Дуня уйғур қурултийиниң 20 йиллиқ хатирисидә униң өтмүши вә бүгүни муһакимә қилинди
2024.05.10

Германийәниң мюнхен шәһиридә дуня уйғур қурултийи қурулғанлиқиниң 20 йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән паалийәтниң үчинчи күни, йәни 5-май “дуня уйғур қурултийиниң өтмүши вә бүгүни” намлиқ мәхсус муһакимә болуп өтти. Муһакимидә дуня уйғур қурултийиниң 2004-йили уйғурлар зор еғир вәзийәткә дучар болған бир пәйттә қурулғанлиқи, шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқаралишишиға зор төһпә қошқанлиқини, келәчикиниң парлақ икәнлики тәкитләнди.
Бу муһакимә йиғиниға канада “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти, уйғур тәтқиқат мәркизи мудири абдулһаким идрис, дуня уйғур қурултийиниң әзаси дилнур қасимова, дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулһәмид вә илһам тохтини қоллаш гурупписиниң башлиқи әнвәрҗан қатарлиқлар иштирак қилди.
Мәзкур муһакимигә риясәтчилик қилған д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу қетимлиқ муһакиминиң орунлаштурулуши һәққидә қисқичә мәлумат бәрди. Андин йиғин иштиракчилири дуня уйғур қурултийиниң қурулуши, тәрәққий қилиш җәряни вә бүгүнки әһвали тоғрисидики көз қарашлирини охшаш болмиған нуқтидин баян қилди. Җүмлидин “дуня уйғур қурултийиниң қолға кәлтүргән муһим утуқлири”, “дуня уйғур қурултийиниң келәчики” қатарлиқ темилар бойичә пикир баян қилип өтти.
Мәмәт тохти әпәнди дуня уйғур қурултийиниң қурулуш дәвридики вәзийәт тоғрисида тохтилип мундақ деди: “11-сентәбир вәқәсидин кейин хитай һөкүмити бурунқиниң әксичә өзини хәлқара терроризмниң қурбани дәп елан қилип, чәт әлләрдики вә шәрқий түркистандики уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини хәлқара терроризмниң бир қисми дәп көрситиш долқуни башлатти. Шуниң билән уйғур тәшкилатлиридин төтни, уйғур паалийәтчиләрдин он нәпәр кишини хәлқара террорчи тизимликигә киргүзүп, уйғурларниң һәққаний күришини террорлуққа четип туруп йоқ қилишқа урунди. Дуня уйғур қурултийи дәл мана мушундақ вәзийәттә қурулди” .
Мәмәт тохти әпәнди дуня уйғур қурултийиниң 20 йилдин буян қолға кәлтүргән әң муһим утуқлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мана мушундақ вәзийәттә, дуня уйғур қурултийи шәрқий түркистан дәвасини хәлқараға тонутти, йәни уйғурларниң бир вәтининиң болғанлиқини, исминиң шәрқий түркистан икәнликини, шәрқий түркистанниң хитай тәрипидин бесивелинған вә мунқәрз қилинған земин икәнликини, вә уйғурларниң һәққаний дәвасиниң өз вәтинидә әркин, башқа милләтләргә охшаш өз-өзигә хоҗа вә мустәқил яшаш арзуси барлиқини дуняға билдүрди. Мана һазир ғәрб дөләтлиридә, нурғун дөләтләр уйғурларниң дәвасиниң барлиқини билиду, бәзи дөләтләр бу мәсилини дөләт сияситиниң бир қисмиға айландурди. ”
Мәмәт тохти әпәнди сөзини мундақ ахирлаштурди: “уйғур дәваси мушу сәвийәгә кәлгән болса, ирқий қирғинчилиқни бүгүн ондин артуқ парламент етирап қилған болса, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, явропа парламенти һәм бәзи дөләтләрдики парламент, һөкүмәт йиғинлирида уйғурлар мәсилиси тилға елиниватқан болса, мана буларни дуня уйғур қурултийиниң дипломатийә җәһәттин қолға кәлтүргән утуқлиридин бири дейишкә болиду” .
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси сәмәт абла әпәнди, “дуня уйғур қурултийиниң келәчики” тоғрисида сөзлиди.
, дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулһәмид 7-нөвәтлик вәкилләр қурултийидин кейинла истанбулда дуня уйғур қурултийи вәхписиниң қурулғанлиқини, буни қуруштики мәқсәтниң д у қ ни хәлқ билән йеқинлаштуруш икәнликини, бу җәһәттә зор утуқларни қолға кәлтүргәнликини илгири сүрди.
Йиғин қатнашчилириниң һәммиси бирдәк, дуня уйғур қурултийиниң зор утуқларни қолға кәлтүргәнликини, уни күчләндүрүшниң зөрүрийәт вә мәҗбурийәт икәнликини, шуңа уйғур хәлқиниң дуня уйғур қурултийини баштин ахир қоллиши керәкликини тәкитләшти.