Д у қ пүтүн дунядики уйғурларни “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 13 йиллиқини хатириләшкә чақирди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.06.27
Йүзләрчә уйғурлар җәнвәдики б д т бинаси алдида намайиш елип барди Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелетниң уйғурлар тоғрилиқ өткән йили һазирланған доклатни алдин елан қиливетишни вә уйғурларниң ирадиси, тәләп-истәклирини ипадиләп, б д т бинаси алдида өткүзгән хәлқаралиқ намайишта д у қ рәиси долқун әйса сөзлимәктә. 2022-Йили 13-май, җәнвә.
RFA/Ekrem

2009-Йил 7-айниң 5-күни хитай һөкүмити тинчлиқ йол билән адаләт тәләп қилип чиққан уйғур намайишчилирини бастуруп, арқидин қанлиқ қирғинчилиқ йүргүзгән паҗиәлик күн болуп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситиниңму бурулуш нуқтиси һесаблиниду. Д у қ 26-июн күни чақирған “3-нөвәтлик вәкилләр тор йиғини” да пүтүн дунядики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлирини вә барлиқ уйғурларни “-5июл үрүмчи қирғинчилиқи” дә зиянкәшликкә учриғучиларни хатириләш, тарихни әсләш, хитайниң җинайитини давамлиқ паш қилиш арқилиқ, адаләт вә һәққанийәт үчүн күрәш қилиш ирадисини намаян қилишқа чақирди.

Бу һәқтә телефон зияритимизни қобул қилған д у қ рәиси долқун әйса әпәнди алди билән д у қ ниң 2 айда бир қетим чақирип келиватқан вәкилләр вә кандидат вәкилләр йиғини тоғрисида мәлумат берип, мәзкур йиғинда 2 ай ичидә дуняда йүз бәргән муһим паалийәтләр һәққидә қисқичә доклат берилгәндин сирт нуқтилиқ һалда “-5июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 13 йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәр қайси җайлирида елип берилидиған паалийәтләр тоғрисида музакирә елип берилғанлиқини оттуриға қойди.

Д у қ ниң тәшкилий ишларға мәсул муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу йилқи “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни хатириләш паалийитиниң асасий темисиниң “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” болидиғанлиқини, бу һәқтә муһаҗирәттики уйғурларға 8 тәләпни оттуриға қойғанлиқини әскәртип мундақ деди: “биз 5-июл үрүмчи қирғинчилиқини хатириләш һәққидә муһаҗирәттики уйғурларға 8 тәләпни оттуриға қойдуқ. Биринчи, ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ни син көрүнүшкә тартип тәйярлап тарқаттуқ. Һәрқайси тәшкилатларниң паалийәтләрдә буни ишлитишини илтимас қилдуқ. Иккинчи, бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән явропа парламентигә тапшуруп бериш үчүн бир парчә хәт тәйярланди, буни йоллап бәрмәкчи. Үчинчи, һәр қайси дөләтләрдә паалийәт елип бериватқан тәшкилатларни хитайниң ирқий қирғинчилиқи һәққидә хәт тәйярлап өзи турушлуқ дөләтләрниң һөкүмәт, парламентлири вә аммиви тәшкилатлириға тапшуруп беришини тәләп қилдуқ. Төтинчи, 5-июл күни өзлири туруватқан дөләтләрдики аммиви тәшкилатлар билән бирликтә кәң-көләмдә наразилиқ намайиши өткүзүшини тәләп қилдуқ. Бәшинчи, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларни 7-айниң 5-күнидин7-күнигичә өйлириниң деризисигә, машинилириға ай юлтузлуқ көк байрақни есиш арқилиқ хитайға болған наразилиқини ипадиләшкә чақирдуқ. Алтинчи, үрүмчи қирғинчилиқида шеһит болған қериндашлиримизға тәзийә билдүрүш үчүн5-июл күнидин башлап бир һәптигичә көңүл ечиш паалийити, той-төкүн қилмаслиққа чақирдуқ. Йәттинчи, муһаҗирәттики уйғурларниң үрүмчи қирғинчилиқида шеһит болғанларға атап нәзир беришини тәләп қилдуқ. Сәккизинчи, муһаҗирәттики уйғурларниң 5-июл күни компютерлириниң екранини қара қилишини тәләп қилдуқ”.

Д у қ 13 йилдин буян һәр йили “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни әйибләп баянат елан қилғандин сирт, һәр хил паалийәтләр арқилиқ хатириләп кәлмәктә. Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди мәзкур қирғинчилиқниң коммунист хитай һөкүмитиниң тарихий җинайәтлиридин бири икәнликини, вә уйғурларниң бүгүнки күндиму ирқий қирғинчилиқниң қурбани болуватқанлиқини, шуңа “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни хатириләшниң әһмийитиниң зор икәнликини әскәртти.

Белгийә уйғур җәмийити рәиси абдуллам әпәнди бу қетим явропа парламенти турушлуқ бирюссел шәһириниң мәркизидә кәң-көләмлик намайиш өткүзүлидиғанлиқини, тәйярлиқ хизмәтлириниң тамамланғанлиқини баян қилди.

“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” 2009-йилидин тартип дуня уйғур қурултийиға әза тәшкилатлар турушлуқ дөләтләрдә изчил һалда хатирилинип келиватқан болуп, һәр йили дегүдәк бу вәқә тоғрисида баянат елан қилинип, намайишлар елип берилғандин сирт һазирланған тәшвиқат варақчилири тарқитилған вә кишиләрниң соаллириға җаваб берилгән. Бу йилму шундақ тәшвиқат васитилири қоллинилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.