Япон тәтқиқатчилири: хитайдики мусулманлар компартийә, һөкүмәт вә дин арисида қийналмақта

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.04.26
komunist-xitay-musulmanlar-uyghurlar-305.png Мәзкур мақалиға қоюлған сүрәтләр
RFA/Qutluq

Йеқинда японийидә “ислам диниға етиқад қилидиған коммунистлар” мавзулуқ мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалә японийидики хитайдики ислам динини тәтқиқ қилиш җәмийити тәрипидин коллектип нәшргә тәйярланған.

Мақалидә асаслиқи хитайдики аз санлиқ милләт мусулманлиридин һесаблинидиған уйғур, хуйзулардики бәзи коммунистларниң ислам диниға болған күчлүк әқидиси вә өз динидин танған бәзи компартийә әзалири тоғрисида селиштурма тәтқиқат елип барған.

Мақалидә мундақ баян қилинған: хитай болса сотсиялистик бир дөләт. Бу дөләт хитай компартийиси тәрипидин қурулған. Хитай аһалисиниң 78 милйондин ошуқини коммунистлар тәшкил қилиду. 1949 - Йили қурулған бу дөләттә хитай миллитила әмәс, нурғунлиған аз санлиқ милләтләрму компартийигә әза болған. Аз - санлиқ милләт коммунистлириниң сани 5 милйондин артуқ. Хитай компартийисиниң ениқсиз мәлуматиға қариғанда, аз санлиқ милләтләрниң нопуси ичидә компартийә әзалириниң нопуси бир қәдәр көп дәп қарилиду. Лекин хитайдики коммунистлар ичидә бир қисим мусулманлар бар. Мәсилән: уйғур аптоном райони, ниңша хуйзу аптоном райони қатарлиқ аптоном районларда. Уйғур аптоном районниң рәислири бир мәзгил өз районида вәзипә өтүгәндин кейин, уларни хитайниң мәркизи комитети бейҗиңға йөткәп, мәркәздә вәзипигә тәйинләйду. Уйғур әмәлдарларни хитай компартийиси өзиниң диний, миллий сияситини күчләндүрүш, җанландуруш үчүн мәркәздә вәзипигә қойған. 2012 - Йили ниңша хуйзу аптоном райониниң рәислик вәзиписигә қоюлған ваң әсли юрти ниңшадин, мусулман. У илгири партком сикретари болған. Хитайдики компартийә әзалири маркисизм, ленинизмға әгишиду. Улар мав зедуң идийисини, дең шавпиң нәзирийисини үгиниду. Илим - пән, тәрәққият дегәндәк билимләрни үгинип компартийигә әгишип хизмәт қилиду. Улар хитай компартийисигә әза болғанда, компартийиниң байриқи алдида қәсәм бериду. Улар компартийигә мәңгү сәмимий - садиқ болушқа вәдә бериду. Улар қәсәмятида худаға ишәнмәсликкә вәдә берип, ислам динидин таниду. Бу пәқәт хитай компартийисигә әза болуш үчүнла. Уларни бундақ қәсәмятларни берип өз динидин тенивалду дәп ойламсиз? аз санлиқ милләтләрдин компартийигә әза болғанларниң көпинчиси дегүдәк етиқади күчлүк мусулманлар. Улар аллаһға ибадәт қилиду. Хитай мәркизи комитети ниңша қатарлиқ аптоном районларда коммунист мусулманларниң намаз оқуп, ибадәт қилишиға рухсәт қилған. Әмма, уйғур аптоном районида буниң әксичә. Уйғур аптоном райондин башқа аптоном райондики аз санлиқ милләтләр ичидики мусулман коммунистлар мәсчиткә барса болиду. Улардин бириниң ейтишичә, у “һәр күнлүки бәш вақ намазни ишханида оқуп, аллаһға ибадәт қилалмиғанлиқим үчүн, пәқәтла җүмә күнила,җүмә намизиға баримән.” дегән. Әмма, уйғур аптоном районида болса уйғур кадирларниң мәсчиткә бериши,намаз оқоши чәкләнгән. Шу сәвәбтин ислам динидики пәрз қилинған бәш вақ намазни оқуш, һәҗ тавап пәрзини ада қилиш үчүн, аз санлиқ милләт компартийә әзалири ичидә хизмитидин истипа бәргәнлириму наһайити көп. Улардин бирсиниң дейишичә, өзиниң һәҗгә бериш ғайиси һөкүмәт тәрипидин рәт қилинғанлиқи үчүн өз хизмитидин истипа бәргән.

Илгири уйғур елиниң қәшқәр, хотән қатарлиқ шәһәрлиридә ислам дининиң қануниға аит һөҗҗәтләрни издәш, топлаш, рәтләш тәтқиқат хизмитигә қатнашқан японийилик тәтқиқатчи ямагучи хитайниң уйғур мусулманлириға йүргүзүватқан диний сиясәтлири тоғрисида тохтилип мундақ деди:

- Хитай компартийиси уйғур мусулманлириниң ислам диниға етиқад қилишини тосуш үчүн, әрләрниң сақал, бурут қоюшини, қиз - ханимларниң бешиға яғлиқ артишини тосимақта. Ундин башқа рамизан айлирида роза тутушини чәклимәктә.

Мақалидә,1978 - йиллириниң ахиридин башланған хитайниң сиясий ислаһатидин кейин,хитай долитиниң қанунида мусулманларға бәлгилигән қануни - низамлар үстидә тохтилип мундақ баян қилған: 1980 - йиллли хитай компартийисиниң асасий қанунида диний әркинлик қануни бәлгилинип,хитайдики мусулманларниң өз диниға етиқад қилиши йолға қоюлған. Әмма ислам дининиң әқидилиридин хәвәрсиз қалған ниңша хуйзу аптоном районидики бир қисим хуйзу компартийә әзалири өз динидин танған. Мәсилән: 1999 - йили ниңшада хизмәт қиливатқан,хубей өлкисидә туғулған 1940 - йили компартийигә әза болған пишқәдәм хуйзу компартийә әзаси вапат болғанда, өзиниң вәсийити бойичә, униң җәсити көйдүрүлүп, җәсәт күли ниңшаға чечиветилгән. Униң үчүн бейҗиңдики бабавшән инқилабий қурбанлар қәбристанлиқида қәбрә тикләнгән. Бу хәвәр хитайниң телевизорлирида тарқитилғандин кейин, хитайдики мусулман компартийә әзалири қаттиқ ғәзәпләнгән. Көплигән мусулман компартийә әзалири өзлириниң һәргиз бундақ йолни тутмайдиғанлиқини билдүргән.

Мақалидә, инсан,җәмийәт вә етиқадниң бир - биригә гирәлишип кәткән пәлсәпәвий уқум икәнлики тоғрисида қисқичә тохтилип, бу һәқтә тәтқиқатчилар өзлириниң йәкүнлирини төвәндикидәк баян қилған: инсанлар дин,җәмийәт вә милләт арисидики тәңпуңлуқни сақлиши үчүн, әлвәттә өз етиқадини сақлиши керәк. Хитайдики мусулманларниң диний етиқади хитай компартийиси тәрипидин хорланмақта. Хитай компартийиси үчүн дин, өрп - адәт уқумлири әрзимәс ишлар дәп қарилиду. Хитайдики мусулманлар хитай компартийисигә бойсунмиса җазалиниду. Улар компартийә,һөкүмәт вә дин арисида қийналмақта.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.