Көзәткүчиләр: хитайдики ислам вәһимиси уйғурларни қаршилиққа мәҗбурлайду!
2017.06.30
Бу йилқи рамзан мәзгилидә хитай даирилириниң уйғурлар диярида қаттиқ қоллуқ билән иҗра қилған рамизанға даир паалийәтләрни чәкләш тәдбирлири уйғурлар дияридики вәзийәтни йеқиндин көзитип келиватқан бир қисим анализчиларниң диққитини қозғиди. Уларниң бу һәқтики әң йеңи тәтқиқатлири бу хилдики “ислам вәһимиси” асасида иҗра қилинған диний сиясәтләр уйғур мусулман аммиси арисида қаршилиқтин башқа нәрсә пәйда қилалмайду, дегән йәкүнни чиқармақта.
Хитай даирилириниң алақидар учурлири вә радийомиз мухбирлириниң биваситә игилигән мәлуматлири бу йилқи рамзан ейи мәзгилидә хитай даирилири йиллардин буян йолға қоюп кәлгән рамизанлиқ паалийәтләрни чәкләш тәдбирлириниң техиму қаттиқ қоллуқ билән иҗра қилиниватқанлиқини дәлиллиди. Мәлум болушичә, хитай даирилири һөкүмәттин мааш алидиған һәрқандақ хизмәтчиниң бу мәзгилдә рамизанлиқ паалийәтләргә иштирак қилишини қәтий мәни қилипла қалмастин, йәнә уларға өзлириниң кәсипдашлири яки хизмәтдашлириниңму бу хилдики диний паалийәтләргә арилашқан-арилашмиғанлиқиға “көз-қулақ” болуш вәзиписини тапшурған. Йәнә уларниң бәзилири һәрқайси җайларға “хизмәт гурупписи” дегән намларда әвәтилип, йәрлик хәлқниң рамизанлиқ паалийәтлиригә қатнашмаслиқиға кепиллик қилишқа буйрулған.
Пуқраларниң тинч шәкилдики диний турмушиға қопаллиқ билән арилишиштәк бу һәрикәтләр чәтәлләрдики һәрқайси мәтбуатларниңму диққитини қозғаватқанлиқи мәлум. Өткән һәптә америкидики муштирилар сани әң көп болған “вал-стрет журнили” гезитигә бесилған “хитайдики ислам вәһимиси: шинҗаңдики йеңи зулум уйғурларниң қаршилиқини қозғайду” сәрләвһилик мақалә әнә шу хилдики мулаһизиләрниң биридур.
Мақалидә көрситилишичә, диний сиясәт җәһәттики бу хил җиддий өзгиришләр асасий җәһәттин чен чуәнго уйғурлар дияриға йеңидин партком секретари болуп йөткилип кәлгәндин кейин йолға қоюлған тәдбирләрниң нәтиҗиси, дәп қаралмақта. Чен чуәнго вәзипигә тәйинлинип узақ өтмәйла “бихәтәрлик” ни мәркәз қилған бир қатар йәрлик тәдбирләрни иҗра қилишқа киришкән һәмдә “террорчилар һәмдә террорлуқ гуруһлириниң җәсәтлирини хәлқ урушиниң паянсиз упуқлириға көмүветиш” ни тәләп қилған. Буниңға мас һалда бу йил 1-апрелдин башлап “әсәбийликкә қарши туруш низами” пүткүл уйғурлар диярида иҗра қилинишқа башлиған. Бу йеңи бәлгилимә бойичә сақал-бурут, һиҗаб, диний характердики исимлар һәмдә типик диний паалийәтләр мәни қилинишқа башлиған.
Хитай даирилириниң бу хилдики диний чәклимилири дәрвәқә хәлқара ислам дунясидиму бәлгилик дәриҗидә ғулғула қозғиғанлиқи мәлум. Өзиниң ислам дини саһәсидики нопузи билән дуня мусулманлири арисида бәлгилик шөһрәткә егә болуватқан диний алим, теннәси штатидики роде университетиниң профессори ясир қази йеқинда өзиниң мемфис шәһиридики ислам мәркизидә сөзлигән нутқида уйғурлар дияридики бу хил диний чәклимә тәдбирлирини қаттиқ тәнқид қилған һәмдә дуня мусулманлар җамаитини бу мәсилигә җиддий қарашқа чақирған.
