“шәрқий түркистанниң мустәмликә қилинишиға хәлқара қанунлар асасида қарап чиқиш” темисида йиғин ечилди
2024.05.04
Дуня уйғур қурултийи (д у қ) дуняға кәлгәнликиниң 20 йиллиқини хатириләш паалийәтлириниң бир муһим мәзмуни сүпитидә 4- май күни “шәрқий түркистанниң мустәмликә қилинишиға хәлқара қанунлар асасида қарап чиқиш” темисида мәхсус доклат бериш йиғини уюштурулди.
Бу доклат һәмдә униңға алақидар мәсилиләр тоғрисида алди билән д у қ иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәнди йиғин әһлигә қисқичә чүшәнчә бәрди. Униң баян қилишичә, хитай һөкүмити уйғурларниң земинини 1949- йили ишғал қилғандин буян һазирғичә уйғурларни йоқитишни мәқсәт қилған түрлүк сиясәтләрни йүргүзүп кәлгән; шуңа уйғурлар мәсилиси пәқәтла бир кишилик һоқуқ мәсилисила болмастин, йәнә өз нөвитидә бир бир миллий мәсилә һесаблиниду. У мушу әһвалларни әскәртип “буни хәлқара җамаәткә техиму яхши тонутуш һәмдә һәрқайси дөләтләрни қайил қилиш мәқситидә уйғурлар <шәрқий түркистан> дәп атайдиған бу земинниң һазирқи вәзийитигә, җүмлидин хитай һөкүмитиниң бу йәрдики мәвҗутлуқиға хәлқара қанунлар асасида баһа бериши үчүн мушундақ бир тәтқиқат түрини башлидуқ” деди. Шундақла бу һәқтики әһваллар тоғрисида техиму тәпсили мәлумат беришкә майкол ван валт әпәндини мунбәргә тәклип қилди.

Майкил ван валт (Michael van Walt) әпәнди көпкә тонулған хәлқара кишилик һоқуқ адовкати вә тәтқиқатчи болуп, сәпдашлири билән бу тәтқиқат түрини үстигә алған үч йилдин буян изчил бу мәсилини тәтқиқ қилип кәлгән. У сөзидә бу һәқтә алаһидә тохтилип “бу җәрянда уйғур елиниң өткән 2000 йилдин буян кимләр тәрипидин идарә қилинғанлиқиға қарап чиқтуқ. Шундақла ялғуз уйғур ели әмәс, бәлки хитайлар яшаватқан вә бүгүн <хитай хәлқ җумһурийити> дәп билинидиған бу земинни кимләрниң идарә қилғанлиқидәк тарихий пакитларғиму қарап чиқтуқ. Мана мушу йосунда мустәмликичилик уқуми вә униң тарихтики өрнәклиригә қарап чиқиш һәмдә хәлқаралиқ қанунларни тәдбиқлаш асасида шәрқий түркистан земининиң һазирқи һалитигә баһа бәрдуқ” деди.

Майкил ван валт сөзидә тарихтики “хитай” уқуми вә “хитай”дин ибарәт бу сөзгә милләт, територийә вә һөкүмәт нуқтисидин изаһат бирип, уни тәпсилий чүшәндүрди. Шуниңдин кейин бу һәқтики бәзи хуласә характерлик баянларни оқуп өтти. Шу қатарда өзлири йәкүнләп чиққан “шәрқий түркистан земини қәдимдин тартип хитайниң бир қисми яки хитай дөлитиниң бир қисми, дәйдиған пикир пүтүнләй хата; тарихтин бери изчил давамлишип кәлгән вә бүгүнки хитай хәлқ җумһурийитигә тутишидиған бир хитай <хән> дөлити болуп бақмиған; чиң империйиси хитай дөлити әмәс; 1912-йили хитай җумһурийити қурулғанға қәдәр болған икки йерим әсирдә хитай дөлити болуп бақмиған; пәрәз қилинғанниң әксичә, хитай хәлқ җумһурийити охшаш бир земинни пәрқлиқ исим билән игәллигән вә уни давамлаштурған әмәс” дегәнләрни айрим – айрим нуқтилар бойичә шәрһләп чиқти.

У бу җәһәттики тәтқиқатларниң бундин кейинму давамлишидиғанлиқини әскәртип, “бизниң қолимизда уйғурлар вә шәрқий түркистандики қазақ қатарлиқ башқа милләтләрни мустәмликичиликниң қурбанлири, дәп қарашқа йетәрлик испатлар бар” деди.
Йиғин ахирида у һәр саһә кишилириниң бу тема һәққидики соаллириға җаваб бәрди. Униң доклати һәмдә униңда оттуриға қоюлған хуласә баянлири, шуниңдәк бу һәқтики изаһ характерлик баянлар йиғин әһлиниң күчлүк диққитини қозғиди.

Майкил ван валт әпәнди бүгүн йәнә радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилип, бу һәқтики бир қисим соаллиримизға җаваб бәрди. Биз кейинки программилиримизда бу һәқтә давамлиқ мәлумат беримиз.