“2022-йиллиқ хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” дә хитайниң чегра һалқиған зулуми шәрһләнди

Мухбиримиз әзиз
2022.06.29
“2022-йиллиқ хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” дә хитайниң чегра һалқиған зулуми шәрһләнди Америка һөкүмити йилда чақиридиған “2022-йиллиқ хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” дә д у қ рәиси долқун әйса әпәнди соз қилмақта. 2022-Йили 28-июн, вашингтон.
Photo: RFA

Диний етиқад саһәсидики әркинлик изчил америка ташқи сияситиниң бир муһим мәзмунлиридин болуп келиватқан тема болуп, бу һал америка һөкүмити йилда чақиридиған бу һәқтики хәлқаралиқ алий кеңәштә әң җанлиқ әкс етип кәлмәктә. 2022-Йиллиқ “хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” дә бу саһәдики түрлүк мәсилиләр қатарида хитай һөкүмитиниң уйғурларға селиватқан зулуми һәмдә униң аллиқачан хәлқаралиқ чегралардин һалқип дуняға йейиливатқан бир қабаһәтлик һадисигә айлиниватқанлиқи йәнә бир қетим тәкитләнди.

Бу қетимқи алий кеңәшниң 28-июн күнидики тунҗи күнлүк муһакимисидә америка һөкүмитиниң сабиқ хәлқара диний әркинлик баш әлчиси сам бровнбәк (SamBrownback) ечилиш нутқи сөзләп бу нуқтини йәнә бир қетим шәрһләп өтти. У сөзидә уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқ вә лагер системисиниң нөвәттики диний әркинлик зиянкәшликиниң әң чоң мисаллири икәнликини, уйғурларниң лагерларға қамилишида уларниң шу қәдәр нормал давам қиливатқан диний етиқадиниң әң чоң баһанә болуп қалғанлиқини алаһидә тилға алди.

Америка һөкүмити йилда чақиридиған “2022-йиллиқ хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” дә лагер шаһитлири вә уйғур тәшкилат рәһбәрлиригә рәһмәт ейтилмақта. 2022-Йили 28-июн, вашингтон.
Америка һөкүмити йилда чақиридиған “2022-йиллиқ хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” дә лагер шаһитлири вә уйғур тәшкилат рәһбәрлиригә рәһмәт ейтилмақта. 2022-Йили 28-июн, вашингтон.

Йиғинниң шу күнки бөләклириниң бири “чегра һалқиған зулум” темисида уйғурларниң вәзийитигә беғишланди. Вашингтон шәһиридики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәшкилатиниң директори өмәр қанат йиғинда мәхсус сөз қилип бу җәһәттә уйғур муһаҗирлири дуч келиватқан еғир бесимлар һәққидә мәлумат бәрди. . У дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса өткән мәзгилләрдә дуч кәлгән тосқунлуқлар, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур муһаҗирлири вә уйғур дияриға беришни арзу қиливатқан дипломатлар, мухбирлар, мутәхәссисләр дуч келиватқан чәклимиләрни тилға елиш арқилиқ хитай һөкүмитиниң зулуми һазир аллиқачан дуняви көләм елип болғанлиқини әскәртип өтти.

Шуниңдин кейин дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса сөз елип өз кәчмишлиригә бирләштүргән һалда хитайниң чегра һалқиған зулуми һәққидә мәлумат бәрди. У хитай һөкүмитиниң һечқандақ васитә таллап олтурмастин һәрқачан чәтәлләрдики уйғур вә башқа милләтләрдин болған паалийәтчиләргә дипломатик йоллар, иқтисадий йәмчүк вә пән техника қораллири арқилиқ охшимиған шәкилләрдә һуҗум қилип кәлгәнликини, уларниң истихбарат тори қуруш арқилиқ чәтәлләрдики өктичи күчләргә қара қолини созуп кәлгәнликини баян қилиш билән биргә буниң әң типик мисали қатарида “хәлқара сақчи тәшкилати” ниң хитай һөкүмитиниң қолида қандақ бир “‍оюнчуқ” қа айлинип қалғанлиқини көрситип өтти. Долқун әйсаниң баян қилишичә, униң исми хитай һөкүмитиниң қол тиқиши түпәйлидин “хәлқара сақчи тәшкилати” ниң қара тизимликигә тизип қоюлғанлиқтин өткән 20 йилда у буниң дәрдини бәк көп тартқан. Йәнә келип хитай һөкүмити изчил һалда уйғур, тибәт вә башқа хәлқләрдин болған паалийәтчиләрни изчил “җинайәтчи” дәп тәшвиқ қилип кәлгән. Шуниң билән биргә һәрқайси дөләтләрни бу “җинайәтчи унсур” ларни өзлиригә өткүзүп беришкә қистап кәлгән. Маракәштики идрис һәсәнму әнә шу хил қурбанлиқиң бири икән. Шуңа хәлқаралиқ тәшкилатларни қурулма җәһәттә ислаһ қилиш толиму зөрүр икән. .

Америка дөләт мудапиә министирлиқи қармиқидики “бихәтәрлик вә кишилик һоқуқ” ишханисиниң дөләт һалқиған зулумларни бир яқлиқ қилиш хадими андрев стаффорд (Andrew Stafford) тәклипкә бинаән америка һөкүмитиниң бу саһәдики хизмәтлири һәққидә мәлумат бәрди. . Униң билдүрүшичә, америка һөкүмити бу хил чегра һалқиған зулумларға бир пүтүн дөләт сәвийәсидә тақабил туруп кәлмәктә икән. Җүмлидин хитай һөкүмитиниң чегра һалқиған зулуми өз нөвитидә америка үчүнму тәһдит болидиғанлиқи сәвәблик буниңға қарши америка федератсийә тәкшүрүш идариси қатарлиқ мунасивәтлик орунлар узундин буян бир қатар чариләрни қоллинип кәлгән. Шундақла бу җәһәттә зиянкәшликкә учриғучиларға ярдәм бериш изчил америка һөкүмити қилип келиватқан ишларниң бири икән.

Йиғиндин кейин дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса мәхсус зияритимизни қобул қилди. Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң бу хилдики чегра һалқиған зулуми маһийәттә уйғур муһаҗирлириға зиянкәшлик қилишла болуп қалмастин, дуня хәлқи үчүнму бир күчлүк агаһландуруш һесаблинидикән. .

Долқун әйсаниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң сиясий вә иқтисадий җәһәттә пүтүн дуняға бу йосунда қол созуши уларниң қудрәт тапқанлиқиниң әмәс, әксичә толиму аҗиз вә қорқунчақ икәнликиниң ипадилиниши икән. .

2022-Йиллиқ “хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” ниң иккинчи күнидики йиғиниму зор дағдуға ичидә ахирлашқан болуп, ғәрб сиясий вә диний сәһнисидики көпкә тонулған шәхсләрдин нәнсий пелоси (Nancy Pelosi) ханим, майк помпейо(Mike Pompeo), мәрий лоң (Mary Long), дейвид алтон (David Alton), муһәммәд мәҗид (Mohamed Hag Magid), мәрий глендон (Mary Ann Glendon) қатарлиқ кишиләр диний әркинликниң тәқиб қилиниши һәққидә охшимиған нуқтилардин пикир баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.