2023-Йиллиқ “хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” ниң ечилиш мурасимида уйғурлар мәсилиси тилға елинди

Мухбиримиз ирадә
2023.01.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
2023-Йиллиқ “хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” ниң ечилиш мурасимида уйғурлар мәсилиси тилға елинди 2023-Йиллиқ “хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” америка пайтәхти вашингтонда рәсмий башланди. 2023-Йили 30-январ.
irfsummit.org

2023-Йиллиқ “хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” америка пайтәхти вашингтонда рәсмий башланди. 31-январ күни әтигәндә өткүзүлгән ечилиш мурасимида уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт әң муһим темиларниң бири болди.

Ечилиш мурасимиға америка һөкүмитиниң сабиқ хәлқара диний әркинлик баш әлчиси шундақла мәзкур алий кеңәшниң рәислириниң бири болған сам бровнбәг әпәнди вә том лантос кишилик һоқуқ вә адаләт фондиниң рәиси һәм мәзкур алий кеңәшниң йәнә бир рәиси доктор катрина лантос свит ханим риясәтчилик қилди. Улар бу нөвәтлик алий кеңәш үчүн дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән диний вә сиясий рәһбәрләр, тәтқиқатчилар, кишилик һоқуқ актиплирини қарши алди.

Сам бровнбәг әпәнди америкада һәр йили бир өткүзүлүватқан бу “диний әркинлик алий кеңиши” ниң мәқситиниң “һәр бир инсан һәрқандақ җайда, һәр вақитта диний әркинликкә игә болуши керәк” икәнликини тәкитләп өтти. Әмма у сөзидә, инсанларға яратқучи худа тәрипидин берилгән бу һоқуқниң бүгүнки күндә дуняниң һәрқайси җайлирида чәклимигә, бесимға учраватқанлиқини, буниңға хатимә бәрмигәндә буниң мәдәнийәтләр тоқунушиға һәмдә техиму чоң зиддийәт вә апәтләргә сәвәб болидиғанлиқини тәкитлиди. Сам бровнбәг бу йиғинниң мәқситиниң инсан роһиниң әркинликигә капаләтлик қилишниң муһимлиқини тәшәббус қилишлиқини билдүрди.

diniy-erkinlik-yighini-3.jpg

Арқидин сөз қилған катрина ләнтос ханимму, дуняниң һәрқайси җайлирида инсанларниң әң асасий һоқуқи болған диний етиқад әркинлики тәһдиткә учраштәк вәзийәтни өзгәртиш үчүн қилинған хизмәтләрниң чоқум нәтиҗә беридиғанлиқини, буниңдин өзиниң үмидварлиқини ейтти.

Йиғинниң ечилиш нутуқидин кейин сәһнигә америка дөләт мәҗлиси ташқий ишлар комитетиниң рәиси, авам палата әзаси майкил маккол ( Michael T. McCaul ), авам палата әзаси җәймис макговрн (James McGovern), америка аилә тәтқиқат кеңишиниң рәиси тоний перкинс (Tony Perkins) вә аспен институти дин вә җәмийәт программисиниң иҗраийә мудири симран сиң (Simran Singh) қатарлиқлар сәһнигә тәклип қилинди.

Авам палата әзаси майкил маккол сөзидә “диний етиқад әркинлики әркин җәмийәт бәрпа қилишниң ули” деди. У америка асасий қанунида бекитилгән бу һоқуқниң америка дөлитиниң кимлики икәнликини шуңа диний әркинликни тәшәббус қилишниң америка ташқий сияситиниң муһим қисми икәнликини билдүрүп: “америка қошма шитатлири авазсизларниң авази болушни давам қилиши керәк” деди.

