Японийәдики уйғурлар қурбан һейтни күтүвалди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.09.12
yaponiye-tokyo-2016-qurban-heyt.jpg Токйо түрк җамәсидики һейт намизи
RFA/Haji Qutluq Qadiri

Японийәдики уйғурлар қурбан һейтни күтүвалди

12 - Сентәбр японийәдики уйғурлар һиҗрийә календари бойичә һәр йили зулһәҗҗәниң онинчи күни өткүзүлидиған ислам динидики бүйүк байрамлардин бири болған қурбан һейтни хушаллиқ билән күтүвалди.

Токйо әтрапидики уйғурлар бүгүн японийәдики қәдими мәсчитләрдин бири болған токйо түрк җамәсигә җәм болуп қурбан һейт намизини оқуди.

Токйодики түрк җамәсидә қурбанлиқ һейтлиқ намизини тамамлап вәтәндашлири билән узара қизғин кәйпият ичидә һейтлиқ саламлишиватқан японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим зияритимизни қобул қилди.

Японийәдә мусулманларниң қурбанлиқ қилиш имканийити болмиғанлиқтин адәттә намаздин кейинла қолум - қошна,уруқ - туғқан, әл - ағиниләр узара һейтлишиду. Бирақ,бу йиллиқ қурбан һейт хизмәт күнигә тоғра келип қалғанлиқи үчүн көплигән мусулманлар хизмәт үстидә һейт өткүзүшкә тоғра кәлди.

Қурбан һейт байримида хизмәт қиливатқан уйғур сиясий актиплиридин гүлистан әзизи һейтлиқ тәсиратини баян қилди.

Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам махмут бу йилқи қурбан һейт һәққидә тохталди.

Уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим түрк тәшкилатлириниң вәкиллири билән тама қәбристанлиқида
Уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим түрк тәшкилатлириниң вәкиллири билән тама қәбристанлиқида
RFA/Haji Qutluq Qadiri

Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашимниң билдүрүшичә,токйода паалийәт елип бериватқан түрк тәшкилатлириниң вәкиллири билән бир қисим уйғурлар һарпа күни токйодики тама қәбристанлиқиға дәпинә қилинған йәни 1939 - йили шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң генерали мәһмут муһити башчилиқида японийәгә келип токйода вапат болған мәһмут муһитиниң акиси мусил һаҗи муһити вә униң орду тил тәрҗимани тохти бәгзадә қатарлиқ уйғур муҗаһидлириниң қәбирлирини йоқлиған.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.