У бу һәқтә мундақ хитаб қилиду: “биз хитайдики мусулманларниң һазир қандақ күлпәтләргә муптила болуватқанлиқини көрүватимиз. Һазир хитай һөкүмити шәрқий түркистандики уйғур хәлқи арисида рамзан тутушни мәни қилмақта. Һазир һөкүмәт хизмәтчилириниң роза тутқан яки тутмиғанлиқи қаттиқ тәкшүрүлүватиду. Бу һәқтики мәлуматлар вә алақидар фото сүрәтләр һазир торларда көпләп тарқалмақта. Навада ашу хизмәтчиләрдин бирәри роза тутқан болуши мумкин, дәп қаралса дәрһалла тәкшүрүлиду һәмдә су ичишкә мәҗбурлиниду. Хитай даирилири һазир өзлиригә мәлум болған мәқсәтләр үчүн мушу хил усуллар арқилиқ мусулманларни ашу өлкидин йоқ қиливәтмәкчи болуватиду. Әмдиликтә болса хитай һөкүмити йеңи бәлгилимиләрни йолға қоюп, аялларни һиҗаблиништин, мусулманлар җамаитини роза тутуштин, әркәк қериндашлиримизни сақал қоюштин чәклимәктә. Шуңа уйғурлар өлкисидики барчә мусулман қериндашлиримиз һазир мушу хасийәтлик рамзан ейида роза тутуштәк бир әркинлик үчүн күрәшмәктә.”
Мақалә апториниң баян қилишичә, хитай даирилири уйғурлар диярида иҗра қиливатқан “бихәтәрлик” тәдбирлири изчил һалда ислам диниға бағлинип келиватқан болуп, оқуғучиларни диний паалийәт сорунлириға йеқин кәлтүрмәслик һәмдә йәрлик уйғурларни диний паалийәт җәһәттә бир-биригә пайлақчилиқ қилишқа мәҗбурлаш чарилири буниңдики әң типик мәзмунлар икән.
Гәрчә ислам дининиң түплүк әһкамлирида хитай даирилири әндишә қилип кәткүдәк һечқанчә мәзмунлар болмисиму, хитай даирилириниң уйғурлар дияридики һәммила мәсилини ислам диниға бағливелиши һәққидә америкидики фростбург университетиниң профессори ма хәййүн башқичә қарашта. Униң пикричә, хитай компартийиси мушу арқилиқ җамаәтниң көзини ғәләт қилишни, шундақла мәсилини башқа яққа буриветишни мәқсәт қилған. У бу һәқтә мундақ деди: “һазир бәлким сизму көрүватқан болушиңиз мумкин, ичкиридики ислам вәһимисигә алақидар һадисиләр һәдисила шинҗаңни бир түрлүк өрнәк қилидиған болувалди. Чүнки, һазир шинҗаңда террорлуққа қарши туруш, қанунсиз диний паалийәтләрни чәкләш, йәнә шуниңдәк бир қатар аҗайибатлар тохтимастин оттуриға чиқиватиду. Әмма мәсилә шу йәрдики, шинҗаң бир алаһидә район. Бу районда тарихтин буян тоқунушлар үзүлүп баққан әмәс. Һазир бу ишлар илим әһлигә һечқандақ сир әмәс, шинҗаңдики бу хил тоқунушлар миң сулалисиниң ахири, чиң сулалисиниң башлирида мәвҗут болған, минго дәвридиму мәвҗут болған, өткән әсирниң 80-йиллириғичә йәнила давам қилған. Әмма бу тоқунушларни һечқачан ислам дини билән бағлаш имканийитигә игә әмәсмиз. Әксичә буларниң һәммиси маһийәттә миллий зиддийәт яки миллий тоқунуш болуп чиқиду. Әмма, һазир һөкүмәт һәрқандақ тоқунушни дәрһалла ислам дини билән бағлайдиған болувалди. Бу арқилиқ "шинҗаңдики бу һадисиләрниң һәммиси диний мәсилә. У җайда қандақтур миллий мәсилә яки йәрликниң иқтисадиға четишлиқ мәсилә вә яки сиясәт бәлгиләш җәһәтләрдики мәсилә мәвҗут әмәс" дегән учурни тарқитиватиду. Шуңа мениңчә, бу хилдики һадисиләр мәлум мәзгил давам қилиши мумкин.”
