Дуня мусабиқисидә икки нәпәр уйғур оғул-қиз алтун медалға еришти
2024.08.30
Мушу йил 15-авғуст вә 25-авғуст арилиқида молдова пайтәхти кишинйеф шәһиридә өткән “армрестлиң”, йәни тәнһәрикәтниң аз учрайдиған түрлириниң бири “биләк билән күч синишиш” бойичә 45-нөвәтлик дуня мусабиқиси болуп өтти. Униңға қазақистандин барған уйғур тәнһәрикәтчилиридин султан һәмзәтоф исимлик йигит билән вә тәхминә ғоҗамбәрдийева исимлик қиз алтун медалға еришти.
Қазақистанниң инавәтлик аммиви ахбарат васитилириниң бири “казахстанская правда” (қазақистан һәқиқити) гезити елан қилған “қазақистанлиқлар армрестлиң бойичә дуня мусабиқисидә 82 алтун медал алди” намлиқ мақалида ейтилишичә, бу мусабиқигә 61 мәмликәттин 1500 гә йеқин тәнһәрикәтчи қатнашқан. Униңда қазақистанниң қуралма командисиниң әзалири 82 алтун, 92 күмүш вә 82 мис медалға еришкән вә омумий нәтиҗиләр бойичә биринчиликкә игә болған.
Бу мусабиқидә алтун медалға еришкәнләрниң бири қазақистанлиқ 17 яшлиқ уйғур яш султан һәмзәтоф билән 23 яшлиқ уйғур қизи, йәни йәттә қетим асия чемпийони, үч қетим дуня чемпийони болған тәхминә ғоҗамбәрдийева иди.
Биз әнә шу султан һәмзәтоф билән алақиләштуқ. У зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “мән алмута шәһириниң заря востока мәһәллисидә дуняға кәлдим. Мән ата-анам һәм бовам-момам билән биллә туруп, чоң болдум. Биринчи синиптин тоққузинчи синипқичә шәһәрниң 110-гимназийәсидә оқудум. Андин биз көчүп, 9-синипни 157-мәктәптә тамамлидим. Һазир мән алмута қурулуш вә башқуруш техникомида оқуватимән. Мән башланғуч синипта оқуватқинимда тәнһәрикәтниң челишиш, җуйдо, йәни тайландчә боксқа охшаш тәнһәрикәтниң хилму хил түрлири бойичә шуғуллинип кәлдим. Әмма маңа һәммидин армрестлиң билән шуғуллиниш йеқип қалди. Биз башта қәйәрдә мәшиқлинишни издәп йүрдуқ. Пәқәт 2022-йили ‛атриум классик‚ тәнһәрикәт залида мәшиқлинишқа башлидуқ. Мән акам билән биллә шуниңға йезилдуқ. Бизниң тиренеримиз валерий бараноф бизни вилайәтлик мусабиқиләргә тәйярлашқа башлап, мән өсмүрләр арисида 1-орунни игилидим. Кейин қазақистан бойичә мусабиқиләрдә 5-орунни, шәһәрлик вә вилайәтлик мусабиқиләрдә биринчиләрдин болдум. Андин ташкәнттә өткән асия мусабиқисидә күмүш медалға ериштим. Кишинйефта өткән дуня мусабиқисигә 500 өсмүр қатнашти. Шулар ичидин 1-орунни алдим. Мени мукапатлаш суписиға чақирғанда өзүмгә ишәнмәй қалдим.”
Алмута шәһириниң уйғурлар зич олтурақлашқан заря востока мәһәллисидә туридиған султанниң дадиси алимҗан һәмзәт әпәнди оғли радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “мениң бәш балам бар. Султан иккинчи оғлум. У кичик вақтидин тартип тәнһәрикәтни яхши көрәтти. Челишишқа, җуйдоға, боксқа, су үзүшкә барған. Әмма кәспий армрестлиңни яхши көрәтти. Рәһмәтлик дадам тәнһәрикәтни кичикидин тартип өгәткән. Султан чоң болғанда, 2022-йили тәнһәрикәт залини таптуқ. Тиренер валерий баранофқа көп рәһмәт. Шу баламни өгитип, дуня бойичә 1-орунни алдуқ. Туғқанлар, қошнилар хушал болуп, биз хушаллиқимиздин орун тапалмай кәттуқ. Һазир у техникомда иккинчи йил оқуватиду. Оқуши яхши. Чоң баламму армрестлиң билән шуғуллиниду. Иккилиси қазақистанниң тәнһәрикәт маһири дегән атаққа кандидат.”
