңдин артуқ уйғур яшни тутқун қилған, тутқун қилинғанларниң ичидә вәқә йүз бәргән күни имамлиқ қилған аблиз иминму бар болуп, у, 5 пай оқ тегип еғир яриланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.