Әләзһәр оқутқучилири мисирдики хитай баш әлчисини қоғлап чиқиришни тәләп қилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2017.10.17
mexmut-tarat-eldiya-gezit-uyghur-diniy-cheklime.jpg “әлдияр” намлиқ тор гезитидә елан қилинған хитай даирилириниң уйғур елида “қуран кәрим” вә җайнамазларни йиғивалғанлиқиға қарши баянат. (Шу тор бәттин сүрәткә елинған)
Photo: RFA

Мисирдики әләзһәр университети оқутқучилар уюшмисиниң бир қисим әзалири хитай даирилириниң уйғур елида “қуран кәрим” вә җайнамазларни йиғивалғанлиқиға қарши баянат елан қилди шундақла мисир һөкүмитидин хитайниң қаһирәдә турушлуқ баш әлчисини қоғлап чиқиришни тәләп қилди.

“әлдияр” намлиқ тор гезитидә елан қилинған мәзкур баянатта әләзһәр университети оқутқучилар уюшмисиниң әзалиридин мәхмут тарат әпәндиниң сөзлири нәқил кәлтүрүлүп мундақ дейилгән: “әрәб дунясиниң сүкүт қилиши вә хитайда мусулманлар тоғрилиқ ечинишлиқ қарарларниң оттуриға чиқиши әрәб дөләтлири тәсириниң аҗизлиғанлиқи түпәйлидин болуватиду. Коммунист хитай һакимийитиниң түрлүк усуллар билән қаттиқ қол сиясәт йүргүзүши, бихәтәрликни баһанә қилип вәзийәтни чиңитиши, уйғур мусулманларға қийинчилиқ туғдуруши вә уларға зулум қилиши әмәлийәттә дуняниң, җүмлидин мусулманлар дунясиниң хитайға нисбәтән сүкүт қилишидин болуватиду. Йеқинқи күнләрдә хитай 170 тин артуқ мәсчитни тақаш билән биргә йәнә көплигән ‛қуран кәрим‚, тәсбиһ вә җайнамазларни мусадирә қилди. Хитай һөкүмити буни радикал исламчиларниң дөләт хәвпсизликигә тәһдит пәйда қилғанлиқиға қарита қолланған бир тәдбир дәватқан болсиму, әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири, бу хитайниң аз санлиқ мусулманларниң диний әркинлики билән кишилик һоқуқиға қилған дәпсәндичилики, дәп қаримақта.”

Йәнә бир қисим әзһәр алимлири алаһидә тәкитләп, “һәқиқий террорлуқ әмәлийәттә хитай коммунист һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан чекидин ашқан зулумидур,” дегәнләрни илгири сүрмәктә.

Әләзһәр университети оқутқучилар уюшмиси һәйитиниң әзалиридин бири болған доктор әли муһәммәд әләзһәри бу һәқтә мундақ дәп тәкитләйду: “хитай һөкүмити тәрипидин уйғурларға қарши йүргүзүлүватқан қийин-қистақлар вә зулумлар һәқиқий террорлуқ һесаблиниду. Улар уйғур мусулманларни роза тутуштин тости, күп-күндүздә уйғур мусулманларниң розисини мәҗбурий буздурди. Арқидин мәсчитләрни тақиди вә һәтта чеқип түзливәтти. Йеқинқи күнләрдә ‛қуран кәрим‚ вә башқа дини китабларни мусадирә қилишқа башлиди. Хитай һөкүмити уйғур елидики мәсчитләрни, роза тутуш ибадитини, қуран вә һәдисләрни террорлуқ һәрикәтлирини пәйда қилидиған вә тәшвиқ қилидиған амил дәп көрсәтмәктә.”

Доктор әзһәрий йәнә мундақ деди: “хитай һөкүмити өзиниң ‛асасий қануни‚ да хитайдики барлиқ милләтләр өзлириниң тил-йезиқини тәрәққий қилдуруш, өрп-адәтлирини давамлаштуруш, диний етиқадини сақлаш һоқуқиға игә дейилгән. Һалбуки, хитай өз қануниға қарши һалда дөләт террорлуқи җинайитини өткүзмәктә. Уйғур мусулманларға қарши йүргүзүлүватқан бу қийин-қистақ вә зораванлиқларға пүтүн дуня қарши чиқип наразилиқ билдүрүши керәк.”

Әләзһәр университети оқутқучилар һәйити тәрипидин елан қилинған бу баянатта уйғурларға алақидар йәнә қандақ муһим мәзмунлар мәвҗут? бу баянат хитай билән иш бирлики қуруп, уйғур уйғур оқуғучиларни тутуп бериватқан мисир һөкүмитигә қандақ тәсирләрни көрситиши мумкин?

Бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн әләзһәр университетида оқуш пүттүргән вә һазир истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи болуп хизмәт қиливатқан абдуләһәд абдурахман билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдуләһәд абдурахман әпәнди, бу баянат гәрчә мисир һөкүмитиниң нөвәттики хитай билән болған мунасивәтлиригә анчә тәсир көрситәлмисиму, әмма мисирдики илим әһлилиригә, болупму алим вә зиялийларниң уйғур мәсилиси тоғрисидики қарашлириға иҗабий тәсир көрситиши мумкинликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.