Уйғур вәкиллири бухарестта дуня рәһбәрлиригә уйғур мәсилисигә игә чиқиш һәққидә хитаб қилди
2022.07.11

7-8-Июл күнлири руминийә пайтәхти бухарестта чақирилған хәлқара парламент әзалириниң 22-нөвәтлик ахбарат вә бихәтәрлик мунбири йиғиниға америка, әнглийә, фирансийә, германийә, италийә, канада қатарлиқ 61 дөләттин 300 дин артуқ дөләт әрбаблири, сиясийонлар, кишилик һоқуқ актиплири вә мухбирлар биваситә һәм тор арқилиқ қатнашқан. Йиғинниң ечилиш мурасимида руминийәниң муавин президенти роберт, баш министири николай чукә вә авам палатасиниң рәиси марсел, нато ниң сабиқ бихәтәрлик мәслиһәтчиси ген. Җамес, америка авам палатаси әзаси тәммй балдвин вә американиң руминийәдики әлчиси карн енстром қатарлиқлар нутуқлар сөзлигән.
Нурғун дөләтләрниң баш министирлири вә парламент әзалири биваситә яки тор арқилиқ қатнашқан бу йиғинға уйғурларға вакалитән америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси, худсон институтиниң алий тәтқиқатчиси нурий түркәл әпәнди билән уйғур һәрикити тәшкилатиниң директори рошән аббас ханимлар тәклипкә бинаән қатнашқан һәм нутуқлар сөзлигән.
Мәзкур йиғинда җәмий 70 гә йеқин киши нутуқ сөзлигән болуп, йиғинниң 7-июлдики “украина урушини ахирлаштуруш, йәршариниң бихәтәрликини әслигә кәлтүрүш” һәм “дипломатийәниң бүгүни вә кәлгүси” дегән мәзмунлар баш тема қилинған қисмида украинаниң ташқи ишлар министирини өз ичигә алған нурғун дөләтләрниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири сөз қилип, украина уруши вә дуня тинчлиқи тоғрисидики қарашлирини ипадә қилип өткән. Йиғинда сөз алған нури түркәл әпәнди, йиғин әһлини украина урушиға көңүл бөлүш билән биргә, хитай тәһдитигиму сәл қаримаслиқни, хитайниң дуня тинчлиқи үчүн пәйда қиливатқан тәһдитлириниң алдини елишниң чарә-тәдбирлири һазирдин башлап түзүлмигәндә, хитай мәсилисини һәл қилишниң келәчәктә техиму еғир бәдәлләр төләшкә сәвәб болидиғанлиқини тәкитлигән.
У мундақ дегән: “хәлқара җәмийәт путинға қарши туруш, украинаға ярдәм беришниң пурситини чиң тутуш билән биргә, хитайға диққәт нәзиримизни мәркәзләштүрүштин узақта қалмаслиқимиз лазим. Хитайниң пүтүн дуняға қарита күнтәртипкә алған һазирлиқлири, дуняни украинаниң вәзийитидинму қейин вәзийәткә чүшүрүп қоюши мумкин. Хитайниң бу хил тәһдитини һес қилмаслиқниң бәдили, украинани қорал-ярақ билән тәминләп русийәни тосушниң тәннәрхидинму ешип кетиду”.
Хәлқара парламент әзалири ахбарат вә бихәтәрлик мунбириниң даимий әзаси, уйғур һәрикити тәшкилатиниң директори рошән аббас ханим мәзкур йиғинниң 7-июлдики “адәм әткәсчилики вә терроризм” намлиқ бөлүкидә сөзгә тәклип қилинған болуп, у бәзи кишиләрниң уйғурлар һәққидики хата тонушлириға изаһат бериш мәқситидә, сөзини: “мән бир уйғур, җуңголуқ әмәс, уйғурлар җуңголуқ һесабланмайду. Уйғурлар өзигә хас тил, мәдәнийәт, диний етиқадқа игә айрим бир милләт. Шу сәвәбтинму хитай һакимийити уларни ирқий қирғинчилиқ арқилиқ йоқитиватиду” дегән ибаридин башлиған.
