Долқун әйса: “аргентина парламенти билән һөкүмитини уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүшкә чақирдуқ”

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.05.30
dolqun-eysa-argentina_01 Долқун әйса башчилиқидики дуня уйғур қурултийи һәйити аргентинадики җумһурийәтлик ислам мәркизини зиярәт қилған вақиттики хатирә сүрәт. 2023-Йили 29-май, буенос әйрес, аргентина
twitter/@UyghurCongress

Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса аргентина ташқи ишлар министирлиқиниң мунасивәтлик мәсул хадимлири билән көрүшүп, уларни уйғур қирғинчилиқиға қарши хәлқаралиқ бирликсәптин орун елишқа чақирған. Долқун әйса бу сөзләрни 29-май күни ейтқан.

Бу һәқтә долқун әйса билән биргә аргентинаға кәлгән д у қ баянатчиси зумрәтай әркин ханим зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “қурултай һәйити аргентина ташқи ишлар министирлиқини зиярәт қилип, ташқи ишлар министирлиқиниң мунасивәтлик мәсул хадимлири билән көрүшүп сөһбәт елип бардуқ. Долқун әйса әпәнди учришишта қилған сөзидә ирқий қирғинчилиққа дучар болуватқан уйғурларниң нөвәттики вәзийитиниң 2-дуня уруши мәзгилидики йәһудийлар дучар болған ечинишлиқ трагедийә билән охшишип кетидиғанлиқини, өз вақтида ‛әмди әсла тәкрарланмайду‚ дейилгән натсистлар лагерлириниң вә ирқий қирғинчилиқниң шәрқий түркистанда қайта тәкрарлинишиниң инсанийәт дуняси үчүн еғир бир ар-номус икәнликини, уйғур ирқий қирғинчилиқини тосуп қелишниң хәлқара җамаәтчиликниң инсаний бурчи икәнликини тәкитләп өтти. У, аргентина һөкүмитиниңму өзиниң хәлқаралиқ мәҗбурийәтлирини ада қилип, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан вәһшийликлиригә қарши өзиниң мәйданини очуқ билдүрүшини һәм уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши шәкилләнгән хәлқаралиқ бирлик сәптин орун елишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди”.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса, қурултай иҗраийә комитетиниң рәиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат, қурултайниң баянатчиси вә қурултай аяллар комитетиниң мудири зумрәтай әркинләрдин тәркиб тапқан қурултай һәйити 23-май күни башлиған биразилийә зияритини  мувәппәқийәтлик ахирлаштуруп, 27-май күни аргентинаға йетип кәлгәниди. Улар 29-май күни аргентина ташқи ишлар министирлиқида учришиш вә сөһбәтләрдә болған.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, өзлирини аргентина ташқи ишлар министирлиқидин йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида уйғурларни қоллишини тәләп қилғанлиқини билдүрди.

Долқун әйса башчилиқидики дуня уйғур қурултийи һәйити аргентинадики җумһурийәтлик ислам мәркизини зиярәт қилип, мәзкур мәркәзниң рәиси фабиан анкаһ (Fabian Ankah) вә баш катипи һасан әл бача (Hasan El Bacha)  билән сөһбәттә. 2023-Йили 29-май, буенос әйрес, аргентина
Долқун әйса башчилиқидики дуня уйғур қурултийи һәйити аргентинадики җумһурийәтлик ислам мәркизини зиярәт қилип, мәзкур мәркәзниң рәиси фабиан анкаһ (Fabian Ankah) вә баш катипи һасан әл бача (Hasan El Bacha) билән сөһбәттә. 2023-Йили 29-май, буенос әйрес, аргентина
twitter/@UyghurCongress

 Мәзкур өмәк арқидин аргентина пайтәхти буенос әйреста аргентинадики бир милйондин артуқ мусулманға вәкиллик қиливатқан җумһурийәтлик ислам мәркизини зиярәт қилип, мәзкур мәркәзниң рәиси фабиан анкаһ (Fabian Ankah) вә баш катипи һасан әл бача (Hasan El Bacha)  қатарлиқлар билән учрашқан. Д у қ рәиси долқун әйсаниң билдүрүшичә, улар учришишта уларға мустәбит хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанда уйғурларни асас қилған мусулман түркий хәлқләргә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлири һәққидә тәпсилий мәлумат бериш билән биргә, дуня уйғур қурултийи билән аргентина җумһурийәтлик ислам мәркизи оттурисида буниңдин кейин елип берилидиған һәмкарлиқлар һәққидә тәпсилий музакирә елип берилған.

Долқун әйса әпәнди аргентина җумһурийәтлик ислам мәркизиниң мәсуллириниң инкаси тоғрисида мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “аргентина җумһурийәтлик ислам мәркизиниң рәһбәрлири учришишимизда қилған сөзлиридә өзлириниң һәр вақит ирқий қирғинчилиққа дучар болуватқан шәрқий түркистанлиқ мусулман қериндашлири билән бир сәптә туридиғанлиқини вә дуня уйғур қурултийи билән уйғур кишилик һоқуқ қурулуши намида 2022-йили 8-айниң 17-күни аргентина җаза мәһкимисигә сунулған әрзнаминиң мувәппәқийити үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрүшти”.

