Мутәхәссисләр: трампниң қайтип келиши хитай үчүн давалғушқа толған 4 йилдин дерәк бериду

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.11.08
trump-saylam-kuni 2024-Йиллиқ америка пирезидентлиқ сайлимида утуп чиққан америка пирезиденти доналд трамп(Donald Trump) сайламниң ахирқи күни кәчтә қоллиғучилириға сөзлимәктә. 2024-Йили 6-ноябир, филорида.
AP Photo/Evan Vucci

Американиң сабиқ пирезиденти доналд трампниң қайта сайлиниши билән униң бу йеңи бир нөвәтлик пирезидентлиқ мәзгилидики сиясәтлириниң қандақ болуши мумкинлики диққәт қозғимақта. Болупму биринчи нөвәтлик пирезидентлиқ мәзгилидә хитай билән сода урушини башлап, америкалиқларниң хитай һәққидики көз қаришиниң өзгиришигә һул салған бу рәһбәрниң келәр йили 1-айда ақсарайға қайтип келиши униң бу нөвәтлик пирезидентлиқ мәзгилидә хитайға қаритидиған сиясәтлириниң қандақ болидиғанлиқи вә хитайниң бу сайлам нәтиҗисигә қандақ қарайдиғанлиқиға қарита қизиқиш қозғимақта.

Америкадики ахбарат васитилиридә елан қилиниватқан хәвәрләрдә сабиқ пирезидентниң қайта сайлинишиниң хитай һөкүмити үчүн елип ейтқанда икки дөләт арисидики йәнә бир нөвәтлик давалғуш вә мөлчәрләш қейин болған мәзгилгә вәкиллик қилидиғанлиқи дейилмәктә.

Америкадики ранд тәтқиқат мәркизиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси раймонд кониң бизгә дейишичә, хитай хәлқаралиқ шериклик мунасивәтлирини яхши көрмәйдиған трампниң ақсарайға келишини өзиниң хәлқарадики тәсирини күчләндүрүшигә бир пурсәт, дәп қарисиму бирақ униң җаза тәдбирлиридин әндишә қилидикән. У мундақ дәйду:

“билгиниңиздәк доналд трамп хәлқаралиқ шериклик мунасивәтлирини яхши көрмәйдиған бир рәһбәр. Хитай буни өзиниң хәлқарадики тәсирини зорайтиштики бир пурсәт дәп қариши мумкин. Бирақ, йәнә бир җәһәттин трамп хитайға наһайити юқири таможна беҗи қойидиғанлиқини дәп кәлгән. Шуңа хитайға охшаш, иқтисадниң асаслиқ һәрикәтләндүргүч күчи експорттин келидиған бир дөләт үчүн елип ейтқанда бу һәқиқәтәнму әндишә пәйда қилиши мумкин. Шуңа бу икки амилни селиштурғанда, хитайни сайлам нәтиҗисидин бәк хушал әмәс, дәп қарашқа болиду.”

Америка сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо(Mike Pompeo) әпәнди хитайниң ташқи ишларға мәсул сиясий биюро әзаси яң җйечи билән. 2018-Йили 9-ноябир, вашингтон.
Америка сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо(Mike Pompeo) әпәнди хитайниң ташқи ишларға мәсул сиясий биюро әзаси яң җйечи билән. 2018-Йили 9-ноябир, вашингтон.
AP Photo/Carolyn Kaster

Сайлам нәтиҗиси ениқ болғандин кейин, хитай ташқи ишлар баянатчиси мавниң инкас қайтуруп: “хитайниң америка билән һәмкарлишишни арзу қилидиғанлиқини” тәкитлигәниди. 7-Ноябир күни болса, хитай дөләт рәиси ши җинпиңму тәбрик сөзи әвәтип, доналд трампниң сайламдики ғәлибисини тәбриклигән. У тәбрик сөзидә: “тарих бизгә хитай билән американиң һәмкарлиқтин нәпкә еришидиғанлиқини вә қаршилишиштин зиян тартидиғанлиқини өгәткән. Муқим, сағлам мунасивәт һәр икки дөләтниң ортақ мәнпәәтигә мулазимәт қилиду вә хәлқара җәмийәтниңму арзусиға мас келиду” дегән.