У мундақ дегән: “мән бүгүн бир зөрүрийәт түпәйлидин гәп қиливатимән. Мән турмуши мукәммәл, кәсиптә утуқ қазанған бир ана идим. Мән хизмитимдин айрилип, пүтүн күнүмни дуняни кезип хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтлирини паш қилишқа сәрп қилимән, дәп ойлап бақмиған. Мән күнлиримни һәдәмниң әркинлики үчүн күрәш қилиш билән өткүзидиған бундақ бир зөрүрийәтниң туғулишиниму ойлап бақмиған. Мән 21-әсирдә хитай һакимийитиниң көз алдимиздила җаза лагерлирини тәсис қилип, хәлқимиз үстидин ирқий қирғинчилиқ йүргүзидиғанлиқини вә хәлқимизни қул ишчи қилип ишлитидиғанлиқини һеч ойлап бақмиған. 2018-Йили мән худсон институтида хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини паш қилип нутуқ сөзләп бир һәптидин кейин, хитай һәдәм гүлшән аббасни гөрүгә еливелип, мени ғайиб болған қериндишимниң тәқдири үчүн күрәш қилидиған бир қисмәткә дучар қилди. Һәдәм гүлшән аббас ақ көңүл, тинчлиқсөйәр, сиясийдин хали аддий бир аял иди. Бүгүн мән униң әркинлики үчүн бәдәл төләватимән вә силәргә униң һәққидә сөз қилишқа мәҗбур болуватимән”.
Рошән аббас ханим сөзидә, инсанпәрвәрлик, кишилик һоқуқ, әркинлик, демократийәни еғизидин чүшүрмәйдиған дунядики нурғунлиған лидерларниң, чолпанларниң, мәшһур затларниң хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқиға тоғра кәлгәндә зувани тутулуп қеливатқанлиқини әскәртип: “силәрдин хитайдин еришиватқан мәнпәәтлириңларниң силәрниң әркинликиңлар вә демократийәңлар үчүн еғир тәһдит пәйда қилидиғанлиқини чүшинишиңлар үмид қилимән” дегәнләрни тилға алған вә улардин уйғурлар мәсилисигә игә чиқишни тәләп қилған.
Бу мунасивәт билән бүгүн зияритимизни қобул қилған рошән аббас ханим хәлқара парламент әзалириниң 22-нөвәтлик ахбарат вә бихәтәрлик мунбири йиғинида өзиниң хитай коммунистик партийәсиниң дунядики әң чоң террорист тәшкилат болғанлиқини мисаллири билән оттуриға қойғанлиқини тилға алди. У мундақ деди: “мән бу йиғинда хитай һакимийитиниң радикал милләтчилик билән бүгүнки заман технологийәсини бирләштүрүп, хәлқимиз үстидин еғир дәриҗидә бастуруш елип бериватқанлиқини һазирға қәдәр ашкариланған һөҗҗәтләр вә шаһитларниң йетәрлик дәриҗидә испатлап бәргәнликини оттуриға қойдум. Дунядики инсанпәрвәрлик, кишилик һоқуқ, әркинлик, демократийәни еғизидин чүшүрмәйдиған нурғунлиған рәһбәрләрниң, чолпанларниң, мәшһур затларниң хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқиға тоғра кәлгәндә зуван сүрәлмәйватқанлиқини, уларниң адалитидин, сәмимийитидин гуманлинишқа тоғра келиватқанлиқини тәкитлидим. Мән сөзгә чиққан мунбәрдики асасий тема ‛адәм әткәсчилики вә терроризм‚ болғанлиқи үчүн, мән хитайниң тәшкиллик, пиланлиқ һалда бир пүтүн уйғур миллити үстидин әткәсчилик елип бериватқанлиқини, түркүмләп хитай завутлириға мәҗбурий йөткилип қул ишчи қилиниватқан уйғурларниң буниң ярқин бир мисали икәнликини, хитай коммунистик партийәсиниң дунядики әң чоң террорчи тәшкилат икәнликини, униң 2016-йилидин буян шәрқий түркистан хәлқи үстидин дөләт террори йүргүзүп, ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләр билән шуғуллинип келиватқанлиқини пакитлири билән оттуриға қойдум”.
Руминийә пайтәхти бухарестта чақирилған хәлқара парламент әзалириниң 22-нөвәтлик ахбарат вә бихәтәрлик мунбири йиғини гәрчә асасий җәһәттин украина уруши вә дуня тинчлиқи мәсилиси беғишланған болсиму, нури түркәл вә рошән аббасларниң уйғурлар мәсилисини нуқтилиқ тәкитлиши сәвәбидин җаза лагерлири мәсилиси йиғинда муһим бир тема орнини алған.