Японийәдики уйғурлар роза һейтни қутлуқлиди
2014.07.28
28-Июл японийәдә яшаватқан уйғурлар өзлири туруватқан һәр қайси шәһәр вә өлкиләрдики мәсчитләрдә роза һейт намизини оқуп роза һейтни қутлуқлиди.
Японийәниң бир қисим шәһәрлиридә яшаватқан уйғурлар башқа мусулманлар билән бирликтә һейт намизидин кейин меһманханиларниң айримханилирида өзлири алдин тәйярлиған йемәкликләр билән дастихан селип роза һейт байримини тәбриклигән.
Уйғурлар роза һейтни тәбрикләш паалийитидә мәхсус балилар үчүн қуран тилавәт қилиш, исламий илимләр, уйғур тарихи вә шундақла башқа билимләргә аит зеһин синаш мусабиқилирини өткүзгән.
Йәнә бир қисим уйғурлар болса, пәләстин ғәззәдики мусулманлар үчүн ианә топлаштәк паалийәтләрни елип барған.
Биз роза һейтни тәбрикләш мунасивити билән токйо, чиба, фукуока қатарлиқ шәһәрләрдики бир қисим уйғур сиясий актиплири вә зиялийлар билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Техи әмдила роза һейт намизини тамамлап токйо түрк җамисидин пиған билән чиққан дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам махмут зияритимизни қобул қилип өзиниң шу таптики вәтән сөйгүсини һәсрәтлик ипадиләп өтти.
Вәтәндашлири билән мәсчит алидида қучақлишип, бағрини-бағриға бесип һейтлиқ саламлирини бир-биригә билдүрүватқан, баш штаби вашингтондики хәлқара уйғур кишилик һоқуқ,демократийә фондиниң японийәдики вәкили доктор турмуһәммәт һашим намаздин кейинки өзиниң һейтлиқ тәсирати вә һессиятини билдүрүп өтти.
Японийә уйғур җәмийитиниң актип әзалиридин гүлистан ханим вәтән ичи вә сиртидики охшимиған шараит вә муһиттики роза һейт байрими һәққидә тохтилип өтти.
Ахирида зияритимизни қобул қилған японийә кюшу университетиниң пәлсәпә пәнлири аспирант доктори мухтарҗан абдурахман қандақ қилғанда роза һейт байримини әһмийәтлик өткүзгили болидиғанлиқи үстидә өзиниң қарашлирини баян қилип өтти.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.