“2022-йиллиқ хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” дә уйғурларниң мәҗбурий әмгики муһим темилардин болди
2022.06.30

Уйғур диярида изчил давам қиливатқан қирғинчилиқниң бир муһим мәзмуни барғансери зор көләм еливатқан вә системилишишқа йүзлиниватқан мәҗбурий әмгәк болуватқанлиқи мәлум. Шу сәвәбтинму америка һөкүмити 2021-йили декабирда рәсмий қанунға айланған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни бу йил 21-июндин башлап рәсмий иҗра қилишқа башлиғандин буян, мәйли ғәрб дуняси болсун яки хитай һөкүмити болсун бирдәк бу мәсилигә күчлүк инкас билдүрүп кәлмәктә. Уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған яки һәрқандақ шәкилдә уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә бағлинидиған мәһсулатларниң америка туприқиға киришини мәни қилишни баш тема қилған бу қанун һәққидики бир қисим назук мәсилиләр. Нөвәттә давам қиливатқан америка “хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” җәрянида йәнә бир қетим оттуриға қоюлди.
Вашингтон шәһридики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәшкилати билән америка уйғур бирләшмиси бирликтә тәшкиллигән бу қетимлиқ яндашма йиғин 29-июн күни кәчқурун ечилди. Йиғинда “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәшкилатиниң хадимлиридин җули милсәп (Julie Millsap) алди билән сөз елип, уйғур дияридики мәҗбурий әмгәкниң нөвәттики әһвали һәққидә қисқичә мәлумат берип өтти. Арқидинла бу қетимқи йиғинниң әзиз меһманлиридин бири, америка һөкүмитиниң сабиқ хәлқара диний әркинлик баш әлчиси сам бровнбәк (Sam Brownback) ни сөзгә тәклип қилди.
Америка һөкүмити қармиқидики һәрқайси мунбәрләрдә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” һәққидә көп қетимлап сөз қилғучи шәхсләрниң бири болған сам бровнбәк бу қетим иҗра қилинишқа башлиған қанунниң әһмийити һәққидә тохтилип өтти. Униң билдүришичә, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” маһийәттә нөвәттә көплигән сода ширкәтлиригә хитайниң иқтисадий системисидики бир һалқа болуш яки америка иқтисадиниң тәркиви қисми болуштәк бир таллашни сунмақта икән. Йәнә келип бу қанунниң иҗра қилиниши түпәйлидин ғәрб ширкәтлири җәзмән булардин бирини таллашқа мәҗбур болидикән, шундақла уларниң бирла вақитта һәр икки тәрәпни таллаш имканийити болмайдикән. Чүнки хитай һөкүмити “шинҗаң” дәп атайдиған, әмма уйғурлар “шәрқий түркистан” дәп атайдиған бу земинда ишләпчиқириливатқан көплигән мәһсулатлар һазир уйғурларни “заманиви қуллар” ға айландуруш бәдилигә барлиққа келиватқанлиқи үчүн, бу һәқтә артуқчә ойлнишму һаҗәтсиз икән. Техиму ечинишлиқ болғини, хитай һөкүмити алиқачан юқури пән-техника вастилиридин пайдилинип мутләқ назарәт вә лагер системисини кеңәйтиватқанда, мәҗбурий әмгәккә селиниватқан кишиләрниң сани барғансери ешип бармақта икән. Бундақ әһвалда уйғурларни қоллаш ғәрб дуняси үчүн тәбиий рәвиштә ғайәт зор бир түрлүк мәҗбурийәткә айланмақта икән. Хошаллинишқа тегишлик болғини, йеқиндин буян барғансери көп һөкүмәтләр вә парламентлар бу мәсилини күнтәртипкә қоюп, мушу хил мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини мәни қилиш һәққидә қарар елишни ойлашмақта икән. Мушундақ қилғандила техиму көп ғәрб ширкәтлирини бу сәпкә җәлп қилғили болидиған болуп, өзи вә башқа көплигән затлар һазир дәл мушундақ һәққанийәт ачилида уйғурларни қәтийлик билән һемайә қилишни давам қилмақта икән.
