Истанбул университетида уйғур қизи хитайни махтиған доғу перинчәкни осал һалға чүшүрүп қойди
2024.10.25
10-Айниң 24-күни истанбул университети “ататүрк мәпкури кулуби” ниң уюштуруши билән истанбул университетида өткүзүлгән бир йиғинда, хитай компартийәсигә йеқинлиқи билән билингән, түркийәдә коммунистларға вәкиллик қилидиған вәтән партийәсиниң рәиси доғу перинчәк сөз қилип, түрк бирлики қуруш үчүн хитай билән русийәгә ишиниш керәклики тоғрисида билҗирлиған. Бу йиғинға қатнашқан уйғур қизи нәфисә униңдин, “тағамни наһәқ тутуп 17 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған, уйғурларға зулум селиватқан вә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан хитайға ишинишкә боламду?” дәп сораш арқилиқ доғу перинчәкни осал һалға чүшүрүп қойған. Нәфисә йәнә доғу пәринчәкниң бу йиғинда хитайниң тәтүр тәшвиқатини қиливатқанлиқини даритмилап, “бу йәрдә кимниң тәтүр тәшвиқат қиливатқанлиқини һәммимиз көрүватимиз” дегәндә, йиғин залидики оқуғучиларниң алқиш садалири яңрап кәткән.
Биз бу һәқтә тәпсилий мәлуматқа игә болуш үчүн, истанбул университети ахбаратчилиқ кәспиниң 4-йиллиқида оқуватқан уйғур қизи нәфисә оғуз билән сөһбәт елип бардуқ.
Зияритимизни қобул қилған нәфисә оғуз, бу йиғинға қатнишиштики мәқситиниң доғу перинчәктин уйғурлар тоғрисида соал сораш үчүнла икәнликини билдүрүп мундақ деди: “мениң бу йиғинға қатнишишимниң сәвәби, доғу перинчәктин соал сораш иди, чүнки бу киши һазирғичә хитайниң ағзи биләнла гәп қилип, уйғурларға қилинған зулум вә қирғинчилиқни ялғанға чиқирип кәлди. У даим ‛уйғур дияриға берип көрдүм, у йәрдики инсанлар бәк яхши яшаватиду‚ дегәндәк гәпләрни қилиду һәм уйғурларни террорчи дәйду, мән узундин буян бу адәмгә бир рәддийә беришни ойлишиватқан идим, мән бир бир ахбаратчи болуш сүпитим билән бу пурсәтни қачуруп қоймастин йиғинға қатнишип, униңға соал қойдум”.
Нәфисә оғузниң билдүрүшичә, йиғинда сөз қилған вәтән партийәси рәиси доғу перинчәк, исраилийә вә америкиниң түркийәниң әң чоң дүшмини икәнликини, хитай билән русийәниң түркийәниң йенида болидиғанлиқини вә түрк бирлики қурушқа уларниң әң чоң төһпә қошидиғанлиқини билдүргән һәмдә “буниңға өзбек, татар, қазақ, русийәдики түркләр, хитайниң шинҗаң уйғур районидики түркләрму қошулиду” дегән, андин “биз хитай билән русийәгә ишинишимиз керәк, түркийәниң һазирқи әһвалида хитай билән русийәгә дүшмәнлик қилсақ болмайду. Уларға тайинип түрк бирликини қуруп, улар билән бирликтә асия қитәсидә баш көтүрүшимиз керәк” дегән.