diniy-erkinlik-yighini-1.jpg

У сөзи давамида уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни тилға елип мундақ деди: “толиму паҗиәлик болғини, диний әркинлик һоқуқи дуняниң һәрқайси җайлирида техиму еғир һуҗумға учраватиду. Хитайда хитай компартийәси диний етиқад әркинликини қаттиқ дәпсәндә қиливатиду. Биз сөзләватқан мушу минутларда улар тибәтләрниң буддизими вә далай ламасиға бузғунчилиқ қилмақта, етиқадидин ваз кәчмәй вә һөкүмәт бәлгиләп бәргән хиристиян черкавлириға беришни рәт қиливатқан хиристиян муртлириға зиянкәшлик қилмақта. Улар йәнә уйғур мусулманлириға ирқий қирғинчилиқ йүргүзмәктә. Мән аңлиған мәҗбурий туғмас қилиш, мәҗбурий бала чүшүрүш, меңә ююш вә һәтта қатиллиқ вәқәлири кишини чөчүтиду. Шуңа мән 2021-йили авам палатада мақулланған хитай компартийәсиниң уйғурларға қиливатқан ирқий қирғинчилиқини әйибләш һәққидики қарарнамигә башламчилиқ қилғанлиқимдин пәхирлинимән.”

Маккол әпәнди сөзи ахирида өзиниң ташқи ишлар комитити рәиси болуш сүпити билән диний әркинликни америка ташқи сияситиниң мәркизи нуқтиси қилишни, дуняниң һәрқайси җайлиридики диний зиянкәшликләрни оттуриға чиқирип, җинайәтчиләрни җазалашқа, зиянкәшликкә учриғучиларни болса қоғдашқа тиришидиғанлиқини ейтти.

Арқидин америка авам палата әзаси вә том ләнтус кишилик һоқуқ фонди рәислиридин болған җәймис макговрн сөз қилди. У сөзидә бир инсанниң диний етиқад әркинликигә һуҗум қилиш вәқәлириниң дуняниң һәрқайси җайлирида һөкүмәтләр тәрипидин садир қилиниватқанлиқини ейтти вә буниңға хитайдики “уйғурлар вә тибәтләр” дәп өрнәк көрсәтти.

diniy-erkinlik-yighini-2.jpg

Җәймис макговрн сөзидә, диний етиқад әркинликини капаләткә игә қилиш үчүн барлиқ динларға баравәр муамилә қилиш, ишни өзидин башлаш лазимлиқини тәкитлиди.

Йиғинниң соал-җаваб қисмида юқириқи икки авам палата әзаси соалларға җаваб бәрди. Бу қисимдиму хитай һөкүмити вә униң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқиға тақабил турушниң әһмийити тәкитләнди.

Америка аилә тәтқиқат кеңишиниң рәиси тоний перкинс авам палата әзаси майкил макколдин соал сорап, “хитай һөкүмитиниң һазир хитайдики аз санлиқ милләтләргә қаритиватқан юқири техникилиқ бастуруш вә назарәт техникисини башқа дөләтләргиму екиспорт қилишиға қарита әндишиләрниң күчйиватқанлиқини, буни дөләт бихәтәрлики нуқтинәзәридин туруп қандақ чүшинидиғанлиқини” сориди.

Җәймис маккол буниңға җавабән қилған сөзидә, “уйғурларниң нөвәттә хитай һөкүмитиниң мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий туғмас қилиш, юқири техникилиқ назарәт қатарлиқ һәр түрлүк зиянкәшликигә учраватқанлиқини, америкаға импорт қилиниватқан күнтахта қатарлиқ нурғун мәһсулатларда уйғур мәҗбурий әмгики барлиқини, хитай һөкүмитиниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулуши арқилиқ бу қурулушқа қатнашқан дөләтләрни қәрз қилтиқиға чүшүрүп, уларниң истратегийәлик муһим байлиқлирини булаң-талаң қиливатқанлиқини, бу қурулуш арқилиқ бу дөләтләргә сиясий җәһәттин тәсир көрситиватқанлиқини, мана буларниң һәммисиниң дөләт бихәтәрликигә мунасивәтлик икәнлики” ни ейтти. У йәнә американиң хитайға техника сетиш арқилиқ уларниң дунядики әң илғар һәрбий қораллар билән қораллинишиға имканийәт яритип бериватқанлиқиниму әскәртип, “америка буни дәрһал тохтитиши керәк” деди.

