Йеңидин иман ейтқан японийәликкә уйғур допписи һәдийә қилинди
2013.10.26

Йеңидин иман ейтип, мусулман болған японийәликкә уйғур допписи һәдийә қилинди. Мусулман болған сетогучи абдулла мән бешиға уйғур допписини кийип, өзиниң мусулман болғанлиқини дуняға җакарлиғанлиқидин толиму хушал икәнликини билдүрди.
10-Айниң 25-күни йеңидин иман ейтип мусулман болған өй-қушлири ширкитиниң 42 яшлиқ хоҗайини бүгүн тунҗи җүмә намизини мусулманлар билән бирликтә оқуди.
10-Айниң 17-күни фукуока шәһиридики “әлнур” мәсҗитидә иман ейтип мусулман болған японийәлик сетогучиға “абдулла” дәп исим қоюлған вә униңға японийә ислам диний җәмийити мусулманлиқини испатлап гуваһнамә бәргән.
Бүгүн сетогучи абдулла иман ейтип мусулман болғандин кейинки тунҗи җүмә намизини кагошима университетидики барлиқ мусулман оқуғучи, оқутқучилар билән бирликтә оқуди
Җүмә намизидин кейин сетогучи абдулла өзиниң мусулман болғанлиқини җамаәткә вә мәтбуатларға ашкарилаш мурасими кагошима университетиниң хәлқара мәдәнийәт алмаштуруш мәркизидә өткүзүлди.
Бүгүнки бу мурасимға японийә сатсума хәлқара ислам мәркизи саһибханилиқ қилди. Мурасимға сатсум ислам мәркизиниң рәиси кагошима университетиниң профессори, доктор һишам ибраһим риясәтчилик қилди.
Мурасимда сетогучи абдуллаға уйғур җамаитигә вакалитән уйғур допписи тәқдим қилинди.
Бешиға яришимлиқ уйғур допписи кийип сөз башлиған сетогучи абдулла мәтбуатларға вә бу қетимқи мурасимға қатнашқан барлиқ чәтәллик мусулманларға өзиниң немә үчүн будда динидин ваз кечип, ислам дини қобул қилғанлиқи тоғрисида көпчиликкә сөз қилди.
У сөзини аввал “қуран кәрим” дики “сүрә фатиһә”, “сүрә ихлас” қатарлиқ айәтләрни ядқа оқуштин башлап мундақ деди: мениң атам-анам вә мән әслидә будда диниға етиқад қилаттуқ. Мән будда дининиң әқидә каламлири тоғрисидики номларни, христиан динидики инҗилни изчил оқудум. Ислам динидики “қуран кәрим” ни оқуғандин кейин мән “қуран” дин ибарәт бу китабтики мөҗизиләрниң вә алланиң каламиниң һәқиқәт икәнликини тонуп йәттим. Вә ахири ислам динини қобул қилишни лайиқ көрдүм. Мән “қуран кәрим” ниң япон тилидики тәрҗимисини қайта-қайта алтә ай оқудум вә өзүмниң билишичә тәтқиқ қилдим. Шуниң билән биргә “һәдис шәриф” ләрниму оқудум. Вә шундақла ислам динини қобул қилишни лайиқ таптим. Мән һазир иман ейтип мусулман болғанлиқимдин толиму хушалмән. Мусулман қериндашларниң маңа ислами билимләр һәққидә көпрәк савақ беришини үмид қилимән. Әмма көпчиликкә шуни ейтип қоюшни лайиқ көрдүмки мән мусулман болғучә мени һечқандақ мусулман вә яки қандақтур бирәр ислами тәшкилат мени исламға дәвәт қилғини, маңа ислам һәққидә сават бәргәни йоқ. Мән өзлүкүмдин мусулман болушни қарар қилип, мәсчитигә өзүм берип мусулманлар өзүм биваситә билән көрүштүм.
Сетогучи абдулла мурасимда көпчиликниң “сиз немә сәвәбтин ислам динини қобул қилишни лайиқ көрдиңиз?” дегән соалиға җаваб берип мундақ деди: мән исламдин ибарәт бу динниң вә мусулманларниң күч-қуввәтлик, җасарәтлик, үмидвар, һечнемидин қорқмас, баш әгмәс күчлүк роһий мени толиму тәсирләндүрди.
Кишиләр униңдин йәнә: “сиз буниңдин кейин ислам үчүн немә иш қилишни пиланлаватисиз?” дәп соал сориғинида, у, бу соалға җаваб берип мундақ деди: мән буниңдин кейин “қуран кәрим” ни толуқ әрәб тилида ядлап чиқиш билән биргә өзүмниң өй-қушлири ширкитидики йемәкликләрни “һалал” йемәклик қилип ишләпчиқиришни ойлишиватимән.
Биз бу мунасивәт билән сатсума ислам мәркизиниң рәиси, кагошима университетиниң профессор, мисирлиқ доктор һишам ибраһимни зиярәт қилғинимизда у һаяҗанланған һалда мундақ деди: мениң һаяҗанланғиним, у, өзи ейтип өткәндәк уни һечким исламға дәвәт қилғини йоқ, шундақла униң һечқандақ ислам җәмийәтлири билән көрүшкиниму йоқ. У, өз йүрики билән һәқиқий тәңрини тонуған. Инҗил, “қуран кәрим” ни селиштуруп тәтқиқ қилип оқуған. Униңға бу йолни аллаһ өз пәриштилири арқилиқ биваситә көрсәткән йол.
Зияритимизни қобул қилған теббий пәнләр доктори пакистанлиқ муһәммәд әвзәл шәрип бу һәқтә тохтилип мундақ деди: аллаһ униңға тоғра йолни көрсәтти. Мән униң һаятиниң мувәппәқийәтлик болушиға дуа қилимән. Шундақла кагошимадики мусулманларниң һәр җәһәттә униңға ярдәмдә болушини үмид қилимән.
Узун йиллардин бери японийәдә яшаватқан түркийәлик рәфәт өзи иштирак қилған бүгүнки паалийәт һәққидә тохтилип мундақ деди: толиму хушал болдум. Мән көплигән японларниң мусулман болушини үмид қилимән. Бизниң бу йәрдә ислами паалийәт елип беришимиздики мәқсәтму шу. Болупму бүгүн мусулман болған бу японийәниң бешидики бизниң қәдимий түрк допписини көрүп хурсән болдум.
Ахирда зияритимизни қобул қилған иман ейтип мусулман болған японийәлик сетогучи абдулла зияритимизни қобул қилип мундақ деди: мән бешимға бүгүн уйғур допписини кийип көпчиликкә өзүмниң мусулман болғанлиқимни җакарлиғанлиқимдин толиму хушал.
Һазир японийәдә ислам дининиң тарқилиши наһайити тиз болуп, японийәдә тәхминән әллик миңға йеқин мусулман яшайду. японийәниң һәр қайси өлкилиридә асасән мәсчитләр бар болуп, һалал йемәкликләр дукиниму зор салмақни игиләйду.