Нәфисә оғуз, доғу перинчәкниң һәр вақит уйғурларға қилиниватқан зулум вә қирғинчилиқини рәт қилидиғанлиқини билгәчкә, униң гәплиригә ишәнмәйдиғанлиқини билдүргән. У доғу перинчәккә соал қоюп: “уйғурларға зулум қиливатқан, ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан, 8 йилдин буян түрмидә йетиватқан тағам алим абдукәримни наһәқ тутқун қилип, 17 йиллиқ қамақ җазаси берип түрмигә ташлиған, уйғурларға түрк вә мусулман болғанлиқи сәвәбидин зулум қиливатқан хитайға түрк бирлики қурушта қанчилик ишинәләймиз?” дегәндә, доғу перинчәк униңға җаваб берип: “мән 1980-йиллардин башлап хитайниң тәклипи билән уйғур райониға бир қанчә қетим берип кәлдим. Мениң билишимчә уйғур райониниң нопуси әң тез көпийиватиду, уйғур райони хитайда әң тәрәққий қиливатқан район, мән қәшқәргә барғанда йол үстидә уйғурчә китаблар сетиливататти, инсанлар шундақ раһәт яшавататти, мәсчитләрдә намаз оқулмайду, киргили болмайду, дегән гәпләр ялған, мән мәсчитләргә кирдим намаз оқуватқан кишиләрни көрдүм, мәнчә, дуняда әң көп мәсчит бар йәр уйғур райони” дәп җаваб бәргән. Бу һәқтә мәлумат бәргән нәфисә оғуз йәнә мундақ дәйду: “мән униң бәргән җавабидин қайил болмидим, униң дегән гәплири хитайниң униңға йезип бәргән қәғизидин ядливалған ясалма гәпләр иди. Йәни у маңа, ‛сән сахта учур тарқитиватисән, сән ялғанчи‚ демәкчи болди, шуниң билән униңға җаваб беришни тәләп қилдим. Йиғин орунлаштурғучи маңа дәсләптә микрофонни бәрмиди, кейин доғу перинчәкниң ‛бериңлар‚ дейиши билән микрофонни бәрди, мән униң сөзлиригә җавабән: ‛сиз хитайниң ағзи билән гәп қиливатисиз, мән у йәрдә туғулуп чоң болдум, хитайларни мән яхши билимән, хитай сақчилири кечилири өйлиримизгә бесип кирип китабларни йиғивалатти, кишиләрни тутуп кетәтти, йиғивелинған китаблар ‛түркий тиллар дивани‚ вә “қуран кәрим” дегәндәк китаблар иди. Хитай сизниң банка һесабиңизға, сизниң партийәңизниң банка һесабиға қанчилик пул әвәтиду уни билмәймән, лекин сиз дегән у гәпләрниң һәммиси ялған, бу йәрдә кимниң тәтүр тәшвиқат қиливатқанлиқини һәммимиз көрүватимиз‚ дедим. Йиғин залидики көплигән оқуғучилар мени алқишлиди, униңдин кейин доғу перинчәкниң чирайи өзгирип кәтти вә мени алқишлиғанларға кайип, ‛силәрниң уни алқишлиғиниңларни мән алқишлимаймән, чүнки силәр америкиниң тәтүр тәшвиқатлирини алқишлаватисиләр‚ дәп оқуғучиларғиму төһмәт чаплиди.
Нәфисә оғузниң ейтишичә, у доғу перинчәккә рәддийә берип, “сизниң банка һесабиңизға хитайдин қанчилик пул келиду мән билмәймән” дейишигә йиғин риясәтчиси, “ундақ гәп қилсаң болмайду” дәп дәхлә қилип сөзини бөлүвәткән.
Нәфисә оғуз, хитай билән түркийә оттурисида көврүклүк роли ойнаватқанлиқини дава қиливатқан доғу перинчәктин тағисиниң әһвалидин хәвәр елип беришни тәләп қилған. Доғу перинчәк униң тәлипини қобул қилип тағисини сүрүштә қилидиғанлиқини билдүргән.
Йиғин ахирлашқандин кейин нәфисә оғузниң әтрапиға көплигән оқуғучилар келип уни қоллайдиғанлиқини ипадиләшкән вә тағисиниң пат пурсәттә қутулуши үчүн тиләкдашлиқ билдүрүшкән.
Нәфисә оғузниң билдүрүшичә, униң тағиси алим абдулкәрим 2017-йили 8-айниң 28-күни үрүмчидики өйидин тутуп кетилгән болуп 17 йиллиқ қамақ җазаси билән түрмигә ташланған вә корла түрмисидә 8 йилдин буян тутуп турулмақта икән. Униңға чәтәлдики туғқанлири билән алақә қилғанлиқи вә чәкләнгән дини тәблиғләрни аңлиғанлиқи сәвәбидин қамақ җазаси берилгән икән.
Яш компютер инженери алим абдукерим тутулғандин кейин, уларниң аиливи ширкити болған “халис ташқи сода чәклик ширкити” му тақилип қалған.
Нәфисәниң билдүрүшичә, униң тағиси алим абдукерим һазир корлидики биңтүән 2-дивизийәсиниң түрмисидә 3153-номурлуқ мәһбус сүпитидә тутуп турулуватқан болуп, түркийәдики хитай әлчиханиси сот һөкүмини тәминләшни рәт қилип кәлгән.