Долқун әйса: “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ни хатириләш арқилиқ яш әвладларни тәрбийәлимәкчимиз
2021.02.05
Дуня уйғур қурултийи “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқиниң 24-йиллиқини хатириләш” намида йиғини чақирди. Йиғинда “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң келип чиқиш сәвәблири, ечинишлиқ җәряни вә йеңи оттуриға чиққан мәлуматлар оттуриға қоюлғандин сирт, мутәхәссисләр мәзкур вәқәгә юқири баһа берип өтти.
Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди бу қетимқи доклат бериш йиғинида “5-феврал ғулҗа вәқәси” дә һаятидин айрилип қалған шеһитларниң роһи билән яш әвладларни тәрбийәләш мәқситидә бу йиғинни ачқанлиқини, мувәппәқийәтлик өткәнликини билдүрди.
5-Феврал күни д у қ ниң муавин рәиси пәрһат юруңқаш әпәнди риясәтчилик қилған мәзкур тор муһакимә йиғинида д у қ рәиси долқун әйса әпәнди, муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди, вәқәниң шаһитлиридин бәхтияр шәмшидин әпәнди, абдушүкүр ташоғли вә язғучи гүлшән абдуқадир ханим қатарлиқ кишиләр ғулҗа вәқәси тоғрисида доклат бәрди.
Пәрһат юруңқаш әпәнди ечилиш нутқи сөзләп, “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 24 йилдин буян йеқинқи заман уйғур тарихидики муһим вәқә сүпитидә хәлқарадики орнини қоғдап келиватқанлиқини тәкитлиди.
“5-феврал ғулҗа вәқәси” йүз бәргән мәзгилдә ғулҗида сақчи болуп вәзипә өтигән бәхтияр шәмшидин әпәнди хитай һөкүмитиниң 1995-йили ғулҗида мәшрәпни чәклигәндин кейин ғулҗа яшлириниң 1995-йили 8-айниң 14-күни наразилиқ намайиши өткүзгәнлики, бу вәқәниң чәтәлдә яхши билинмәйдиғанлиқини, буни хитайниң қаттиқ қоллуқ билән бастурғанлиқини баян қилди.
Бәхтияр шәмшидин әпәнди 1995-йили мәшрәп чәкләнгәндин кейин кишиләрниң мәхпий һалда мәшрәп өткүзүшкә башлиғанлиқини, 1997-йили йеңи йилдин башлап хитайниң уйғур яшлирини тутқун қилишқа башлиғанлиқини, шуниң билән “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң партлиғанлиқини баян қилди.
Йиғинда америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мутәхәссиси зубәйрә шәмшидин ханимму сөзлиди. У, ғулҗа вәқәсидә шеһит болған һәдисиниң оғли халмәт муһаммәт билән укиси сәдирдинниң техи 20 яшқа тошмай туруп һаятидин айрилип қелишиниң өзигә еғир кәлгәнликини, лекин пәхирлинидиғанлиқини оттуриға қойди.
Канададики уйғур зиялийси язғучи гүлшән абдуқадир ханимниң “5-феврал ғулҗа архиплири” намлиқ китаби нәшрдин чиққан. Гүлшән ханим доклатида алди билән язған китаби тоғрисида мәлумат бәрди.
Ғулҗа вәқәси шаһитлиридин абдушүкүр ташоғли әпәнди ғулҗа вәқәсигә юқири баһа бәрди.
1997-Йили “5-феврал ғулҗа вәқәси” тоғрисидики синалғу көрүнүши түркийәдики а т в қанилида көрситилгәндин кейин түркийәниң истанбул вә әнқәрә шәһәрлиридә миңлиған киши қатнашқан наразилиқ намайишлири өткүзүлгәниди. Мәзкур синалғу көрүнүши явропа дөләтлиридиму көрситилгәндин кейин хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға охшаш кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғурлар тоғрисида мәхсус доклатлар тәйярлиған иди. Мутәхәссисләр “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң шәрқий түркистан дәвасини түркийәдә юқири пәллигә көтүргәнликини, дәваниң хәлқаралишишини тезләткәнликини баян қилишмақта.