Хотәндә диний исимларни өзгәртиш тәшвиқати күчәйтилмәктә
2017.05.19

Радийомиз игилигән әһваллардин, уйғур аптоном районлуқ җ х назарити тәрипидин елан қилинған диний исимларни чәкләш уқтурушиға асасән, хотәндә диний исимларни өзгәртиш рәсмийитиниң хотәндики йәрлик сақчиханиларда беҗириливатқанлиқи ашкариланған иди. Радийомиз давамлиқ учур игиләш давамида, нөвәттә пүткүл хотән вилайити бойичә диний исимларни өзгәртиш давамлишиватқанлиқи, болупму мәктәп, идарә-җәмийәтләрдә ата-аниларға пәрзәнтлиригә заманға лайиқ исим қоюш тәшвиқати күчәйтилгәнлики мәлум болди.
Хотәндики пуқралар вә бир қисим һөкүмәт кадирлириниң билдүрүшичә, нөвәттә хотәндә давамлишиватқан диний түси қоюқ болған бир түркүм исимлар вә уйғурларниң миллий һес-туйғулири ипадиләнгән исимларни өзгәртиш долқуни пүтүн хотән вилайити бойичә омумийүзлүк йолға қоюлған.
Җүмә күни хотән илчи йезилиқ сақчиханиниң нопус ишлирини беҗиргүчи хадими хотән шәһри вә шәһәр әтрапидики йезиларда исим өзгәртиш рәсмийәтлириниң беҗириливатқанлиқини, 16 яштин төвән болған балиларниң исмини өзгәртиш ишлириниң 5- айниң 1- күнидин 7-айға қәдәр икки ай ичидә тамамлинидиғанлиқини билдүргәндин кейин, хотәнниң қариқаш, черийә, нийә қатарлиқ җайлириға телефон қилип игилигән әһваллардин бу җайлардиму исим өзгәртиш ишлириниң җиддий двамлишиватқанлиқи вә уйғурларға қарита заманға лайиқ мәдәний исимларни қоюш тәшвиқати күчәйитилгәнлики мәлум болди.
Қариқаш наһийисидин зияритимизни қобул қилған бир уйғур кадир қариқаш наһийисидә 4-айниң ахири диний түси қоюқ болған исимларни өзгәртиш һәққидә мәхсус уқтуруш тарқитилғанлиқи вә нөвәттә бу ишниң һәрқайси сақчиханиларда җиддий давамлишиватқанлиқини билдүрди.
Бу кадир йәнә, қариқашта давамлишиватқан исим өзгәртиш хизмитидә 16 яштин төвәнләргә қарита һөкүмәт елан қилған чәкләнгән исимлар тизимликидики исмини шәртсиз өзгәртиш йолға қоюлғандин башқа, 16 яштин юқири болған яшлар вә университет оқуғучилириға қарита, уларниң әслидики диний түстики исимлирини заманиви, мәдәний исимларға өзгәртиш тәшвиқати күчәйтилгәнликини билдүрди.
Хотәнниң нийә наһийисидин телефонимизни алған бир нөвәтчи хадим исим өзгәртиш һәққидики соаллиримизға аввал хитай тилида җаваб берип, нийә наһийисидики диний түс алған исимларни өзгәртиш ишлириниң тамамланғанлиқини билдүрди. Әмма, бу нөвәтчи хадим кейин уйғур тилида өзиниң хотән вилайәтлик тил тәкшүрүш өмикидә ишләйдиғанлиқини билдүрүп, исимни өзгәртиш ишиниң тәпсилатини башқа җайлардин игилишимизни ейтип, телефонни қоювәтти.
Хотәндики һөкүмәт кадирлири вә пуқралардин игилигән әһваллардин йәнә, йеқинқи бирқанчә йилдин буян хотән диярида давамлишиватқан “ диний әсәбийликкә зәрбә бериш” тәшвиқати вә “ заманға лайиқ мәдәний исим қоюш” дегәндәк тәшвиқатлар сәвәблик, нөвәттә хотәндә диний кәйпият суслишип, уйғурлар арисида заманға лайиқ мәдәний исим қойидиғанлар көпийип, диний түстики исимларни қойидиғанлар вә қош исимларни қойидиғанлар барғанчә азайған вәзийәт шәкилләнгәнлики мәлум болди.
Хотәндики мәлум мәктәпниң бир аял оқутқучиси, өз мәктипидики оқуғучилириниң исми һәққидә тохтилип, уларниң мәктипидә аз сандики бир түркүм оқуғучиларниң диний түстики айшәм, тохти, мәхмут қатарлиқ исимлири болсиму, лекин көпинчә оқуғучиларниң исимлириниң мирадил, елнур, дилнур дегәнгә охшаш заманға лайиқ исимлар икәнликини билдүрди.
Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән телефонимизни алған бир уйғур , өзиниң башланғуч мәктәптә оқуйдиған қизиниң исми нәргизә икәнликини билдүрүп, қизиниң йешидики балиларниң арисида диний түстики исимларниң йоқ дийәрлик икәнликини , бирқанчә йилдин буян хотәндә давамлишиватқан “ заманға лайиқ мәдәний исим қоюш” тәшвиқати сәвәблик һазир хотәндә қизиниң йешидики балиларниң зор көпчиликиниң исимлириниң заманға лайиқ мәдәний исимлар икәнликини әскәртти.
Хотәндин телефонимизни алған һөкүмәт кадирлириниң илгири сүрүшичә, нөвәттә хотән вилайитидә йәнә, илгири қоюлған диний түси қоюқ болған исимлар вә хотән райониниң өзигә хас исим қоюш адитидики мәмәттохти, мәтмуса , муһәммәттурсунға охшаш қош исимларға қарита гәрчә чоқум өзгәртиш тәлипи оттуриға қоюлмиған болсиму, әмма бу хил исимларни заманиви мәдәний исимларға өзгәртишни халиғанларға һәр хил қолай шараитлар яритип берилидиғанлиқи вәдә қилинған.