Хитайдики “исламдин қорқуш хаиши” чәтәлләрдики көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта

Мухбиримиз ирадә
2016.09.16
meschit-qizil-bayraq-305.jpg Ават наһийисидики мәсчиткә хитай дөлитиниң байриқини есиш көрүнүши. 2011-Йили 9-авғуст.
www.awtdj.gov.cn


Хитайдики түрлүк тор бәтләрдә мусулманлар һәққидә қилиниватқан һарарәтлик муназириләр, өчмәнлик билән толған сөзләр чәтәлләрдики көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта. Бу һәқтә чәтәлләрдики мәтбуатларда мушу бир қанчә күндин буян арқа - арқилап мақалиләр елан қилинди. Көзәткүчиләр хитайда мусулманларға қарита бир тәрәплимә қараш оңшалмиған тәқдирдә буниң хитайдики мусулманлар әмәс, хитайларниң өзи үчүнму яхши болмайдиғанлиқини мулаһизә қилишқан.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, бир қанчә күндин буян чәтәлләрдики мәтбуатларда хитайлардики “исламдин қорқуш, исламға вә мусулманларға өчмәнлик қилиш” хаһиши һәққидә муназириләр болмақта. Бу һәқтә “дипломат” журнили, әнглийә “екиспрес” гезити вә “ташқи сиясәт” жорналлирида арқа - арқилап мақалиләр елан қилинди.

Дипломат журнилида елан қилинған мақалидә көрситилишичә, хитайдики рәсмий хәвәр мәнбәлиридә та мав зидуң дәвиридин тартипла, ислам вә яки мусулманлар һәққидики талаш - тартишлар хәвәр қилинмай кәлгән. Мундақчә ейтқанда, һөкүмәт рәсмий ахбаратчилиқ принсиплирида бу темидин узақ туруп кәлгән. Бирақ, тор дунясиниң шәкиллиниши, тор муназирисиниң бәрпа болуши билән хитайдики мусулманларға болған өчмәнлик вә исламфобия су йүзигә чиқип қалған.

Мақалидә мундақ дейлгән : “иҗтимаий алақә тор бәтлириниң оттуриға чиқиши билән һәммә нәрсә өзгәрди. Йеқинда бир қисим тор қолланғучилири хитай һөкүмитиниң өз ичидики мусулманларға тутуватқан аталмиш “юмшақ” сияситини тәнқид қилди. Бәзи тор қолланғучилири һәтта хитайниң ичидики вә оттура шәрқтики мусулманларға еғир һақарәт қилидиған сөзләрни ишләтти. Хитайдики тор бәтләрдә ипадилиниватқан мусулманларға қарши хаһиш хитай һөкүмити үчүн етник вә диний мәсилиләрни бир тәрәп қилиш үчүн йеңи бир хирис пәйда қилмақта.”

Гезиттики мақалидә ейтилишичә, торда хитайда мусулманларға болған өчмәнликниң ешиватқанлиқини көрситип беридиған нурғун мисалларни тапқили болидиған болуп, буларниң бири хитай тор қолланғучилири тәрипидин иҗад қилинған “йешил дин”, “йешил рәңликләр” дегән сөзләрдинму көрүвалғили болидикән. Хитай тор қолланғучилири адәттә ислам вә мусулман дейишниң орниға юқиридики сөзләрни ишлитидикән. Мәсилән, һәр қетим бирәр йәрдә партлаш вәқәси көрүлгән болса, торда дәрһал һарарәтлик муназириләр башлинип кетидикән вә улар “буни чоқум йешиллар қилған” дәп йәкүн чиқиридикән. Техиму қизиқарлиқи, мав зидуң вә дең шявпиң дәвридә, һөкүмәт әрәб дөләтлирини болупму пәләстинни қоллашни тәшәббус қилип кәлгән болсиму, бүгүнки күнгә кәлгәндә хитай пуқралирида исраилийиниң әрәб дөләтлиригә қарши һәрбий һәрикәт қоллинишини қоллайдиғанларниң сани алаһидә юқири икән.