Америка ташқий сиясәт кеңиши (AFPC) хитай бөлүминиң тәтқиқатчиси майкил соболик (Michael Sobolik) бу қетимқи йиғинда уйғур дияридики мәҗбурий әмгәкни чәкләш вә униңға хатимә бериш күришиниң өтмүши вә һазирқи әһвали һәққидә чүшәнчә бәрди. Униң баян қилишичә, бу һәқтики қанун лайиһәси америка дөләт мәҗлисиниң алдиға қоюлғандин буян нурғунлиған әгри-тоқайлиқларни бесип өткән. Йәнә келип уни авазға қоюш билән америка дөләт хәвпсизлик ишлириға мунасивәтлик қанун лайиһәсини авазға қоюш бир вақитқа тоғра келип қалған ачқучлуқ пәйттә, америка кеңәш палатасиниң әзаси марко рубийо (Marco Rubio) бу һәқтә ғайәт зор тиришчанлиқ көрситип, көплигән тосқунлуқларни йеңип, ахири бу қанун лайиһәсиниң мутләқ үстүн аваз билән мақуллинишиға йол ачқан.
“вашингтон почтиси” гезитиниң мухбири җаш рогин (Josh Rogin) бу һәқтә мәхсус обзор мақалиси елан қилип бу мәсилиниң ялғуз уйғурлар биләнла чәклинип қалмайдиғанлиқини шәрһилигән һәмдә һәрқайси палаталарни бу ишқа сөрәлмилик қилмаслиққа җиддий үндигән. Буниң билән “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” америка һөкүмитиниң бивастә мәнпәәтлиригә тақишидиған саһәләрдин һалқип өтүп тезла қанунға айланған. Буниң билән уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә четишлиқ көплигән мәһсулатларни қанун бойичә чеградин өткүзмәслик нөвәттә һәммигә мәлумлуқ иш тәртипиниң биригә айланған.
Ғәрб дунясидики техиму көп һөкүмәтләрниң мушу хилдики қанунларни мақуллиши һәмдә буниң нөвәттики җиддийлики һәққидә канадалиқ кишилик һоқуқ адвукати сара тейч (Sarah Teich) мәхсус мәлумат бәрди. Униң билдүришичә, нөвәттә “қирғинчилиқниң алдини елиш әһдинамиси” гә имза қойған көплигән дөләтләр һелиһәм хитай билән болған сода алақисини давам қилдурмақта икән. Бу дөләтләрниң һәрқандақ шәкилдики мәҗбурий әмгәкни чәкләш мәҗбурийити болуштин башқа йәнә қирғинчилиқ қилмаслиқ, қирғинчилиқ қилғучи дөләтләр билән сода қилмаслиқ мәҗбурийтиму бар икән. Шу маддилар бойичә болғанда ғәрб дунясидики һәрқандақ дөләтниң һәрқандақ шәкилдә хитай һөкүмити давам қилдуриватқан уйғурларни қирғин қилиш қилмишиға һәмдәм болуши қәтий чәклиниши лазим икән. Шуңа бу җәһәттә америка һөкүмитиниң мушундақ бир қанунни мақуллап иҗра қилишила хитайниң қирғинчилиқини чәкләшкә купайә қилмайдикән. Буниңға техиму көп ғәрб дөләтлири аваз қошуши лазим икән. Әнә шу хил арқа көрүнүш түпәйлидин нөвәттә канада һөкүмити бу җәһәттә көплигән бесимларға дуч кәлмәктә икән. Бундақ әһвалда уларниңму мушу хилдики қанун лайиһәсини мақуллишини қолға кәлтүрүш нөвәттә бәкму зор әһмийәткә игә икән.
Муһакимә йиғинида паалийәтчиләр вә мухбирлардин җәвһәр илһам, бабур илчи, хейли вилт (Haley Byrd Wilt) қатарлиқларму сөз қилип, уйғур дияридики завутларда мәвҗут болуватқан хизмәт шараити, уйғур ишчиларға қаритилған түрлүк қаттиқ чәклимиләр, сөз әркинликинң тартивелиниши, еғир назарәт вә бесимлар қатарлиқлар һәққидә мәлумат бәрди. Шундақла буниң мәлум болуватқан бир қирғинчилиққа қарита инкас қайтуруш һәмдә қирғинчилиқ һәққидики чүшәнчини чоңқурлаштурушниң әң аддий бир шәкли икәнлики әскәртилди. Йиғинниң ахирида йиғин иштиракчилириниң уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк вә қирғинчилиққа даир түрлүк соаллириға җаваб берилди.