“җәнубий германийә гезити” дики “рәис вә шаһзадә” намлиқ мақалидә долқун әйса билән шөһрәт закир тоғрисида тохталған

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.08.16
“җәнубий германийә гезити” дики “рәис вә шаһзадә” намлиқ мақалидә долқун әйса билән шөһрәт закир тоғрисида тохталған “җәнубий германийә гезити” дики “рәис вә шаһзадә” намлиқ мақалидә долқун әйса билән шөһрәт закир тоғрисида тохталған
Photo: RFA

Мәзкур гезиттә елан қилинған мақалидә, долқун әйса уйғурларниң әркинлики үчүн көрәш қилғучи, шөһрәт закир уйғурларниң әркинликини дәпнә қилғучи сүпитидә тәсвирләнди.

Германийәдики мәшһур гезитләрдин бири болған “җәнубий германийә гезити” 8 - айниң 14 - 15 - күнлиригә тәвә санида “рәис вә шаһзадә” намлиқ бир мақалә елан қилип, д у қ рәиси долқун әйса билән уйғур аптонум райониниң рәиси шөһрәт закирни селиштуруп чиққан. Мәзкур мақалидә бириниң өз миллитиниң әркинлики үчүн көрәш қилғучи қәһриман икәнликини, йәнә бириниң өз миллитиниң әркинликини дәпнә қилғучи асий икәнликини илгири сүргән.

Қошумчә “уйғурлар: әркинлик вә җаза лагери” дәп нам берилгән, гезит йүзидә толуқ бир бәтни игилигән бу зор һәҗимлик бу мақалини “җәнубий германийә гезити” ниң үрүмчидики мухбири киристоф гизен билән мәзкур гезитниң обзорчилиридин георги масколо вә йосеф вирнишофер қатарлиқлар бирликтә язған. Мақалидә“д у қ ниң рәиси долқун әйса билән ши җинпиңниң әтиварлиқ шаһзадиси шөһрәт закир” ниң кимлики, уларниң өз миллитигә тутқан муамилиси, өз миллитиниң җаза лагерлиридики паҗиәлик һаятиға нисбәтән позитсийәси вә уйғурларниң нөвәттики ечинишлиқ һаяти тәсвирләнгән.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, “җәнубий германийә гезити” ниң бу мухбирлири уйғур дияриға зиярәткә бериштин илгири д у қ ишханисиға келип, униң һаят һекайилири вә шәрқий түркистанниң вәзийити тоғрисида мәлумат игилигән.

 

“рәис вә шаһзадә” намлиқ  әсәрниң кириш сөзигә мундақ йезилған: “долқун әйса билән шөһрәт закирдин ибарәт бу икки уйғурда әслидә зитлиқ көрүлмәслики керәк иди, бири өз хәлқиниң әркинлики үчүн көрәш қилиду, йәнә бири өз хәлқиниң әркинликини дәпнә қилиду”.

Мақалидә хитай һөкүмити вә униң җасуслирини “аппарат” дәп атиған. Бу “аппарат” лар уйғур дияриға зиярәт үчүн барған “җәнубий германийә гезити” мухбирлириниң җаза лагерлириға йеқинлишишиға йол қоймиған. Шундақтиму улар көплигән җаза лагерлириниң орнини тапқан вә әсәрдә бу лагерлар җайлашқан параллелниң кодини ашкарилиған. Бәзи лагерларниң узунлиқиниң 1 килиметирдин ашидиғанлиқини әскәрткән. “аппарат” ниң бу лагерларда қанчә йүз миңлиған уйғурларни қамап тутуп туруватқанлиқини тәкитлигән.

Мақалидә бәкрәк етибар билән тәсвирләнгини “д у қ ниң рәиси долқун әйса билән ши җинпиңниң әтиварлиқ шаһзадиси шөһрәт закир” ниң кимлики болған. 1967 - Йили ақсуда туғулған долқун әйса билән 1953 - йили ғулҗада туғулған шөһрәт закирниң әслидә бир милләткә тәвәлики, долқун әйсаниң 1987 - йилидин тартипла хитай һакимийитигә қарши паалийәтләрни башлиғанлиқи, 1988 - йили үрүмчидә алий мәктәп оқуғучилар намайишини уюштуруп мәктәптин қоғланғанлиқи, 1994 - йили вәтинини тәрк етишкә мәҗбур болғанлиқи, германийәдә яшаватқан 25 йилдин буян өз миллитиниң әркинлики үчүн қитәләр атлап, тинимсиз көрәш қилип кәлгәнлики баян қилинған. Әксичә, шөһрәт закирниң 80 - йиллардин тартипла хитай һакимийити үчүн хизмәт қилишни башлиғанлиқи, униң дадиси закирофниңму заманида хитайлар үчүн актип хизмәт қилған бири болғанлиқи, шөһрәт закирниң нөвәттә хитай һакимийитигә садақәт билән хизмәт қилип, “21 - әсирдики инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқ” қа һәссә қошуватқанлиқи тәсвирләнгән.

Уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәнди бу хусуста пикир баян қилип, бу әсәрниң “җәнубий германийә гезити” дә елан қилинғанлиқиниң бәк яхши болғанлиқини, әсәрниң уйғурлар мәсилиси һәм д у қ ниң явропаға техиму кәң тонулушиға түрткә болидиғанлиқини тәкитлиди. Германийәдики уйғур зиялиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, “рәис вә шаһзадә” намлиқ бу әсәрниң хәлқ ичидә зор тәсир қозғиғанлиқини тилға алди. У сөзидә, долқун әйса вә шөһрәт закирдин ибарәт бир биригә қариму қарши бу икки образниң әсәрдә наһайити әтраплиқ селиштуруп өтүлгәнликини ипадә қилди.

Мақалидә хитайниң миллий сиясити үчүн кәтмән чепиватқан, хитайниң зувани болуп уйғур дияриниң ечинишлиқ вәзийитини ялғандин яхши көрситип, махтап учуриватқан шөһрәт закирниң икки сиңлисиниң германийәгә келип сиясий панаһлиқ тилигәнлики, бу реаллиқниң әмәлийәттә шөһрәт закир вә у хизмитини қиливатқан хитай һакимийити үчүн бир мәсхирә икәнлики әскәртилгән.

Әсәрдә йәнә уйғурларниң мәшһур шаири болған лутпулла мутәллипниң қәбрисиниң чеқилип, у йәргә бир “тәләй бағчиси” бәрпа қилинғанлиқи, мүшүкейиқниң күлүп турған һәйкили орнитилғанлиқиму қистуруп өтүлгән вә бу бағчиниң сүрити әсәрниң баш қисмиға берилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.