Япончә мақалә: хәлқ азадлиқ армийиси уйғурларниң земинини бесивелип, уларниң ислам дөлитини йоқ қилған
2013.08.01
Хитай хәлқ азадлиқ армийиси қурулғанлиқиниң 86 йиллиқ хатирә күнидә, японийәлик һәрбий истратегийә тәтқиқатчилири “һәқиқәтни ашкарилимайдиған хитай дөлити” намлиқ журналда “хәлқ азадлиқ армийиси уйғурларниң земинини бесивелип, уларниң ислам дөлитини йоқ қилған” намлиқ мақалә елан қилған.
Мақалидә хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң барлиққа келиш тарихи тоғрисида тохтилип, хитайниң әскәрий күчи 1927-йили8-айниң 1-күни җяңши өлкисиниң нәнчаңда мәйданға кәлгәнликини, нәнчаң қозғилиңидин кейин тәшкилләнгән ишчи, деһқан, әскәрләр қошуниниң мав зедуң қошуниға қошулуп кәткәнликини баян қилған.
Мақалидә йәнә 1934-йили җяңшидин башланған хитай компартийисиниң йетәкчиликидики 25 миң лилиқ узун сәпәрдә хитай азадлиқ армийисиниң йол бойи гоминдаң қошунлири билән җәң қилип кәлгәнликини, 1936-йили йәнәнгә йетип барғанлиқи қәйт қилинған.
Мақалидә 1936-йили 12-айда шиән вәқәси йүз бәргәнликини вә 1937-йили 7-айда хитай, япон уруши башлинип хитай армийиси сәккизинчи армийә вә йеңи төтинчи армийәләргә бөлүнүп,япон армийиси билән җәң қилғанлиқи тәсвирләнгән.
Мақалидә 1947-йили 10-айда хитайниң сәккизинчи армийиси билән йеңи төтинчи армийиси бирләштүрүлүп, хитай азадлиқ армийиси дәп аталғанлиқини әскәртип өткән.
Мақалидә хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң компартийиниң әксәрий күчи икәнликини бу армийини хитай компартийиси биваситә башқуридиғанлиқини билдүргән.
Мақалидә хитай азадлиқ армийисиниң вәзиписи хитай компартийисини, хитай дөлитини вә хитайниң земин пүтүнлүкини қоғдаштәк вәзипиләрни ада қилиш дәп көрсәткән.
Мақалидә хитай дөләт рәиси мав зедуңниң “милтиқтин һакимийәт чеқиду” дегән сөзини алаһидә әскәртиш арқилиқ,“хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң милтиқини хитай компартийиси башқуриду. Хитай компартийиси милтиқниң еғизидин туғулған. Шуңа хитай компартийиси хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң милтиқиға буйруқ бериш, контрол қилиштәк һоқуқларға игә” дейилгән.
Мақалидә хитай азадлиқ армийисини мав зедуң дәври, дең шавпиң дәври, җяң земин дәври вә ху җинтав дәвридин ибарәт бир қанчә дәврләргә бөлүп, һәрқайси дәврләрдики хитай азадлиқ армийисиниң иҗра қилған һәрикәтлири тоғрисида тохтилип,“мав зедуң әпйүн урушидики хитай миллитиниң әскәрий күчиниң нәқәдәр аҗиз вә сан җәһәттин азлиқи сәвәбидин хитай миллитиниң явропа, америка қатарлиқ әлләрниң мустәмликисигә айлинип қалғанлиқидин ибарәт тарихтики хитай дөлитиниң мустәмликә қилинған тарихини көздә тутуп, өзиниң дәвридә әскәрий күчиниң санини көпәйтип, үчинчи дуня уруши йүз бәрсә униңға қандақ тақабил туруш мәқситидә хитай хәлқ азадлиқ армийисини һәр җәһәттин күчләндүргән, шуңа улар чавшйән урушиға ярдәм берәлигән. Шуниң билән хитайға қошна әлләрни өзигә қошувелип,мустәмликигә қилған” дейилгән.
Мақалидә 1949-йилидин башлап хитай азадлиқ армийиси хәлқара вәзийәтниң өзлиригә пайдилиқ тәрипидин пайдилинип ислам дөлити болған шәрқий түркистан җумһурийитини, тибәтни, манҗурийини вә ички моңғулни тезликтә бесивелип өзиниң мустәмликисигә айландуруп қойди дәп баян қилинған.
Мақалидә уйғур ели һәққидә тохтилип бу һәқтә мундақ баян қилған: миллити түрк, дини ислам болған уйғурлар тарихта өзлириниң дөлитини қурған болуп, 1944-йили уйғурларниң демократийә, әркинлик вә баравәрликни асас қилған заманиви дөләт қурулмисиға, асасиға игә болған шәрқий түркистан җумһурийити хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң уйғур туприқиға бесип кириши билән тарих бетидин өчүрүлди. Буниң билән илгиридин тартип бу тупрақта мәвҗут болуп келиватқан ислам дөлити йоқалди. Шундин етибарән бу тупраққа киргән хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң асаслиқ вәзиписи йәрлик сақчиларға маслишиш асасида, уйғурларниң әркинлик үчүн елип барған барлиқ мустәқиллиқ һәрикәтлири бесиқтуруш болди. Һазирға қәдәр бу тупрақтики хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң вәзиписи уйғурларни бастуруштин ибарәттур.
Мақалидә йәнә, уйғур елидики хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң “56-қисим” дәп аталған қисминиң асаслиқ вәзиписи һиндистан вә русийәгә тақабил туруш вәзиписини өтәйдиғанлиқини билдүргән.
Мақалидә йәнә, 16-нөвәтлик хитай хәлқ қурултийида җяң земинниң, дөләт рәисликигә сайланған ху җинтавға мәркизи һәрбий ишлар комитетиниң рәислик орнини хели вақитқичә бошитип бәрмигәнликини билдүргән.
Мақалидә 1989-йили тйәнәнмен вәқәсидә хитай азадлиқ армийисиниң елип барған бастуруш һәрикити тоғрисидиму тохталған,
Мақалидә хитайниң сабиқ дөләт рәиси ху җинтавниң тибәттә вәзипә өтигән вақитта хитай азадлиқ армийисиниң күчигә тайинип тибәтләрни бастурған һәрикитиму алаһидә тилға елинған.
Мақалиниң ахирида, советлар иттипақи парчиланғандин кейин, хитай һөкүмити узундин бери әндишә қилип келиватқан “совет тәһдити” ахирлишип,хитай хәлқ азадлиқ армийиси барлиқ күчини деңиз армийисини күчләндүрүшкә қаратти, дейилгән.
Ахирида зияритимизни қобул қилған японийәдики уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң уйғур елидә елип барған бастуруш һәрикити тоғрисида тохтилип өтти.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.