2023-Йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклатини елан қилиш йиғинида, уйғурларниң давамлиқ зиянкәшликкә учраватқанлиқи тәкитләнди
2024.06.26
6-Айниң 26-күни, америка ташқи ишлар министирлиқи 2023-йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклатини елан қилди.
Америка ташқи ишлар министири антони билинкен бу доклатни елан қилиш ахбарат йиғинида сөз қилип, 2023-йилдики хәлқара диний әркинлик вәзийитини қисқичә баян қилди вә хитайдики диний бастурушниң еғирлиқини тилға алди. Арқидин америка хәлқара диний әркинлик әлчиси рашат һүсәйин сөз қилип, дуняда йүз бериватқан диний тоқунуш вә диний етиқад сәвәбидин зиянкәшликкә учраватқан инсанларниң әһвалини баян қилди. У сөзидә, хитайниң уйғур мусулманлири үстидә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлириниң һелиһәм давамлишиватқанлиқини әйиблиди.
Диний етиқад әркинлики инсанларниң әқәллий кишилик һоқуқи, шундақла американиң ядролуқ қиммәт қариши һесаблиниду. Американиң “хәлқара диний әркинлик қануни” 1998-йил йолға қоюлғандин башлап, америка ташқи ишлар министирлиқи һәр йили дегүдәк хәлқара диний әркинлик доклатини елан қилип кәлмәктә.
Америка ташқи ишлар министири антони билинкен бу доклатни елан қилиш йиғинида қилған сөзидә, өткән йилдики хәлқара диний әркинлик вәзийитиниң яманлишип, 2007-йилдин буянқи юқири сәвийәгә йәткәнликини, бәзи һөкүмәтләрниң шәхсләрниң диний етиқади, җамаәтләрниң диний паалийити вә диний тәшкилатлириға еғир чәклимә қойғанлиқини, кишиләрни етиқади сәвәбидин түрмигә ташлиғанлиқини, бәзи дөләтләрдики етиқадчи амминиң һәм һөкүмәт, һәм шу дөләттики башқа инсанларниң кәмситишигә вә зораванлиқиға учриғанлиқини, бәзи җайларда черкавниң, бәзи җайларда мәсчитләрниң һуҗумға учриғанлиқини, хитайда бу бузғунчилиқниң һәммидин еғир икәнликини оттуриға қойди.
У, хитайдики диний бастурушқа қарши елип берилған һәрикәт тоғрулуқ тохтилип: “рошән аббасқа охшаш паалийәтчиләр хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики уйғур мусулманлириға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайитини сөзләп, униңға болған тонушни өстүрмәктә” деди.
Уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим бу һәқтики тәсиратини баян қилип, “антони билинкенниң бу сөзи биз үчүн зор мәдәт болди” деди.
Антони билинкендин кейин сөзгә чиққан америка ташқи ишлар министирлиқиниң диний әркинлик әлчиси рашид һүсәйин (Rashad Hussain) бу доклатта, өткән бир йилда 200 гә йеқин дөләттә йүз бәргән диний зиянкәшлик мисаллириниң толуқ баян қилинғанлиқини ейтип өтти. Җүмлидин, зулум әң еғир болған районлардин бермидики роһинга мусулманлириниң вә хитайдики уйғур мусулманлириниң ирқий қирғинчилиқ зулумиға учриғанлиқини вә буниң мәзкур доклаттин орун алғанлиқини тилға елип мундақ деди: “бермида роһинга мусулманлириға елип берилған ирқий қирғинчилиқ һәрикити һазир һөкүмәткә қарши һәр қандақ адәмгә елип берилмақта. Хитай һөкүмитиму шинҗаңдики аз санлиқ милләтләргә, мусулман хәлқ вә молла-өлималарға ирқий қирғинчилиқ һәм инсанийәткә қарши җинайәт йүргүзмәктә” деди.
Рашат һүсәйин йәнә өткән бир йилда уйғур мусулманлириниң хитай һөкүмитиниң чегра һалқиған бастурушиға учриғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “бу доклаттин шуни көрдуқки, хитай һөкүмити дуняниң һәр қайси җайлирида бәзи шәхсләрни һуҗум нишани қилип, хитайға қарши тәнқидләрни бесиқтурушқа урунған. Мәсилән, хитай һөкүмити асаслиқи уйғур мусулманлири, тибәтләр вә фалунгуң муритлирини чегра һалқиған бастуруш обйектлири қилған” .
Мәлум болғинидәк, америка ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара диний әркинлик доклати 199 дөләт вә территорийәдики диний етиқад әркинлики әһвалини баян қилиш билән биргә, американиң пүтүн дунядики диний етиқад әркинликини илгири сүрүш үчүн қилған хизмити вә кәлгүси нишанлирини оттуриға қойиду.
Америка ташқи ишлар министири антони билинкен бу қетим қилған сөзидә, американиң хәлқара диний әркинликни қоғдаш йолида қилған хизмәтлири тоғрулуқ мәлумат берип: “америка өзиниң иттипақдашлири билән һәмкарлишип, диний етиқад әркинликини илгири сүрүшкә тиришип кәлди. 2021-Йилдин буян биз 100 милйон доллардин артуқ пул сәрп қилип, диний зораванлиқ тәшвиқатлирини чәклидуқ, диний зиянкәшликкә учраш хәвпидики кишиләргә қануний ярдәм бәрдуқ. Биз йәнә миңлиған кишилик һоқуқ қоғдиғучилирини тәрбийәлидуқ, улар һәр қайси җайлардики диний зораванлиқ қилмишлирини хатириләйду. Биз йәнә диний зиянкәшликтин қечип чиққан кишиләргә нәччә йүз милйон доллар ярдәм қилдуқ. Узун йиллардин бери, дөлитимиз диний зиянкәшлик түпәйлидин қечип чиққан миңлиған, йүз миңлиған инсанларға панаһлиқ берип кәлмәктә” деди.
Америка ташқи ишлар министири антони билинкен 2023-йил 5-айда өткүзүлгән хәлқара диний әркинлик доклатини елан қилиш йиғинида уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни һәмдә бу ирқий қирғинчилиқни һөҗҗәтләштүрүп дуняға ашкарилашта рол ойнаватқан уйғур һәрикити тәшкилати вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушини тилға алғаниди.