Бир уйғур мусапир: “вәтәндә яшаш имканийитимиз қалмиғачқа қечишқа мәҗбур болдуқ”
Қисқа муддәт ичидә көп санда уйғурниң шәрқий җәнуби асия арқилиқ түркийәгә келиши кишиләрниң диққәт етибарини қозғимақта. Биз шәрқий җәнуби асия дөләтлири арқилиқ қәйсәригә келип җайлашқан уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.
Уйғур елиниң қайси йеридин кәлгәнликини ашкарилашни халимиған, көп қетим түрмигә қамалған, өзини муһәммәд абдул әпәнди дәп атиған мусапир зияритимизни қобул қилип, өз вәтинидин айрилип, шәрқий җәнуби асия арқилиқ түркийәгә келиш җәрянини аңлатти.
У, хитайниң өзлириниң диний әркинликини чәклигәнлики вә башқа бесимлар түпәйлидин қечишқа мәҗбур болғанлиқини, түркләр уйғурларниң қериндиши болғачқа түркийәни таллиғанлиқини баян қилди.