Профессор коматсу: ислам диний алими ибраһимниң паалийәтлири тоғрисида

Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ
2014.07.18

Японийә токйо чәтәл тили университетиниң профессори оттура асия ислам тарихий тәтқиқатчи коматсу һисаониң “шиддәт билән тәвриниватқан ислам дининиң оттура асиядики йеқинқи заман тарихий” намлиқ әсири йеқинда японийә ямакава нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған болуп, әсәрдә оттура асияниң йеқинқи заман ислам тарихий тоғрисида тохталған, шундақла ислам диний алими, башқуртлардин келип чиққан абдурешит ибраһимниң түркистан зиярәт хатириси тоғрисида бәзи бир мәлуматларни бәргән.

Китаб җәмий төт бабтин тәркиб тапқан. Биринчи бабта оттура асия вә русийәдики мусулманлар райониниң руслар тәрипидин ишғалийәт астиға елинғандин кейинки дәврләрдики ислам дининиң әһвали, руслар рәһбәрликидә қурулған түркистан һөкүмитиниң маһийити, ислам мәдәнийитиниң бузғунчилиққа учриши, әндиҗанда йүз бәргән русларниң ислам динини бастуруш һәрикитигә қарши қозғилаң, оттура асияда башланған җәдитизим һәрикити қатарлиқ бир қатар тарихий вәқәләр һәққидә тәпсилий тохталған. Иккинчи бабта советлар иттипақи дәвридики ислам дини тоғрисида тохтилип буниңда асаслиқи өктәбир инқилабидин кейинки советлар иттипақиниң оттура асияда елип барған ислам динини вә мусулманларни бастуруш һәрикәтлири үстидә баянлар берилгән. Үчинчи бабта ислам дининиң оттура асия вә русийә тәвәсидики мусулманлар туприқида баш көтүрүши вә бу районлардики мусулманларниң ойғиниш һәрикити елип бериши үстидә тохталған. Төтинчи бабта: һазирқи оттура асиядики һакимийәтләр билән мусулманларниң мунасивити радикал исламизм һәрикитиниң әвҗ елиши,өзбекистанниң исламға йүзлиниши, таҗикистандики ички уруш, вә шундақла өзбекистандики исламий һәрикәтләр тоғрисида мулаһизиләр йүргүзүлгән..

Мәзкур китабта йәнә 1857 - йили русийәдә туғулған,қазан вә ислам әллиридики мәшһур мәдрисләрдә илим тәһсил қилған,осман империйисиниң дөләт тәвәликигә өткән,японийәдә ислам динини тарқитип 1944 - йили токйода 87 йешида вапат болған атақлиқ ислам диний алими абдурешит ибраһимниң японийәдә язған“японийәдә исламийәт роһий” намлиқ әсиридинму қисқичә арийәләр берилгән болуп шәйх абдурешит ибраһим мәзкур әсиридә илгири өзиниң түркистанда елип барған зиярити тоғрисида тохталған.У,түркистан зияритидә әң дәсләп бухараға барғанда у йәрдә сақлинип қалған бир қисим қәдимий мәдрисиләрни көрүп ислам маарипиниң кәлгүсидин бираз үмидләнгән болсиму, әмма заманиви илим - пән мәктәплириниң йоқ болушидин ибарәт бу паҗиә уни тәшвиштә қойған.У,түркистан мусулманлириниң кәлгүси истиқбалидин толиму әнсиригән.Түркистан тәвәсидики мусулманларниң наданлиқтин һарақ ичип,исламға қиливатқан сәмимийәтсизлики, өгәнгән яман турмуш адәтлиридин ибарәт түркистан хәлқиниң роһида өлгән ислам роһни көрүп өзиниң толиму азаб ичидә қалғанлиқини баян қилған.

Китабта дейилишичә абдурешит ибраһим, түркистан русийә тәрипидин бесивелинип 35 йил өткәндин кейин бухараға барған болуп,у,русийә тәвәсидики мусулманларниң өз пәрзәнтлирини заманиви мәктәпләргә бериштин қорқушиниң сәвәби үстидә тохтилип:“мусулманлар христиан муритлириниң балилирини алдап елип қечишидин әнсиригән”,дәп көрсәткән.

Профессор коматсу абдурешит ибраһимниң җәдитизм һәрикитини түркистан тәвәсидә елип бериш билән биргә түркистан хәлқини русларниң ишғалийитидин қутулдуруш үчүн түрлүк сиясий һәрикәтләрни елип барғанлиқини билдүргән.

Китабта көрситилгән учурларда дейилишичә абдурешит ибраһим өз әсиридә шу чағдики бухара ханлиқиниң әмири абдуләһәдхан һәққидә тохтилип: “абдуләһәдхан наһайити ач - көз адәм. У,русларниң тәлипи бойичә бухарани башқуруп, җан дили билән хизмәт қилғанлиқи үчүн руслар тәрипидин әмирлик унваниға еришкән. Хәлққә көпләп алван - ясақ селип пул йиғип петербургға йоллап турған.Балтиқ деңизидики сода кемилиридин йиғилған пулларни русийәниң японийә билән елип барған урушиға ярдәм қилған.У,бухарани,бухара хәлқини,исламни вәйран қилған”,дегән.

Профессор коматсу абдурешит ибраһимға:“японийә,корейә,һиндистан,хитай қатарлиқ әлләргә ислам динини тарқатқан,пан исламизм һәрикитиниң асия вә оттура асиядики башламчиси,ислам диний алими,маарипчи,йетилгән сиясийон шундақла атақлиқ журналист”, дәп баһа бәргән.

Японийәдә нәшр қилинған ислам алими абдурешит ибраһимниң һаятиға аит китабларда дейилишичә у,ялғуз шу қетимқи сәпиридә түркистандики бухара,сәмәрқәнд қатарлиқ шәһәрләрни зиярәт қилип қалмастин бәлки қәшқәр,хотән,үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдиму зиярәттә болған.

У,японийәдә уйғурларниң мустәқиллиқ күриши елип бериватқанлиқи тоғрисида көплигән мақалларни елан қилған.Абдурешит ибраһим шундақла шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң генерали мәхмут муһити башчилиқидики японийә һөкүмитидин ярдәм тәләп қилип токйоға кәлгән шәрқий түркистан вәкиллирини токйода қизғин күтүвалған вә уларға саһиб чиққан.

Ахирда зияритимизни қобул қилған мустәқил оттура асия тарих тәтқиқатчиси ямагучи профессор коматсуниң тәтқиқати һәққидә тохтилип мундақ деди:

- Профессор коматсу “оттура асия инқилаби” “җәдитиизм” “явро - асия тарихий” “ибраһимниң японийәгә келиши” қатарлиқ бир йүрүш нопузлуқ әсәрлири билән японийәдә тонулған профессорлардин бири.Униң оттура асия ислам тарихиға аит елип барған тәтқиқати һәқиқәтән кишини қайил қилиду. У,оттура асияниң ислам тарихий тоғрисидила тәтқиқ елип берип қалмастин бәлки оттура асиядики милләт тарихидиму көп издәнгән мол - һосуллуқ мутәхәссисләрдин бири - дәп қараймән.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.