Хитай зиянкәшликиниң дунявилишиши вә қурбанлиқ қилиниватқан уйғурлар (1)
2022.11.19
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қилмишлири “инсанийәткә қарши җинайәт”, “ирқий қирғинчилиқ” дегәндәк намларда ташқий дуняға көпләп мәлум болуватқан болсиму, хитай һөкүмити давам қилдуриватқан сиясий бастурушниң һазир аллиқачан хитай чегрисидин һалқип кетиватқанлиқи, йәнә келип бу хил бастурушниң “сиясий паалийәткә қатнашқанлар”ни әмәс, әксичә уйғур болғанларни “ов нишани” қиливатқанлиқи йеқинқи мәзгилләрдә бир қисим мутәхәсссләрниң диққитини қозғашқа башлиди. Бу саһәдики мутәхсссләрдин вашингтон шәһридики “тексас A&M университети” ниң профессори едвад лемон (Edward Lemon), “вилсон хәлқара тәтқиқат мәркизи”ниң тәтқиқатчиси брадлей җардин (Bradley Jardine) вә “оттура асия мәсилилири һәққидики аму дәряси җәмийити”ниң хадими наталийә хал (Natalie Hall)ниң ортақ тиришчанлиқи билән “йәр шарилишиш” журнилида 1-ноябир күни елан қилинған бу һәқтики тәтқиқат мақалисидә, хитай һөкүмитиниң бу саһәдики паалийәтлири бир қәдәр системилиқ шәрһийләнди.
Апторлар әң типик мисал қатарида тилға алған абләт мәхсут он нәччә йилдин бери америка пуқраси сүпитидә масачуссетс шитатида яшаватқан болуп, униң бивастә уруқ-туғқанлиридин он нәччә киши 2015-йилидин тартип илгири-кейин болуп лагерға вә түрмиләргә елип кетилгән. Арилиқта хитай сақчи даирилири униңға тохтимай телефон қилип америка тәвәсидики “бөлгүнчи күчләр”ниң паалийәтлири һәққидики учурлар билән тәминләш һәққидә бесим қилған. Уруқ-туғқанлириниң кесим вақти тошқанда, әркинликкә еришишини күтүватқан абләт ойлимиған йәрдин бир қисим туғқанлириниң өлүп кәткәнлики, йәнә бир қисимлириниң техичә қамақтин бошитилмиғанлиқидин хәвәрдар болған. Әнә шу вақитта у “уруқ-туғқанлирим һәққидә артуқ давраң салмисам, уларниң бихәтәрлики кепилликкә игә болиду” дегән қаришиниң үзел-кесил хата вә балиларчә хиял икәнликини тонуп йетип, 2020-йилидин башлап бу ишларни ахбарат саһәсигә ашкарилаш қарариға кәлгән.
“чәт әлләргә қоли йетиш- қудрәтниң бәлгиси әмәс!”
Апторлар 2014-йилидин буян мушу хилдики ишлардин аз дегәндиму йәттә миңдин артуқ кишиниң әһвалини һөҗҗәтләштүрүп чиққан болуп, абләткә охшаш аваз чиқиришни халимиғанларниң қанчилик икәнлики һазирчә намәлум икән. Әмма хитай һөкүмитиниң ашу хил чегра һалқиған зулумлири һәрқачан уларниң нәзәридики “сиясий билән арилашқан” кишиләргә әмәс, әксичә уйғур болған кишиләргә мәркәзләшкән. Йәнә келип бу хил паракәндичилик селиш, назарәт қилиш, җисманий һуҗумға учраш қатарлиқ шәкилләрни асас қилған зулумлар уйғур диярдики қирғинчилиқниң әвҗигә чиқиши билән мас һалда ешип маңған. Апторлар топлиған санлиқ мәлуматлар техиму ашкара һалда уйғур болушниң өзи хитай үчүн “нишан” болидиғанлиқини, җүмлидин долқун әйса яки рабийә қадирға охшаш кишиләрдин башқа көп қисим “нишанлар”ниң дәл мушу сәвәбтин түрлүк зиянкәшликкә учраватқанлиқини намайән қилған.
Мақалә апторлиридин профессор едвард лемон бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида дуняға “йеңидин баш көтүргән сиясий вә иқтисадий күч” дәп тонуливатқан хитай дөлитиниң бу хил чегра һалқиған зулумлири маһийәттә уларниң “қудрәт тапқанлиқи”ниң ипадиси әмәсликини алаһидә тәкитләйду: “мениңчә, бу қудрәт тапқанлиқниң бәлгиси әмәс. Мақалимиздә биз йәттә миңдин артуқ делодин тәркиб тапқан санлиқ мәлуматлар амбиридин мисал алған һалда хитайниң чәт әлләрдики уйғурларни нишан қилған зиянкәшликиниң 1997-йилидин тартип 44 дөләткә кеңәйгәнликини, бу һалниң 2014-йилидин кейин тездин ашқанлиқини баян қилдуқ. Дәрвәқә хитай һөкүмити ‛терорлуққа қарши хәлқ уруши‚, ‛қаттиқ зәрбә бериш‚ дегәндәк һәркәтләр арқилиқ шинҗаңда зор көләмлик бастурушни әмәлгә ашурди. Шуниң билән биргә 2014-йилидин башлап бу хил бастуруш тездин чегра сиртиға кеңийип 6870 қетимға йәткәнлики мәлум болди. Хитайниң дунядики тәсири ашқансери улар пакистан, мисирға охшаш дөләтләрни вастә қилип туруп уйғурларни чәтәлләрдин қайтуруп кәлди. Шүбһисизки, буниңда хитай билән бу мәмликәтләр һәмкарлишип мас қәдәмдә иш көрди. Шуңа бу тәрәққиятлар әмәлийәттә хитайниң қудрәт тепишидин келип чиққан зулумниң бир қисми һесаблиниду.”