Америкидики уйғур тәтқиқатчи доктор қаһар барат әпәнди һазир исламдин қорқуш хаиши - “исламфобия”ниң дунядики бир омумий еқим болуш билән биргә, хитай һөкүмитиниң 11 - синтәбир вәқәсидин кейин йүргүзгән сиясити биләнму мунасивәтлик икәнликини билдүрди.

“ташқи сиясәт” журнилида елан қилинған мақалидә ейтилишичә, хитайдики тор қолланғучилири арисида һәтта мусулманларниң “һалал” йемәклик йийишни таллишиниму “радикаллиқ” ниң аламити дәп қарайдиғанлар бар болуп, һәтта хитай иҗтимаий пәнләр академийисиниң сабиқ тәтқиқатчиси ши вуйи хуй мусулманлириниң “һалал” йемәкликләргә қаритилған башқурушини күчәйтиш һәққидики тәлипи изһар қилинған бир мақалигә сөз йезип, һалал йемәклик йийишни радикал ислам билән охшаш орунға қойған. У сөзидә“һалал йемәклик һәққидә қанун тәләп қиливатқан бу кишиләр, униңдин пайдилинип туруп, етник өктичилик қилип, дөләт бихәтәрликини бузмақчи вә техиму көп сиясий һоқуқ вә мәнпәәткә еришмәкчи” дәп язған икән. Мақалә аптори, бу хилдики өчмәнлик билән толған сөзләрниң хитайдики мусулманларниң көңлини биарам қиливатқанлиқини, уларниң хитай җәмийити арисидики силамға вә мусулманларға болған бир тәрәплимә қарашни оңшаш үчүн интернет торини қоллинип туруп елип бериватқан бир қатар һәрикәтлириниңму асасий җәһәттин үнүмсиз қеливатқанлиқини ейтқан. Қаһар барат әпәнди болса хитайдики мусулманларға өчмәнлик қилиш хаһиши әгәр мушу пети кетивәрсә, буниң ақивитиниң еғир болидиғанлиқини әскәртти.

“екиспрес” гезити бу һәқтики хәвиридә “хитайда яшаватқан 20 милйон мусулман аһалиси хитай һөкүмитиниң диний бесим сиясити билән интернеттики тор җамаитиниң өчмәнлики арисида қалди” дәп язған иди. Уларниң диққитини қозғиған йәнә бир нуқта болса, хитай тор қолланғучилириниң дуня дөләтлири йүзлиниватқан мусапирлар кризисиға тутуватқан мәсхирилик позитсийиси болған. Хәвәрдә ейтилишичә, хитай тордашлар бирдәк явропа дөләтлириниң сүрийәлик панаһланғучиларни қобул қиливатқанлиқини қаттиқ мәсхирә қилған. Бәзи тордашлар яврупа мушундақла маңса “яврупа истан” ға айлинип қалиду, дегән. Хитай дуняниң башқа йеригә қариғанда терролуқ һуҗумиға әң аз учриған туруғлуқ исламфобияниң бундақ күчлүк болуши мақалидә диққәт тартилған нуқтиларниң бири. Қаһар барат әпәнди буни аяқлаштуруш үчүн һөкүмәтниң ойнайдиған ролиниң интайин зорлиқини, әмма хитай һөкүмитиниң буниң әксини қиливатқанлиқини ейтти.

Ташқи сиясәт журнилида елан қилинған мақалидиму хитай һөкүмитиниң бу мәсилидики тәңпуңлуқни сақлишиниң интайин муһимлиқи тәкитләнгән. Аптор мәттийев ери мақалиси ахирида әскәртип : “хитай ислам қанунлири һәққидики йәршари характерлик талаш - тартишларға қетиливатқан бир шараитта, пайдилиқ муназирини бәрпа қилидиған тәңпуң көз қарашларниң көпрәк елан қилиниши дөләттики мусулманлар үчүнла әмәс, бәлки уларниң хитай қошнилири үчүнму пайдилиқ” дәп язған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.