Авам палата әзаси җәймис макговрн әпәнди буниңға қошумчә қилип, американиң дөләт бихәтәрликигә бивастә тақишидиған кишилик һоқуқ мәсилисиниң пәқәтла кишилик һоқуққа мунасивәтлик йиғин-учришишлардила әмәс, бәлки дөләтләр ара мунасивәтниң һәр қатлимида тәкитлиниши керәкликини ейтти.

У мундақ деди: “биз бир иқтисадий келишим түзгәндиму кишилик һоқуқни капаләткә игә қилиш тәлипини оттуриға қоюшимиз, у дөләттин диний әркинликкә капаләтлик қилишни, инсанларниң диниға қарап туруп зиянкәшлик қилмаслиқни шәрт қилип қошушимиз керәк. Мән узун йиллардин бери америкадики һәм демократчи һәм җумһурийәтчи һөкүмәтләр билән ишлидим. Уларға бу һәқтә гәп қилиш һәқиқәтәнму асан әмәс. Рәис маккол юқирида уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанунини тилға елип өтти. Сизгә раст гәпни десәм, бу қанунни өткүзүшкә қарши турған интайин күчлүк сода-тиҗарәт күчлири бар иди. Уларниң өткилидин өтүш асанға тохтимиди, чүнки шинҗаңдики мәҗбурий әмгәктин пайда еливатқан тәрәпләр бар иди. Бәхткә яриша биз һәр икки партийәниң қоллиши билән бу қанунни ахири мақуллидуқ.”

Авам палата әзаси җәймис макговрн йәнә мәҗбурий әмгәк қатарлиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидин пайда алидиған бундақ күчләргә һәм зулум қилғучи һөкүмәтләрни тәнқидләшниң зөрүрлүкини тәкитләп: “биз кишилик һоқуқ тоғрисида интайин пасаһәтлик гәп қилидиған, әмма һечқандақ иш қилмайдиған бу күчләргә сәл қарап қалмайли. Бу йәрдики риқабәт болса, тоғрини қилиш үчүн мәйли у қанчилик биәп болушидин қәтийнәзәр, мәйли у бизниң шерикимиз болушидин қәтийнәзәр, мәйли униң билән бизниң қанчилик чоң иқтисадий мунасивәтлиримиз болушидин қәтийнәзәр, иҗабий мәқсәттики бесимимизни давамлаштуруштур. Чүнки әгәр биз һөкүмәтләрни агаһландурмисақ, у һөкүмәт у кишиләргә зулум қилишни давамлаштуриду-дә, ақивәттә муқимсизлиқ келип чиқиду. Шуңа қорқунчлуқ бесимға көз юмуш бизниң дөләт мәнпәәтимизгиму пайдилиқ әмәс” деди.

2023-Йиллиқ “хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” 31-январдин 1-февралғичә икки күн давам қилидиған болуп, бу икки күн җәрянида дуняниң һәрқайси җайлирдин кәлгән һәр хил етиқадқа тәвә хәлқләр вәкиллири, диний затлар, мутәхәссисләр, кишилик һоқуқ органлири қатарлиқлар айрим-айрим орунлаштурулған сөһбәт йиғинлирида сөз қилип пикир алмаштуридикән. Сөзлигүчиләр ичидә америка хәлқара диний әркинлик комитити рәиси нурий түркәл, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин, уйғур һәрикити тәшкилати башлиқи рошән аббас, әмгәкчиләр бирләшмиси мәҗбурий әмгәк түриниң маслаштурғучи тәтқиқатчиси җәвһәр илһам вә уйғур һәрикити тәшкилатиниң программа йетәкчиси арслан һидайәт қатарлиқларму бар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.