Апторларниң қаришичә, әсли дөлитидин көчүп кәткәнләрни из қоғлап зәрбә бериш русийә, хитай, түркийә, иран, сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләр даим қоллинидиған усуллардин бири болуп, буниңда улар һәрқачан көчмән болуп башқа мәмликәтләргә чиқип кәткәнләрни өз һакимийити үчүн хәвп, дәп қарайду. Болупму бу хилдики көчмән җамаәтниң чәт әл туприқида “сүргүн һөкүмәт” шәклидә һакимийәт тәшкиллиши һакиммутләқ һакимийәтләр әң халимайдиған мәнзириләрдин бири болуп, уларниң “көчүп чиққандин кейин сада чиқириши” буниңдики бир муһим сәвәб болуп қалған. Хитайниң бу җәһәттә башқилардин түп пәрқи мәлум бир етник түркүмгә мәнсуп болған кишиләргә зиянкәшлик қилишта әкс әткән. Бу җәһәттә уйғурлар һәрвақит баш нишан болған.
1996-Йили ташқий дуняға мәлум болған “7-номурлуқ һөҗҗәт”тә ениқ қилип “барлиқ вастиларни ишқа селип чәт әлләрдики уйғур бөлгүнчи күчләрниң хәлқарада диққәт қозғишиниң алдини елиш” тоғрисида көрсәтмә берилгән. Буниңға мунасивәтлик әң дәсләпки мисаллар 1997-йилила көзгә челиққан болсиму, 2014-йилидин буян бу хил чегра һалқиған зиянкәшлик 20-30 һәссиләп ашқан. Хитай һөкүмити бу җәһәттә типик һалда хәлқара сақчи тәшкилати (Interpol) вә “демократийә мәвҗут болмиған район характерлик иттипақ” түсидики “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” арқилиқ өз мәқсидигә йетишкә урунуп кәлгән.
Хитайниң немә үчүн бу хил зиянкәшлик билән мәшғул болидиғанлиқи һәққидә сөз болғанда профессор едвард буниңда көп қирлиқ амилларниң мәвҗутлуқини тәкитләйду: “мениңчә, бу ишларниң һәммиси хитай һөкүмити иҗра қиливатқан башқа саһәләрдики чегра һалқиған зулумлар билән бирликтә уйғурларға қарита иҗра қиливатқан қирғинчилиқниң бир қисми һесаблиниду. Улар мушу арқилиқ уйғурларға ‛силәргә һечқандақ бихәтәр җай мәвҗут әмәс. Силәр бу дөләттин чиқип кәткән һаләттиму биз силәрни нишан қилалаймиз‚ дегән учурни йоллаватиду. Дәрвәқә, бу ишлар һазир ташқий дуняға кеңийип биз шинҗаңда көрүватқан қирғинчилиқниң бир қисмиға айлинип болди. Шуңа мениң пикримни сорисиңиз, хитай һазир дәл мушундақ қуввәткә вә алақә ториға игә болғачқа бу ишларни қиливатиду. Чүнки улар уйғурларни бир мустәқил мәдәнийәт саһиби қатарида үнүмлүк һалда йоқ қилишни көзләватиду. Мундақчә ейтқанда бу һазирму давам қиливатқан қирғинчилиқниң бир қисми болуватиду.”
Апторларниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң бу хилдики чегра һалқиған зиянкәшлик қилмишлири әмәлийәттә улар чиң сулалиси дәвридин буян изчил давам қилип кәлгән “шинҗаңни хитайниң аҗралмас тәркиви қисмиға айландуруш” тәдбириниң заманимизда давам етишидики бир муһим капаләт һесаблиниду. Чүнки уйғур диярини һәқиқи йосунда хитайниң “ичкий мустәмликә райони”ға айландуруштики бу урунуш хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин буян “хитай нопусини көпләп олтурақлаштуруш арқилиқ мустәмликини әмәлгә ашуруш” механизими бойичә әмәлгә ашуруливатқан болғачқа,л бу хил “узун қол”ниң “утуқлири” бивастә һалда хитай көчмәнлиригә бу йеңи маканда бихәтәрликниң капаләткә игә икәнликини әскәртиду.
Бу программиниң давамиға қизиқсаңлар, диққитиңлар кейинки аңлитишимизда болсун.