Дөрбилҗиндики бир тутқунниңму йәр асти лагерда йетип көзи көрмәс болуп қалғанлиқи ашкариланди
2023.05.11
Маралбешида қурбан нур исимлик бир тутқунниң көзи көрмәс һаләттә лагердин қоюп берилгәнлики һәққидики хәвиримиз елан қилинғандин кейин муһаҗирәттики аңлиғучилиримиздин бири радийомизға учур йоллап, дөрбилҗин наһийәсидики оқутқучи ялқун турсунниңму дөрбилҗиндики түргүн лагеридин көзи көрмәс болуп қоюп берилгәнликини инкас қилди. Ениқлашлиримиз давамида, ялқун турсунниң көзи сақаймай туруп, өткән айда қайтидин тутуп кетилгәнлики дәлилләнди.
Бихәтәрликини нәзәрдә тутуп өзини ашкарилашни халимиған, мәлум бир дөләттә туруватқан аңлиғучилиримиздин бириниң ашкарилишичә, дөрбилҗин наһийәсидики оттура мәктәп оқутқучиси ялқун турсун өткән йилниң бешида тутқун қилинған вә лагерда бир йилчә ятқандин кейин, көзи көрмәс болуп қелип қоюп берилгән. Биз ялқун турсун һәққидики бу учурниң тоғра-хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн, аввал дөрбилҗин наһийәлик сақчи қоманданлиқ мәркизигә телефон қилдуқ. Нөвәтчи хадим ялқун турсун һәққидә мәлумат беришни рәт қилди. У изчил соралған соаллиримиздин кейин, ялқун турсунниң делосиниң дөләт мәхпийәтликигә ятидиғанлиқини ашкарилаш билән бирликтә делоға мәсул болған алақидар хадимниң телефонини тәминлиди.
Аңлиғучимизниң инкасида, ялқун турсунниң дөрбилҗинниң түргүн йезисидики лагерда ятқанлиқи әскәртилгән. Дөрбилҗин наһийәлик әдлийә идарисиниң хадимиму дәсләптә түргүндики лагер вә тутқун ялқун турсун һәққидики соаллиримизға җаваб бәрмиди. Арқидин, бу хадимму ялқун турсунниң әһвалини ашкарилашқа болмайдиғанлиқини тәкитләш арқилиқ инкастики учурларниң тоғрилиқидин бешарәт бәрди.
Қолимиздики инкаста, ялқун турсунниң әсли юрти қарамай икәнлики, әслидә дөрбилҗиндики бир оттура мәктәптә оқутқучилиқ қилидиғанлиқи қәйт қилинған. Дөрбилҗиндики алақидар сақчи хадимлиридин бири ялқун турсун көзи көрмәс болуп қоюп берилип 3 айдин кейин, йәни буниңдин бир ай аввал қайтидин тутуп кетилгәнликини дәлиллиди. Бу хадимниң баянлиридин мәлум болушичә, ялқун турсун қоюп берилгәндин кейин, униң архипидин йәнә йеңи гуманлиқ мәсилиләр байқалған. Дейилишичә, ялқун турсун бир йилчә ятқан түргүн лагери, йәр астиға селинған болуп, униңға қилмиши нисбәтән еғир дәп қаралған яш вә яшрақ тутқунлар қамалған. Мәзкур сақчи хадим ялқун турсунниң 45 яш чамисида икәнлики вә у ятқан йәр асти лагерида пәқәтла бир түңлүк барлиқи вә деризә йоқлуқини тилға алди.
Алдинқи күнидики ениқлашлиримиздиму, маралбешидики лагердин қоюп берилгән тутқун қурбан нурниң көзи көрмәс һаләттә қоюп берилгәнлики вә аилисиниң беқишиға тапшурулғанлиқи ашкариланғаниди.