Мәлуматларға қариғанда, кишинйеф шәһиридә өткән биләк билән күч синишиш тәнһәрикити бойичә дуня мусабиқисидә 2001-йили алмута вилайитиниң уйғур наһийәсигә қарашлиқ таштиқарасу йезисида дуняға кәлгән тәхминә ғоҗамбәрдийеваму алтун медалға еришкән.
Биләк күриши тәнһәрикити бойичә хәлқара дәриҗидики тәнһәрикәт маһири, омумән 104 медал, онлиған пәхрий гуваһнамиләрниң саһиби тәхминә ғоҗамбәрдийева зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “мән кичик вақтимдин тәнһәрикәтни яхши көрәттим. Асасән армрестлиң маңа қаттиқ яқатти. Шуниң үчүн мән мушуни таллидим. Көплигән мусабиқиләргә қатнишип, тәҗрибә йиғдим, өстүм. Ахирқи қетим кишинйефта өткән дуня мусабиқисидә алтун медал елип, қаттиқ хушал болдум. Сәвәби мән қазақистанниң байриқини егиз көтүрдүм. Өз хәлқимниң атиқини дуняға йәнә бир қетим тонуттум. Мени мушу дәриҗигә елип кәлгән барлиқ тиренерлиримға, валийеф йерлан, қидирханоф сатибалдиға рәһмитимни ейтқум келиду. Мени даим қоллиған ата-анамға, йеқинлиримға, достлиримға рәһмитимни ейтимән. Буниңдин кейинму чоң утуқларға йетишқа тиришимән.”
Тәхминә ғоҗамбәрдийева 9-синипни тамамлап, өскемен шәһиридики көп саһәлик технологийә техникомиға оқушқа киргән. Һазир болса шу билим дәргаһида оқуватмақта. У 2016-йилдин тартип, йәни мәктәптә оқуватқан чағлирида армрестлиң билән шуғуллинишқа башлиған һәм көп вақит өтмәй вилайәтлик мусабиқидә 1-орунни игиләп, қазақистанниң тәнһәрикәт маһири кандидати дегән дәриҗини алған. Тәхминә 2021-йилдин тартип җиддий тәйярлиқлардин кейин қазақистан, түркийә, өзбекистан, русийә вә башқиму мәмликәтләрдә өткән җумһурийәтлик, асия вә дуня мусабиқилиридә мукапатлиқ орунларни давамлиқ елип кәлгән. У һазир армрестлиң бойичә хәлқара дәриҗидики тәнһәрикәт маһири, қазақистанниң алтә мәртәм чемпийони, асияниң йәттә мәртәм чемпийони, дуняниң үч мәртәм чемпийони. Тәхминә тәнһәрикәтниң башқиму түрлири бойичә мәшқлинип, йеқин арида мусабиқиләргә қатнашмақчи.
Игилишимизчә, қазақистанда яшаватқан уйғур яшлири вә өсмүрлири тәнһәрикәтниң һәр хил түрлири бойичә түрлүк дәриҗиләрдики мусабиқиләргә қатнишип, чоң утуқларға еришмәктә. Мушу йеқинда фирансийә пайтәхти парижда өткән олимпик мусабиқисидә қазақистанлиқ уйғур гимнастикичи нариман қурбаноф күмүш медалға еришип, муһаҗирәттики уйғурларни һаяҗанға салғаниди. Нариман қурбанофниң қазақистанниң гимнастика саһәсигә қошқан төһписи юқири баһалинип, қазақистан пирезиденти қасим-җомарт тоқайефниң пәрманиға бинаән башқиму тәнһәрикәтчиләр қатарида у һәм униң тиренери вә дадиси һүсәнҗан қурбаноф “парасәт” ордени билән тәқдирләнгәниди.