Д у қ һәйити финландийә парламентида учришишларда болди
2024.05.24

Финландийәдә үч күнлүк паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса башчилиқидики д у қ һәйити 22-май күни финландийә парламентида бир қатар муһим учришишларда болған. Шундақла финландийә парламентида уйғур мәсилиси вә хитайниң давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқи һәққидә мәлумат бериш биргә финландийәниң уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуши һәққидә тәклипләр сунған.
Долқун әйса 22-май финландийә парламентида елип барған паалийәтлири һәққидә мәлумат бериш билән биргә финландийәниң уйғур ирқий қирғинчилиқини тонушиниң муһимлиқини тәкитлиди.
Шу күни чүштин кейин йәнә хәлқара һәмкарлиқ тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, финландийә кишилик һоқуқ тәшкилати қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатлар вә финландийә парламентиниң вәкиллириниң қатнишишида гуваһлиқ сөһбити елип берилған. Бу сөһбәткә финландийә йешиллар партийәсидин инка хопсу, финландийә партийәси, хиристиян демократлар партийәси қатарлиқ партийәләрниң бәзи парламент әзалириниң вәкиллири келип қатнашқан. Сөһбәт җәрянида финландийәдики хитайниң чегра һалқиған бастурушлири, уйғур ирқий қирғинчилиқини финландийәдә тонутуш үчүн немә қилиш керәк? дегән темида, соал-җаваб елип берилған.
Бу сөһбәткә риясәтчилик қилған хәлқара һәмкарлиқ тәшкилати мәсуллиридин пәзиләт ханим, бу сөһбәт һәққидики тәпсилатларни тонуштурди.
Долқун әйсаму, йеқинда явропа парламентиниң сайлими болидиғанлиқи, бу сәвәб билән бу сайламдин бурун финландийә хәлқигә уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитишта финландийә һөкүмити вә хәлқидин күтидиған үмидлирини хатирилитиш үчүн бу паалийәтни елип барғанлиқини билдүрди.
Бу гуваһлиқ сөһбити җәрянида йәнә дуня уйғур қурултийи хәлқара мунасивәтләр директори зумрәтай әркин билән лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим уйғур аяллириниң дуч келиватқан паҗиәлик қисмәтлири вә хитайниң җаза лагерлиридики зиянкәшликлирини тонуштуруп өткән болуп, зумрәтай әркинму бу һәқтә қисқичә тохтилип өтти.
Дуня уйғур қурултийи бу қетимқи финландийәдики паалийитини, хәлқара һәмкарлиқ тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, финландийә кишилик һоқуқ тәшкилати, финландийә ишчилар һоқуқи тәшкилати қатарлиқ тәшкилат вә хәлқаралиқ органлар билән бирликтә елип барған болуп, бу паалийәтләр финландийәдики һәр қайси ахбарат васитилиридиму хәвәр қилинған.