Хитайниң б д т ға әза дөләтләрни дуня уйғур қурултийи билән көрүшмәсликкә чақириши тәнқидкә учриди
2019.08.27

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң 42-нөвәтлик омумий йиғини ечилишқа санақлиқ күнләр қалған бир пәйттә хитай һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдики мәркизидә турушлуқ даимий әлчилики һәрқайси әза дөләтләрниң һәм шундақла хәлқаралиқ органларниң җәнвәдә турушлуқ әлчиликлиригә мәхсус дуня уйғур қурултийи һәққидә бир рәсмий мәктуп йоллиған.
Хитай даирилири, мәзкур мәктупта дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндини хитайға қарши нами чиққан бир “бөлгүнчи” шундақла “бир қанчә җинайи вәқәләргә вә зораванлиқ вәқәлиригә четилған бир террорчи” дәп илгири сүрүш билән биргә, дуня уйғур қурултийиниңму уйғур аптоном районини хитайдин айрип чиқишни мәқсәт қилған бөлгүнчи тәшкилат икәнликини әскәрткән. Мәктупта һәтта дуня уйғур қурултийи б д т хәвпсизлик кеңиши тәрипидин террорчи орган дәп тизимланған “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатиниң “сиясий тармиқи” икәнлики тәрғиб қилинған.
27-Авғуст күни, дуня уйғур қурултийи җиддий баянат берип, хитай һөкүмитиниң җәнвәдә турушлуқ әлчилики тәрипидин қурултайға вә униң рәиси долқун әйса әпәндигә қилинған юқиридики әйибләшләрни қаттиқ тәнқид қилди. Дуня уйғур қурултийи баянатида “хитай һөкүмитиниң баянлири пүтүнләй асассиз, дәп рәт қилиш билән биргә, 2018-йили хәлқаралиқ сақчи оргини интерполниң долқун әйсаға қоюлған қизил бәлгисиниң бикар қилинишиниң буниң әң яхши мисали болуш билән биргә, хитай һөкүмитиниң бундақ органларни өктичи пикирләрни җимиқтуруш үчүн суйиистемал қиливатқанлиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди бүгүн радийомизниң зияритини қобул қилип, хитайниң дуня уйғур қурултийи вә өзигә қаритилған бундақ һуҗумлириниң бир йеңилиқ болмаслиқ билән биргә, буниң хитайниң җәнвәдики йиғин алдида қаттиқ сарасимигә чүшкәнликини ипадиләп беридиғанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити җәнвәдики һәрқайси дөләтләр әлчиликлиригә язған юқиридики бу мәктупида йәнә, б д т' ға әза дөләтләрни, һәрқандақ бир сорунда долқун әйса әпәнди вә дуня уйғур қурултийиниң башқа һәрқандақ әзалири билән алақә қилмаслиққа, уларниң учришиш тәләплирини рәт қилишқа чақирған.
Һалбуки, хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң канада шөбиси башлиқи фәридә диф ханим бүгүн җәнвәдин бизниң зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң дуня уйғур қурултийи вә униң рәиси долқун әйсаға қилған пакитсиз әйибләшлирини вә башқа дөләтләргә бундақ бир чәклимә қойғанлиқини тәнқид қилди.
У мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң җәнвәдики вәкилләргә әвәткән хети бизни наһайити биарам қилди. Биз хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан бесим сиясәтлирини ‛террорлуққа қарши туруш‚ һәрикити дәп атаватқанлиқини билимиз. Буниң әмәлийәт билән қилчиму алақиси йоқ. Хитай һөкүмитиниң һечқандақ пакит болмай туруп, долқун әйсаға төһмәт қилиши вә башқа дөләтләрни униң билән көрүшмәслик һәққидә агаһландуруп қорқутуши кишини ойға салиду”
Фәридә диф ханим сөзидә йәнә, хитайға охшаш диктатор һакимийәтләрниң һәр даим террорлуқни баһанә қилип өктичи авазларни бастурушқа урунуп кәлгәнликини әскәртиш билән биргә, дуня уйғур қурултийиниң уйғурларниң кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн актип паалийәт қиливатқан қанунлуқ бир органлиқини тәкитлиди.
Долқун әйса әпәнди 9-сентәбир күни башлинидиған 42-нөвәтлик кишилик һоқуқ кеңишиниң тәйярлиқ хизмәтлири үчүн җәнвәгә йетип кәлгән. Униң ейтишичә, нурғун дөләтләрниң җәнвәдики вәкиллири хитайниң бу хетини көргәнликини, әмма буниңлиқ билән тәсиригә учримайдиғанлиқини ипадә қилған болсиму, әмма пәләстин қатарлиқ йәнә бир қисим әлләр вәкиллири долқун әйса әпәнди билән көрүшүштин ялтийивалғаникән.
Фәридә диф ханим болса радийомизға қилған сөзидә кишилик һоқуқ кеңишигә әза дөләтләрни вә уларниң җәнвәдики вәкиллирини хитайниң бундақ тәһдитлиригә боюн әгмәсликкә чақирди. У сөзидә: “бу дөләтләр кишилик һоқуқ кеңишидә хитайниң шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши коллектип һалда аваз чиқиришқа тиришиши керәк. Улар хитай һөкүмитиниң дуня уйғур қурултийи әзалири вә долқун әйса билән көрүшмәслик һәққидики тәһдити вә қорқутушиға учримаслиқи керәк әксичә улар билән көрүшүп шинҗаңда йүз бериватқанлар һәққидә йәниму көп учур елиши керәк”
Фәридә ханим сөзидә йәнә, б д т ға әза дөләтләрни кишилик һоқуқ кеңиши алий комиссариниң б д т тәкшүргүчилириниң уйғур елидә мустәқил тәкшүрүш елип бериш һәққидики чақириқиға аваз қошушқа чақириш билән биргә, буни уларниң мәсулийити, дәп көрсәтти.