Дуня уйғур қурултийи долқун әйсаниң инисиниң муддәтсиз кесилгәнликини қаттиқ әйиблиди

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2021.05.30
Дуня уйғур қурултийи долқун әйсаниң инисиниң муддәтсиз кесилгәнликини қаттиқ әйиблиди Дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаниң иниси хуштар әйсаниң муддәтсиз кесилгәнлики қаттиқ әйиблиди.
uyghurcongress.org

Дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаниң иниси хуштар әйсаниң муддәтсиз кесилгәнликини қаттиқ әйиблиди. Хитай һөкүмитиниң хуштар әйсани аталмиш “террорлуққа тәйярлиқ қилиш” қатарлиқ җинайәтләр билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи әркин асия радийоси тәрипидин дәлилләнгән иди.

Мәлум болушичә, хуштар әйса 1996-йили шиәндики қатнаш университетини пүттүргәндин кейин, акиси долқун әйсаниң “сиясий мәсилиси” түпәйли хизмәт тепишта қийналған. У, 1998-йили бир қетим тутқун қилинип екки йил кесилгән. Кейин у өз алдиға ресторан ечип териқчилик қилған, андин ақсудики бир шопурлуқ мәктипидә оқутқучи болған.

Хуштар әйса 2017-йили қолға елинип, лагерға ташланған. Шуниңдин кейин долқун әйса инисиниң нәдә икәнликидин хәвәр алалмиған.

Радийомизниң бу һәқтики соаллириға җаваб бәргән йәрлик сақчи хадимлири хуштар әйсаниң лагерда икки йил тутуп турулғандин кейин “террорлуққа тәйярлиқ қилиш” қатарлиқ җинайәтләр билән муддәтсиз кесилгәнликини билдүргән иди.

Д у қ ниң баянатида нәқил елишичә, долқун әйса инисиниң гунаһсиз икәнликини билдүрүп мундақ дегән: “бу мениң уда үч йил мушундақ кишини ечиндуридиған хәвәрләрни тапшурувелишим. Тунҗи қетим анамниң 2019-йили лагерда қаза қилғанлиқини, 2020-йили дадамниң қаза қилғанлиқини уқтум. Мана һазир 2021-йили инимниң өмүрлүк кесилгәнликини билдим. Хитай һөкүмити гөрүгә елиш дипломатийәсидин пайдилинип мени вә уйғурларни җимиқтурмақчи болуватиду.”

Баянатта көрситишичә, хитай һөкүмити 2016-йили уйғур районида “қаттиқ зәрбә бериш һәрикити” ни башлиғандин буян 250 миңдин артуқ шәхскә җаза һөкүм қилған.

Д у қ баянатиниң ахирида хәлқара җәмийәтни бу хил қилмишларни әйибләшкә вә хәлқара қанун вә принсипларға еғир хилаплиқ қилғанлиқи үчүн хитайни җавабкарлиққа тартишқа чақириди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.