5-Май күни - “уйғур доппа мәдәнийәт байрими”

Мухбиримиз нуриман
2021.05.05
5-Май күни - “уйғур доппа мәдәнийәт байрими” Һәр йили 5-май өткүзүлидиған уйғурларниң доппа байримиға атап ишләнгән картон. 2021-Йили 5-май.
Yettesu

Һәр йили 5-айниң 5-күни уйғурлар өзлириниң әнәниви баш кийими болған “доппа” лирини кийишип “уйғур доппа мәдәнийәт байрими” ни тәбриклишиду. Әмма йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң уйғурларға болған қаратмилиқ бастуруши вә дуняниң һәммә йеригә тарқалған коруна вируси түпәйлидин бу байрамни тәбрикләш шәкиллири бурунқидин көп пәрқлиқ болған.

Мәлум болушичә, 2016-йилидин илгири бу күндә уйғур елиниң ичи вә сиртидики уйғурлар доппа байримини өз ичигә алған һалда һәр хил мәдәнийәт паалийәтлирини өткүзүп кәлгән. 2016-Йилидин кейин хитай һөкүмити милйонлиған уйғурни миллий вә дини кимлики түпәйлидин лагерларға солиған болғачқа уйғур елидә бу байрамни тәбрикләш түгүл тилға илишқиму имканийәт болмиған. Шуңлашқа бу хил мәдәнийәт паалийәтлири пәқәт уйғур елиниң сиртида давам қилмақтикән.

Шиветсийәдә турушлуқ мустәқил тәтқиқатчи зулһаят өткүр ханим уйғурларниң әнәниви баш кийими болған доппа һәққидә чүшәнчә берип мундақ деди: “доппа бүгүнки күндә уйғурларниң симовли болуп қалди. Доппа һәққидики тәтқиқатлирим җәрянида уйғурларниң доппниң ишләпчиқирилиш җәряни вә материяллирида хитайниң тәсиригә учримиғанлиқини байқидим”.

Зулһаят өткүр ханим өзиниң уйғур академийәсиниң тор бетидә елан қилған “уйғур баш кийимлириниң тәдриҗий тәрәққияти намлиқ мақалисидә” доппа һәққидә мундақ дәп язған: “уйғурлар тарихтин буян баш кийим мәдәнийитигә әһмийәт берип кәлгән вә шанлиқ сәмәриләрни яратқан милләт болуп, тарихий тәрәққиятлар җәрянида шәкил, нусха вә материял җәһәттә өзигә хас алаһидиликләрни яратқан. Қиз-аяллар чекисигә гүлләрни қисип, башлириға пәр-мамуқтин отуғатларни тақиса, әрләр қалпақлириға чағир-туғрул қушларниң пәйлирини қадивалидиған адәтләр болған. Мәсилән, ‛кроран гүзили‚ дәп аталған йил дәври миладийәдин бурунқи 2000-йилиға тоғра келидиған аял җәсәтниң бешида юң тоқулма башлиқ болуп, икки данә ғаз пейи қистурулған. Бәзи тәтқиқатчилар доппа төпә дегән сөздин түрлинип кәлгән болуши мумкин дегән көзқарашни оттуриға қойған. Һазирқи заманда баш кийимлириниң сани 50 хилдин ашидиған болуп, доппилардин мампу доппа, бадам доппа, ташкәнт доппа, гиләм доппа, үнчә доппа, калатун доппа, шапақ доппа қатарлиқ нурғун түрлири бар. Тумақлардин көрпә тумақ, салвар тумақ, давған тумақ, тәлпәк, керийә тәлпики, качуң тумиқи, сөсәр тумақ қатарлиқ түрлири бар. Хуласилигәндә, әҗдадлиримизниң баш кийимлиригә уйғурлар тарихта етиқад қилған әқидә вә гүзәллик қарашлири, тарихий әнәниси муҗәссәмләшкән болуп, уйғурларниң удум болуп кәлгән өрп-адәтлири вә миллий хаслиқи муҗәссәмләнгән”.

Дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар “уйғур доппа мәдәнийәт байрими” ни бу йил тор арқилиқ тәбрикләшкән болуп, һәр хил иҗтимаий таратқуларда уйғур мәдәнийитини намаян қилидиған паалийәтләрни әвҗ алдурған. Паалийәтлири арқилиқ мушу мәдәнийәткә игә болған милләтниң шуан “ирқи қирғинчилиқ” қа учраватқанлиқини аңлатқан.

Дуня уйғур қурултийи, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши қатарлиқ тәшкилатлар инглиз тили, фирансуз тили, герман тили қатарлиқ нәччә хил тилда “уйғур доппа мәдәнийәт байрими” ни тәбрикләш арқилиқ хәлқарани уйғурларни қоллашқа вә қоғдашқа чақирған.

Доппа байримини уйғурлардин башқа уйғурларни яхши көридиған башқа милләт кишилириму тәбриклигән болуп, иҗтимаий таратқуларда “доппа күни” хәштәги арқилиқ һәмбәһирләнгән чәтәлликләрниң доппа кийип йоллиған сүрәтлирини көргили болиду.

Америка фокус телевизийәсиниң даңлиқ мухбири бинҗамин хал, уйғурлар ишлитидиған көк байрақниң үстигә доппа қоюлған сүрәт билән уйғур доппа байримини тәбириклигән бир “твити” ни шу сөзләрни йезип өзиниң твиттир һесабида һәмбәһирлигән: “бүгүн уйғурларниң доппа байрими. Уйғурлар үчүн интайин муһим әһмийәткә игә бир күн. Хитайниң уларға болған зиянкәшлики давам қиливатқан бу күн, уларни қоллайдиған вә хитайниң уйғур қирғинчилиқиға хатимә беришкә чақириқ қилидиған бир күн”.

Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим доппа байрими һәққидә тохтилип мундақ деди: “доппа байримиму бизниң хитайға қарши күришимизниң бир бөлики”.

Иҗтимаий таратқулардики инкасларға қариғанда муһаҗирәттики уйғурлар “доппа байрими-уйғурларниң хитай һакимийитиниң мустәмликичиликигә, таҗавузчилиқиға, мәдәнийәт қирғинчилиқиға қарши қайтурған җаваби”, дәп қарайдикән.

Хитай һөкүмити 2016-йилидин башлап уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип, лагерларға қамашқа башлиғандин бери уйғурларниң һәр хил миллий байрам вә мәдәнийәт әнәнилиригә чәк қоюп, униң орниға болса, ортақ “җуңхуа миллити” еңини тикләш намида хитай мәдәнийәт әнәнилирини дәсситишкә киришкәнлики мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.