Түркийәдики һаҗәттә университетиниң оқутқучиси, хитай ишлири мутәхәссиси доктор әркин әкрәм хитайниң позитсийәсини анализ қилип, америкада мәйли қайси партийә һөкүмәт бешиға чиқишидин қәтийнәзәр хитай билән болған мунасивәтниң әслигә келиши мумкин әмәслики түпәйлидин хитайниң трампниң қайтип келишидин техиму бәкрәк әндишә қилғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду:

“һазир америкада мәйли қайси партийә һакимийәт бешиға чиқсун хитай охшашла хушал әмәс. Чүнки икки дөләт оттурисидики мунасивәтләр һазир яхшилинидиған мәзгилдин өтүп кәтти. Чүнки америка хитайниң америка билән риқабәтлишиштәк нийитини билип болди. Лекин хитай һөкүмитиниң илгири байден сайлинип пирезидент болғанда қилған тәбрик сөзи билән һазир бу трампқа қилған тәбрик сөзлирини селиштурсақ, хитайниң трампниң келишидин қаттиқ әндишә қилғанлиқини, һәтта қорққанлиқини һес қилалаймиз.”

Мутәхәссисләрниң қаришичә, трамп һөкүмити хитай билән сода мунасивити, сиясий мәсилиләр вә тәйвән мәсилилири бойичә давалғушларни баштин кәчүрүши мумкин икән. Гәрчә бу икки дөләт бир-бири билән болған мунасивитини бирақла кесиветәлмисиму, әмма алдин пәрәз қилиш қейин болған, көп қирлиқ вә мурәккәп бир 4 йилниң икки дөләтни күтүп туруватқанлиқини мөлчәрлимәктә.

Дәрвәқә, шаңхәй фудән университетиниң хәлқара мунасивәтләр пирофессори таң шипиң вашингтон почтиси гезитиниң зияритини қобул қилғанда хитай һөкүмитиниң мушундақ бир вәзийәткә тәйярлиниватқанлиқини ейтқан. У мундақ дегән: “мениңчә бу йәрдики һөкүмәт вә нурғун кишиләр һазир мәлум давалғуш яки боран-чапқунға тәйярлиқ қилмақта, һечким немә болидиғанлиқини билмәйду. Трампниң иккинчи пирезидентлиқ мәзгилиниң немидин дерәк беридиғанлиқи һечкимгә аян әмәс.”

Доктор раймонд кониң бизгә дейишичә, йеқинқи йилларда хитай америка билән болған мунасивәтлириниң йириклишишидин кейин, кәң көләмлик запас сақлаш һәрикитини башлиған болуп, бу йемәклик, су, һалқилиқ ул әслиһә, енергийә қатарлиқларни өз ичигә алидикән. У мундақ дәйду:

“хитай һәтта өзәк, йерим өткүзгүч қатарлиқларни тәрәққий қилдуруп, бундақ юқири техника мәһсулатлирида америкаға беқинип қелишқа хатимә бериш үчүн алдираватиду. Чүнки улар бу арқилиқ американиң җаза тәдбирлиригә бәрдашлиқ бериш күчини ашурмақчи.”

Дәрвәқә, доналд трамп сайлам мәзгилидики сөзидә өзи әгәр пирезидент болған тәқдирдә хитайға қойидиған таможна беҗиниң даирисини йәниму кеңәйтидиғанлиқини вә еғирлитидиғанлиқини дегәниди. Шуңа көзәткүчиләр хитайда иқтисад омумйүзлүк начар туруватқан бир мәзгилдә, әгәр трамп юқиридики дегәнлирини бәҗа кәлтүрсә у һалда хитай иқтисадиға техиму еғир зәрбә болидиғанлиқини билдүрмәктә. Доктор әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә мундақ дәйду:

“трамп һөкүмитиниң баҗ сиясити хитайға интайин зиянлиқ. Бу, америка ширкәтлириниң хитайдин айрилишини йәниму тезләштүриду. Бу, хитай үчүн техиму чоң зәрбә. Җумһурийәтчи партийәниң сиясәт услубидин қариғанда уларниң хитайға алдирап йол бәрмәйдиғанлиқини пәрәз қилғили болиду. Йиғип ейтқанда биз бу икки дөләт мунасивитини толиму мурәккәп бир басқучниң күтүп туруватқанлиқини дейәләймиз.”

2018-Йили доналд тирамп пирезидент болғанда тунҗи болуп, американиң хитайға қаратқан сияситидә зор бурулуш һасил қилғаниди. У, хитайни америка иқтисадиниң начарлишиши, америкалиқ ишчиларниң ишсиз қелиши вә америка завутлириниң тақилип қелишидики асаслиқ сәвәб дәп көрситип, хитай маллириға таможна беҗи қойған вә хитайниң бирқисим техника ширкәтлиригә иқтисадий җаза йүргүзгәниди. юқиридики мутәхәссисләр болса йеңи трамп һөкүмитиниң хитайға тақабил туруш билән мас қәдәмдә, башқа шерик дөләтләр билән болған кәң көләмлик һәмкарлиқини сақлап қелишниң хитайға қаратқан сиясәтлириниң үнүмини ашуруштики әһмийитиниму тәкитләшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.