Долқун әйса әпәнди: “мәзкур учришишта сиз немиләрни дедиңиз? ” дегән соалимизға у, мундақ җаваб бәрди: “мән сөзүмдә ирқий қирғинчилиққа дучар болуватқан уйғурларниң “нөвәттики вәзийитиниң 2-дуня уруши мәзгилидики йәһудийлар дучар болған ечинишлиқ трагедийә билән охшишип кетидиғанлиқини, 2-дуня уруши мәзгилидә йәни бундин 77 йил бурун ‛әмди әсла тәкрарланмайду‚ дейилгән натсистлар лагерлириниң вә ирқий қирғинчилиқниң шәрқий түркистанда қайта тәкрарлинишиниң инсанийәт дуняси үчүн еғир ар-номус икәнликини, уйғур ирқий қирғинчилиқини тосуп қелишниң хәлқара җамаәтчиликниң инсаний бурчи икәнликини тәкитләп өттүм” .

Долқун әйса башчилиқидики дуня уйғур қурултийи һәйити аргентинада тәсири интайин күчлүк болған сабиқ парламент әзаси норма морандини (Norma Morandini)  ханимни өйидә зиярәт қилди. 2023-Йили 29-май, буенос әйрес, аргентина
Долқун әйса башчилиқидики дуня уйғур қурултийи һәйити аргентинада тәсири интайин күчлүк болған сабиқ парламент әзаси норма морандини (Norma Morandini) ханимни өйидә зиярәт қилди. 2023-Йили 29-май, буенос әйрес, аргентина
twitter/@UyghurCongress

Долқун әйса башчилиқидики қурултай һәйити арқидин аргентинада тәсири интайин күчлүк болған сабиқ парламент әзаси норма морандини (Norma Morandini)  ханимни өйидә зиярәт қилип, униңға уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә тәпсилий мәлумат вә чүшәнчә бериш билән биргә, униңдин уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши һәрикәткә өтүш һәққидә аргентина парламенти вә һөкүмитигә хизмәт ишлишини тәләп қилған.

 Долқун әйса әпәндиниң ейтишичә қурултай һәйити йәнә буенос әйрес шәһиридә аргентинадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә аммиви тәшкилатларниң мәсуллири, шундақла мусулман, христиан, йәһудий җамаәтлиригә мәнсуп диний гуруппиларниң вәкиллири биләнму кәң көләмлик учришиш елип берип, уларға мустәбит хитай һакимийитиниң уйғурларни асас қилған йәрлик хәлқләргә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлири һәққидә тәпсилий мәлумат бәргән.

Долқун әйса әпәнди дуня уйғур қурултийиниң аргентинадики адвокатлири габриәл кавалло (Gabriel Cavallo) вә җуан ниәтолар биләнму көрүшүп сот тоғрисида музакирә елип барғанлиқини билдүрди. У, мундақ деди: “дуня уйғур қурултийи билән уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң шәрқий түркистан хәлқигә қарита ирқий қирғинчилиқ вә инсанлиққа қарши җинайәт йүргүзүватқан хитай һакимийити вә бу хил қирғинчилиққа биваситә қоманданлиқ қиливатқан ши җинпиң башчилиқидики хитай әмәлдарлири үстидин 2022-йили 8-айниң 17-күни аргентина сотиға сунған әрзиниң һазирқи йүзлиниши вә бундин кейинки басқучларда бесилидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип бардуқ. Биз адвокатларға хитайниң җинайи қилмишлири һәққидә қошумчә мәлуматлар сундуқ. Һәммимизгә мәлум болғинидәк, дуня уйғур қурултийи тәрипидин өткән йили 8-айда аргентина федератсийә сотчилар һәйитигә сунған әрзи уйғурларниң хитайниң җинайәт испатлирини дөләт сотлириға рәсмий сунуши, шундақла тунҗи қетим хитай зораванлириниң қәбиһ җинайәтлиридин һесаб сораш йолидики муһим қәдәм һесаблиниду” .

Долқун әйса әпәндиниң ейтишичә, дуня уйғур қурултийи һәйитиниң 23-май күнидин етибарән латин америкаси дөләтлиригә қарита башлиған зияритигә америка вә германийәниң латин америкаси дөләтлиридики әлчиханилири йеқиндин маслишип, қурултай һәйитиниң бихәтәрликигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқаникән. 26-Май күни, қурултай һәйити биразилийәниң сан павло шәһиридә зиярәттә болуватқанда, американиң сао пауло баш консули җон аустин (Jon Austin) вә германийәниң консулхана мәсуллири билән көрүшүп, уларға қурултай һәйитиниң бу қетимқи латин америкаси дөләтлиригә елип бериватқан зияритиниң мәқсити һәққидә тәпсилий мәлумат бәргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.