Японийә җәмийитидә мусулманларға қулайлиқ яритилмақта
2014.07.23

Ислам дини вә мусулманларниң диний адәтлиригә һөрмәт қилиш японийә җәмийитиниң һәр саһәсидә өз ипадисини тепишқа башлиған.
Бу хил һөрмәт қилиш, айродром вә алий мәктәпләргә мәхсус намаз оқуш өйи тәсиси қилиш, йемәслик саһәсидә мәхсус һалал хуручлардин ишләнгән мәһсулатларни базарға селиш вә мусулманларни тәклип қилип ишлитиш қатарлиқларда ипадиләнгән.
Будда вә шинто динлири асий орунда туридиған японийәдә мусулманларниң диний етиқадиға бундақ һөрмәт көрситилиши японийәдики көплигән мусулманларни толиму тәсирләндүргән.
“асаһи шимбун” гезитиниң хәвиридә дейилишичә, японийәдә саяһәттә болуватқан мусулманлар саниниң күндин-күнгә ешишиватқанлиқини нәзәрдә тутқан японийә һөкүмити мусулманларниң бәш вақ намаз оқуш адитини көздә тутуп, японийә тәвәсидики барлиқ айродромларниң хәлқаралиқ учуш бөлүмигә намаз оқуш өйи тәсис қилған.
Зияритимизни қобул қилған японийә сатсума ислам мәркизиниң рәиси доктор муһәммәд әвзәл шәриф бу һәқтә тохтилип мундақ деди: бу наһайити яхши иш. Намаз оқуш өйиниң болуши японийәгә кәлгән мусулман саяһәтчиләрниң намаз оқушиға толиму қулайлиқ.
Японийә ойдурмилириға тәсис қилинған намаз оқуш өйидә таһарәт елиш җайи, намаз оқуш җәдвили, қиблә қатарлиқлар орунлаштурулған икән.
Адәттә японийәдики алий мәктәпләрдә мусулманларниң бәш вақ намаз оқушини көздә тутуп мәктәп ичидә вә шундақла оқуғучилар ятақ бинасидиму мәхсус намаз оқуш өйи тәсис қилинған.
Японийә ахбаратида көрситилишичә, японийәгә саяһәткә кәлгән мусулманларниң һалал йемәкликләрдин ғизалинишини көздә тутқан японийәдики бир қисим гөш йемәкликлири ширкәтлири гөш йемәкликлирини пишшиқлап ишләштә ислам дининиң һалал йемәклик қаидисигә әмәл қилған һалда қошна әлләрдин бир қисим мусулман ишчиларни тәклип қилған.
Мусулман саяһәтчиләрниң тамақтин кейин татлиқ-турумлар билән ғизалиниш адитини һөрмәт қилған асаста японийә татлиқ турумлириға һарақ вә чошқа мейи қошуштәк адәтләр өзгәртилип, мусулманчә татлиқ йемәкликләр һазирлинип, һәтта торт қатарлиқ татлиқ-турумлар “һалал” дегән әрәбчә хәт йезилидиғанлиқи хәвәрдә алаһидә тилға елинған.
Хәвәрдә көрситилишичә, японийәдики йемәкликләр сода мәркәзлиридә мәхсус мусулманлар үчүн һалал йемәкликләрни сетиш мәркизи тәсис қилинған болуп, ундин башқа җувава қатарлиқ түгмә тамақларниңму һалалдин хуручлардин тәйярланғанлири малайшия, сингапор қатарлиқ әлләргә експорт қилинидиғанлиқи билдүрүлгән.
Сатсума ислам мәркизиниң рәиси доктор муһәммәд әвзәл шәриф японийәдики һалал йемәкликләр дукини һәққидә тохтилип мундақ деди: һазирқи вақитниң өзидә японийәниң һәрқандақ йеридин кәм дегәндә бирәр болсиму һалал йемәкликләр дукини вә мәсчит тепилиду.
Хәвәрдә ейтилишичә, өткән йилиниң өзидила пәқәтла малайшиядин 170 миңдин артуқ, һиндонезийәдин 130 миңдин ошуқ саяһәтчи японийәгә кәлгән болуп, алдинқи йилларға селиштурғанда мусулманларниң японийәни саяһәт қилиш нисбити өткән йили 35% ашқан.
Ундин башқа хәвәрдә йәнә, ислам әллиридин японийәгә келип хизмәт қиливатқан тәтқиқатчилар вә шундақла завут, кархана, фабрикилардики мусулман ишчиларниң намаз вақти вә шундақла рамзан ейидики паалийәтлиригә һөкүмәтниң алаһидә етибар билән қарайдиғанлиқи көрситилгән.
“йомиури шимбун гезити” ниң 20-июл санида билдүрүшичә, тунҗи африқилиқ 22 яшлиқ мусулман мисирлиқ челишчи абдурахман шалан 18-июл нагоя шәһиридә өткүзүлүватқан япончә челишиш йәни сумо челишиш мусабиқисидә арқа-арқидин рәқиблирини йеңип алдинқи қатарға өтүши мусабиқә мәйданидики тамашибинларни һәйран қалдурған.
Сәвәби челишчи абдурахман роза тутқан болуп 38 градуслуқ иссиқта өз рәқиблири билән күч елишқан. Кейин бу хәвәр японийә җәмийитигә таралғандин кейин көплигән кишиләр мусулманларниң роза тутушидики хисләтләр һәққидә муназирә қилишқан.
Мәзкур хәвәрдин вақипланған оттура шәрқ мустәқил тарих тәтқиқатчиси ямагучи зияритимизни қобул қилип мундақ деди: мусулман челишчи абдурахманниң роза тутуп рәқиблирини йеңиши адәмни һәйран қалдуриду. Чүнки һазирқи иссиқ һавада нормал адәмләрниң һәрикәт қилишиму тәскә тохтаватқан бир вақитта униң роза тутуп туруп ғәлибә қилиши бу бир аҗайип иш.
Ахирда зияритимизни қобул қилған доктор турмуһәммәт һашим японийәгә ислам дининиң тарқилиш тарихий тәрәққияти һәққидә тохтилип өтти.