Уйғур җәмийитидики йетим балилар меһир-шәпқәт күтмәктә
2013.12.02

Җәмийәттики йетим балиларниң һалидин хәвәр елиш, уларниң бешини силаш, уларға маддий вә мәниви җәһәтләрдин ярдәм қилиш, оқутуш вә тәрбийиләш арқилиқ уларни әқлий, әхлақий вә җисманий тәрәпләрдин мукәммәл, яхши бир мусулман қилип йетиштүрүп чиқиш шу җәмийәттә яшайдиған мусулманларниң үстигә пәрз купайидур.
Йетимликму тәқдир вә қисмәттур. Әгәр йетимлик нуқсанлиқ яки әйиб яки яманлиқ болса иди, инсанийәтниң иптихарлиқ үлгиси, әхлақ-пәзиләтниң йеганә нәмуниси һәзрити муһәммәд әләйһиссалам йетим болмиған болар иди. Пәйғәмбиримиз ата-анисидин кичик айрилип йетим қалған болсиму, уни аллаһ таала өзи тәрбийәлигән вә камаләткә йәткүзгән.
Сираҗидин әзизи билән сөһбәт
Уйғур җәмийитидики йетим балиларниң тәқдири вә йетимларға қарита мусулманлиқ бурчи қатарлиқ мәсилиләрдә мәлумат елиш үчүн сәуди әрәбистандики вәтәнпәрвәр алимлардин сираҗидин әзизигә мураҗиәт қилған идуқ.
Сираҗидин әзизи мундақ деди:
-Йетимләрни беқип, уларниң бешини силап, қатарға қошқан адәм пәйғәмбәр әләйһиссалам билән җәннәттә биргә болуш шәрипигә наил болалайду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам: “мән йетимни баққан адәм билән җәннәттә худди мушундақмиз” дәп икки бармиқини җүпләп көрсәткән. Йәнә бир һәдистә “мусулманларниң өйлири ичидә әң яхши өй, униңда йетим болуп, у йетимгә яхшилиқ қилинған өй, әң яман өй униңда йетим болуп, у йетимгә яманлиқ қилинған өйдур” дәп кәлгән. Йетимләрниң һалидин хәвәр елиш тәкрар һәҗдин муһим, йетимләрни беқиш нәзир-чирағ қилғандин әвзәл, йетимләрни беқиш көплигән сәдиқә җарийәләрдин вә нурғун әмәлләрдин әвзәл.
Юқиридики аваз улинишидин сираҗидин әзизи билән елип барған сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.