Хитай уйғур аяллириниң чүмбәл тартиш, һиҗаплиниш мәсилисини “чирайлиқчә” һәл қилмақчиму?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.08.12
hijap-romal-yaghliq-reshatka-jaza.jpg Төмүр решаткилиқ һойлиға соланған һиҗапланған уйғур аяллири.
RFA/Ruqiye

Хитайниң уйғурларға қарита чүмбәл тартиш, һиҗаплиниш, сақал қоюшни чәкләш Қилмишлириниң уйғур вәтинидә радикал қаршилиқларниң күчийишигә сәвәб болуватқанлиқи хәлқарада йеқинқи бир қанчә йилдин бери изчил тилға елинип кәлгән қизиқ тема иди.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң зувани болған “шинҗаң гезити” 11-авғуст елан қилған “чүмбәл тартиш, һиҗаплинишни түзәшни тоғра чүшиниш керәк” дегән мақалидә, уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийисидики турғунҗан турсун, ели ғопур, ма җинвей қатарлиқларниң тили арқилиқ ислам диниға вә уйғур аяллириниң ясиниш әркинликигә даир мәсилиләрдә һәр түрлүк қарашларни оттуриға қойған. Уйғур вәтинидә хитай һөкүмитиниң зомигәрлик билән башқуруш, чәкләшлири арқилиқ әмәлгә ашмиған, бәлки уйғурларниң қарши туруш, инкас қайтурушиға сәвәб болған бу мәсилини, хитай һөкүмитиниң мана әмди тәшвиқат күчи билән һәл қилишқа йүзлиниши көзәткүчиләрниң диққитини тартти. Мақалиниң ахирида, хитайниң мәхсус һөҗҗәт чиқирип, чүмбәл тартиш, һиҗаплиниш мәсилисини “чирайлиқчә” һәл қилмақчи болғанлиқиму ашкариланди. Бу неминиң мәһсули вә немидин дерәк бериду?

Бу хусуста биз д у қ ниң явропа парламентидики вәкили әнивәрҗан әпәнди билән “уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийисидики турғунҗан турсун, ели ғопур, ма җинвей қатарлиқлар чүмбәл тартиш, һиҗаплиниш диний адәткиму, миллий адәткиму уйғун әмәс, қуранда бу һәқтә һечнемә йоқ? буни уйғурлар арисидики радикал күчләр пәйда қилған, дегән. Сиз бу пикиргә қандақ қарайсиз? чүмбәл тартиш, һиҗаплинишниң арқисида диний әсәбийлик идийиси йошурунған, бәзи әсәбий динчилар аялларни мәҗбурий ашундақ кийинишкә зорлиған, бу аялларниң әркинликигә қилинған таҗавуз, дегән, әксичә, уйғур аяллириниң шундақ кийинишини қамап қоюш, җәриманә елиш, дохтурханиларға киргүзмәслик, аптобусларға чиқармаслиқтәк һәрхил зорлуқ усуллири билән чәкләшләрни болса кишилик әркинликкә қилинған таҗавуз дәп атимиған. Сизчә бу тоғриму? уйғур аптоном районлуқ партком 11-номурлуқ һөҗҗәт чиқирип ‛чүмбәл тартиш, һиҗаплиниш мәсилисидә асаслиқи сәврчанлиқ билән тәрбийә берип, тәшвиқатни күчәйтип, йетәкләшни асас қилиш, аддий, қопал тәдбирләрни қолланмаслиқ‚ни оттуриға қойған. Бу һөҗҗәтниң қачан чиққанлиқи мәлум әмәс. Бу һөҗҗәтниң, сизчә уйғур вәтинидә йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтлири билән алақиси барму? чүмбәл тартиш, һиҗаплинишниң сизчә диний җәһәттин болсун, миллий җәһәттин болсун, уйғурларға нисбәтән немә әһмийити бар?” дегәндәк соаллар асасида сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.