Хитайдики ислам вәһимиси вә уйғурлар дуч келиватқан қисмәтләр һәққидики мулаһизидә мақалә аптори һазир хитай һөкүмитиниң иҗра қиливатқанлири әмәлийәттә ислам диниға даир мәзмунлардин җиқ һалқип кәткәнликини алаһидә тилға алиду. Болупму уйғурларниң тили, улар дуч келиватқан иқтисадий җәһәттики тәңсиз муамилә, тохтавсиз рәвиштә уйғурлар дияриға көчүп келиватқан хитай нопуси қатарлиқ амилларниң әмәлийәттә ислам дини билән һечқандақ алақиси йоқ болсиму, һазир қаттиқ қоллуқ билән иҗра болуватқан тәдбирләрниң мушу мәқсәтләр үчүн хизмәт қиливатқанлиқини тәкитләйду. Апторниң қаришичә, һазир хәлқ арисида, болупму уйғурлар арисида бу мәсилиләр һәққидә муһакимә қилиш шараити йоқ болуп, буниң типик мисали сүпитидә бейҗиңдики уйғур зиялийси илһам тохтиниң мушу мәсилиләрни оттуриға қоюши һәмдә аридин узун өтмәй муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинишини көрситиш мумкин икән.
Профессор ма хәййүн бу һәқтә тохтилип, хитай компартийисиниң җамаәт пикридин бәкму әндишә қилидиғанлиқини, болупму һазирқидәк “ислам вәһимиси” һәққидики пикирләр “зулмәтлик пәрдә” дәп қариливатқан әһвалда , хитай һөкүмитиниң өзлиригә зиянлиқ җамаәт пикригә мәнсуп һәрқандақ амилни уҗуқтуруветишкә тәйяр икәнликини тәкитлиди. У бу һәқтә мундақ деди: “мениңчә, сизму диққәт қилған болушиңиз мумкин, йеқиндин буян хитайдики җамаәт пикри аздур-көптур контрол қилинишқа башлиди. Чүнки қарайдиған болсақ, хитай тарихидики зор көләмлик деһқанлар қозғилиңи яки башқа һәрикәтләр һәрқачан хәлқ арисидики диний хурапатлиқ яки җамаәт пикриниң ямриши арқисида башланған. Шуңа хитай компартийисиму бу җәһәттә ашу хәлқ аммисидин қорқуватиду, шуниңдәк сөз вә пикир қилиш әркинлики тартивелинған хәлқниң бирақла көтүрүлүп өзлирини өрүветишидинму әндишә қиливатиду. Шуңа мениңчә, хитай һөкүмити бу хилдики зулмәтлик пәрдә сәвәбидин оттуриға чиққуси хәтәрләрни һес қилип йәткән болуши мумкин. Һазир шинҗаңдила әмәс, ичкиридиму мушу зулмәтлик пәрдә туңганлар вә башқа мусулманларда бир зор сарасимә, мәдәнийәт саһәсидә бир түрлүк кәмсиниш туйғуси пәйда қиливатиду. Шуниң билән биргә, хәлқара мәтбуатлардиму наһайити яман тәсир бериватиду. Шуңа мениңчә, мушу сәвәбләрдин хитай һөкүмити һазир хәлқ арисидики мулаһизиләрни яки мушу зулмәтлик пәрдә һәққидики муназириләрни йиғиштурушқа күч чиқириватиду.”
Мақалә апториниң қаришичә, уйғурлар диярида һәрқетим бирәр зорлуқ һәрикити оттуриға чиққанда, хитай һөкүмити буниңға қарита техиму қаттиқ болған бастуруш билән инкас қайтуруватқан болуп, бу һал мушу йосунда давам қилип һазирқи ислам динини чәкләш һәрикити давамлиқ юқири пәллигә чиқса, у һалда уйғурлар үчүн бу һалға қарши турмақтин башқа йол қалмайдикән. Шундақ болғанда хитай дөлитидики муқимсизлиқниң сәвәбчиси уйғурлар әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң дәл өзи болуп чиқидикән. Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң ислам диниға очуқ-ашкара қарши туруш сиясәтлири уйғур, туңган вә башқа мусулманлар арисидила әмәс, йәнә һиндонезийә вә башқа җайлардики мусулманлар арисидиму күчлүк наразилиқ пәйда қилмақта икән.