Долқун әйса: “явропа парламентидики ‛уйғур достлуқ гурупписи‚ қайта тәшкиллинип, хизмәт башлиди”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.06.08
Долқун әйса: “явропа парламентидики ‛уйғур достлуқ гурупписи‚ қайта тәшкиллинип, хизмәт башлиди” “уйғур достлуқ гурупписи” ниң явропа иттипақида елип барған паалийити җәрянида д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди явропа парламентиниң муавин рәиси һейди хавтала(Heidi Hautalaа) ханим билән көрүшти. 2022-Йили 7-июн, фирансийә.
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийи уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидики қарар лайиһәсини явропа парламентида мақуллуқтин өткүзүш үчүн, “уйғур достлуқ гурупписи” ни қайтидин һәрикәткә кәлтүргән, шундақла бундин кейин елип берилидиған паалийәтләр һәққидә тәпсилий пилан түзгән. Икки күндин буян явропа иттипақиниң страсбургдики парламент бинасида паалийәт елип бериватқан д у қ рәиси долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә бизни мәлумат билән тәминлиди.

Долқун әйса әпәнди бу зиярәтниң мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “биз үч күнлүк зиярәт үчүн явропа иттипақиниң фирансийәниң шәрқидики страсбург шәһиригә җайлашқан парламент бинасиға кәлдуқ. Бизниң бу йәрдики зияритимизниң асаслиқ мәқсити ‛уйғур достлуқ гурупписи‚ ни қайтидин һәрикәткә кәлтүрүш, бу гуруппа 2017-йили 11-айда явропа парламентида қурулған иди. 2019-Йилидики сайламда бурунқи парламент әзалириниң көпи алмашти. Бәзилири пенсийәгә чиқти, бәзилири сайлиналмиди. Шуңа явропа парламентидики ‛уйғур достлуқ гурупписи‚ ни қайтидин тәшкиллишимиз керәк иди. Өткән 2-3 йил ичидә явропа парламентиниң бәзи әзалири билән тор арқилиқ йиғин ачтуқ. Улар уйғурларниң еғир вәзийитини явропа парламентида оттуриға қойди. Зиярәтчи қобул қилмиғачқа парламент әзалири билән йүзтуранә көрүшүш мумкин болмиған иди. Бу йил 2-айдин башлап явропа парламенти чәклик дәриҗидә ечиветилди. Бундин бир ай бурун пүтүнләй ечиветилгәндин кейин парламент әзаси рафаел глүкксман әпәнди явропа парламентидики һәр қайси сиясий партийәләр билән учришип, ‛уйғур достлуқ гурупписи‚ ни қайта қуруп чиқти.”

“уйғур достлуқ гурупписи” ниң явропа иттипақида елип барған паалийити җәрянида орунлаштурулған уйғур мәсилисини музакирә қилиш йиғиниға тонулған тәтқиқатчи адриан зенз(оңдин 6-киши) әпәндиму қатнашти. 2022-Йили 7-июн, фирансийә.
“уйғур достлуқ гурупписи” ниң явропа иттипақида елип барған паалийити җәрянида орунлаштурулған уйғур мәсилисини музакирә қилиш йиғиниға тонулған тәтқиқатчи адриан зенз(оңдин 6-киши) әпәндиму қатнашти. 2022-Йили 7-июн, фирансийә.
RFA/Erkin Tarim

Долқун әйса әпәнди “уйғур достлуқ гурупписи” ниң явропа иттипақиниң страсбургдики парламент бинасида тунҗи йиғинини ечип, нөвәттики муһим мәсилиләр тоғрисида музакирә елип барғанлиқини билдүрди. У, мундақ деди: “явропа парламенти ‛уйғур достлуқ гурупписи‚ ниң тунҗи йиғини 7-июн күни өткүзүлди. Бу йиғинда тонулған тәтқиқатчи адриан зенз әпәндиниң мәхсус доклат бәрди. Йиғинда йәнә уйғурларниң дости, франсийәлик парламент әзаси рафаел глүкксман билән шиветсийәлик парламент әзаси давид лега әпәндиләр қош рәислик вәзиписини өз үстигә алди. Германийәлик парламент әзаси әнгин әрооғлу әпәнди муавин рәислик вәзиписини өз үстигә алди. Шуниң билән явропа парламентидики ‛уйғур достлуқ гурупписи‚ қайтидин тәшкиллинип хизмәт башлиди.”

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди явропа парламентиға елип берилған бу қетимқи зиярәттә парламент әзалири билән айрим-айрим көрүшүп, бундин кейин елип баридиған паалийәтләр һәққидә пилан түзүватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “биз явропа парламентидики ‛уйғур достлуқ гурупписи‚ ға әза парламент әзалири билән айрим-айрим учришип, бундин кейин елип бармақчи болған паалийәтлиримиз һәққидә пилан түзүватимиз. 9-Июн күни уйғур ирқий қирғинчилиқи явропа парламентида авазға қоюлиду. Буниң үчүн биз бир күн бурун явропа иттипақи парламент әзалири билән учришип техиму көп кишиниң бу қарар лайиһәсини қобул қилиши үчүн бәзи һәрикәтләрни елип бериватимиз. Бу қарар лайиһәсигә қарита күчлүк қоллаш бар. Болупму ‛шинҗаң сақчи архиплири‚ ашкариланғандин кейин, кишиләрниң диққити йәнә бир қетим уйғур мәсилисигә бурулди. Шуңа явропа парламентида 9-июн күни мақуллуқтин өткүси бу қарар лаһийәсиниң күчлүк қарар болидиғанлиқини үмид қиливатимиз.”

Явропа парламентида 9‏-июн авазға қоюлидиған қарар лайиһәсидә “уйғур сот коллегийәси” вә башқа ишәнчлик, мустәқил тәкшүрүш органлири һәм тәтқиқат орунлириниң доклатлири мисал кәлтүрүлүп, муһакимигә қоюлидиғанлиқи мәлум. юқириқи орунларниң қарар вә доклатлирида хитайниң уйғур дияридики юқири бесимлиқ бастуруш сияситини “инсанийәткә қарши җинайәт” вә “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекиткән болғачқа, явропа иттипақиниң бу қетимлиқ уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидики қарар лайиһәсиниң көп аваз билән мақуллуқтин өтидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.